Америка ташқи ишлар министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатини елан қилди
2005.02.28

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң йилда бир чиқиридиған кишилик һоқуқ доклати, пүтүн дунядики кишилик һоқуқ вәзийитини асас қилидиған болуп, 2005 - йиллиқ мәзкур доклатта дунядики кишилик һоқуқ вәзийити начар дөләтләрниң қатарида хитайниң кишилик һоқуқ әһвалиму алаһидә тилға елинған. Доклатта хитайниң өткән йилдики кишилик һоқуқ хатирисиниң кишини әпсусландуридиғанлиқи болупму уйғур вә тибәт қатарлиқ аз санлиқ милләт районлиридики вәзийәтниң йәнила начар һаләттә икәнлики көрситилгән.
Хитайниң кишилик һоқуқ мәшғулати йәнила, америка һөкүмити әң көңүл бөлидиған мәсилиләрниң бири
Мәзкур доклатни елан қилиш мунасивити билән уюштурулған мухбирларни күтивелиш йиғинида сөз қилған америка ташқи ишлар министирлиқиниң хәлқара ишлириға мәсул ярдәмчи министири павла добрианиский (Paula Dobriansky) америка һөкүмитиниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди.
Павла ханим сөзидә йәнә, аз санлиқ милләтләр районидики әһвалниң начарлиқиниму қисқичә әскәртип өтти. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң мәзкур доклатиниң хитайға аит қисмидики ирқ вә аз санлиқ милләтләр бабида, уйғур мәсилисигә алаһидә орун берилип, уйғур елиниң омумийүзлик кишилик һоқуқ вәзийити тонуштурулған.
Сәккиз айниң ичидә 50 уйғурға өлүм җазаси берилди
Һәммиңларға мәлум, бизниң хитай билән сода вә башқа кәң даиридә алақимиз бар. Әмма бизниң мунасивитимизгә тосалғу боливатқан нәрсә, хитайниң кишилик һоқуқ хатириси.
Доклатта, өткән йилида хитай һөкүмитиниң "бөлгүнчи" җинайити билән уйғурларни җазалаш һәтта уларни өлүм җазаси билән етип ташлаш әһвалини давамлаштуриватқанлиқи көрситилип, хитайниң уйғур елидә "қаттиқ зәрбә бериш" һәрикитини башлап 2003 - йилиғичә болған арилиқта 3000 дин ошуқ дело турғузғанлиқи вә мушу сәвәбтин 3 йүз миңдин көп уйғурниң түрмигә ташланғанлиқи оттуриға қоюлған.
Униңда йәнә, хитайниң өткән йили 1 - айдин 8 - айғичә болған арилиқтила 50 нәпәр уйғурға "бөлгүнчи" дегән җинайәт билән өлүм җазаси бәргәнлики тәкитлиниш билән биргә, хитай һөкүмити 2003 - йили непалдин қайтуруп келип етивәткән уйғур паалийәтчиси ширәлиниң вәқәси қайта тилға елинған.
Рабийә қадир мәсилиси, уйғур елидики өз бешимчә тутқун қилиш һәрикитиниң типик мисали

Америка ташқи ишлар министирлиқи мәзкур доклатида, рабийә қадир мәсилисиниң уйғур елидики хитай һөкүмити тәрипидин елип бериливатқан өз бешимчә тутқун қилиш һәрикитигә бир типик мисал болалайдиғанлиқини көрситип, буниңдин сирт йәнә хитай түрмилиридә йетиватқан тарихчи тохти тунияз, язғучи абдулғәни мәмтимин вә чәтәллик мухбир билән көрүшкәнлики үчүн тутуп кетилгән дилкәш тиливалди қатарлиқларни тилға алди.
Доклатта йәнә, хитай һөкүмити уйғур елидики сиясий пикрини тинч йол билән ипадилимәкчи болғанлар билән зораванлиқни тәрғип қилғучиларни пәрқләндүрмигәнликтин, нурғун бигунаһ кишиләрниңму еғир җазаларға учрап кетиватқанлиқи әскәртилип, хитай һөкүмитиниң террорчилиққа қарши урушни сиясий вә диний көз қаришини тинч йолда ипадиләватқан уйғур хәлқини бастурушқа ишлитиватқанлиқи көрситилгән.
Хитай һөкүмитиниң өткән йили уйғур елидә хитай тили оқутушини илгири сүрүш үчүн 75 милйон юәнгә йеқин мәхсус пул аҗратқан. Уйғурлар кимлик һөҗҗәтлиридә хитайчә пинйин ишлитиш тәләп қилинған.
Мәзкур доклатниң ирқ вә аз санлиқ милләтләр һәққидики қисмида, уйғур ели, тибәт вә ички моңғол қатарлиқ җайларда аз санлиқ милләтләрни кәмситиш әһвалиниң бир қәдәр еғирлиқи, болупму буниң уйғур елидә рошән ипадилинип, уйғурлар өзлириниң туприқида хитай билән тәң хизмәт пурситигә еришәлмәйдиғанлиқи шундақла һөкүмәтниң барлиқ имтиязлиридин пәқәт хитайлар толуқ бәһримән болидиғанлиқи тилға елинған. Доклатта көрситилишичә йәнә, хитай аққун ишчилириниң уйғур елигә келиш сүрити барғансери тизләп, 20-30 йилниң алдида үрүмчидики нопусниң 20٪и хитай болған болса, һазир хитайлар нопуси 80٪ ни игилигән.
Хитай өткән йили уйғур елидики хитай тили оқутуши үчүн 75 милйон юән аҗратти
Америка ташқи ишлар министирлиқи бу доклатида йәнә, хитай һөкүмити гәрчә уйғур елидә аз санлиқ милләтләр маарипини йолға қойсиму, әмма хитай тилиниң һөкүмәт, сода вә акадимийидики монополлуқиниң аз санлиқ милләт мәктәплирини пүттүргән оқуғучиларни тәбиийла пайдисиз әһвалға қойғанлиқини тәкитләп, буниңдин сирт йәнә, хитай һөкүмитиниң өткән йили уйғур елидә хитай тили оқутушини илгири сүрүш үчүн 75 милйон юәнгә йеқин мәхсус пул аҗратқанлиқини оттуриға қойған.

Доклатниң хитайлар һәққидики қисмида хитайниң омумийүзлик кишилик һоқуқ вәзийити вә уйғур мәсилисидин сирт, тибәт, фалунгоң мәсилилири һәмдә хоңкоң вә макав қатарлиқ җайлардики әһвалларму айрим тонуштурулған. Хитайниң кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә тохталған америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк ишлириға мәсул ярдәмчи министири майкел козак, кишилик һоқуқ мәсилисиниң хитай-америка мунасивәтлиридә муһим орунда туридиғанлиқини билдүрүп мундақ деди:
"Һәммиңларға мәлум, бизниң хитай билән сода вә башқа кәң даиридә алақимиз бар. Әмма бизниң мунасивитимизгә тосалғу боливатқан нәрсә, хитайниң кишилик һоқуқ хатириси".
Америка ташқи ишлар министирлиқи 196 дөләтниң кишилик һоқуқ вәзийитини күзитиду
Майкел козак йәнә, америка һөкүмитиниң хитайда кишилик һоқуқни илгири сүрүш үчүн паалийәт елип бериватқан шәхсләргә бивастә ярдәм қиливатқанлиқини билдүрди.
Биз хитай һөкүмитиниң америка ташқи ишлар министирлиқи чиқарған бу доклатқа болған инкасини игиләш үчүн хитайниң америкида турушлуқ баш әлчиханисиға телефон қилған болсақму, лекин улар буниңға җавап бериштин өзини тартти.
Америка ташқи ишлар министирлиқи 2005 - йиллиқ бу доклатида, хитайдин сирт йәнә, шималий корийә, иран, мисир, судан вә сүрийә қатарлиқ дөләтләрдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини оттуриға қойған. Америка ташқи ишлар министирлиқи пүтүн дуняда җәмий 196 дөләтниң кишилик һоқуқ вәзийитини көзитип туриду.(Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т кишилик һоқуқ комитети хитайдики әдилийә сестимисини тәнқидлиди
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклати: хитай чағанниң алдидики 2 һәптидә 200 кишини атти
- Кишилик һоқуқ күзитиш тәшкилатиниң 2004 - йиллиқ доклати
- Хитайдики кишилик һоқуқ вә уйғурларниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийити
- Америка дөләт мәҗлиси хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әйиплиди