Америка дөләт мәҗлиси хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң яхшиланмиғанлиқини илгири сүрди


2005.10.12

Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмәтниң хитай ишлири бойичә бирләшмә комитети чаршәнбә күни доклат елан қилип, өткән йилларда хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң илгирләшкә еришмигәнликини тәкитлиди.

Хитай ишлири комитетиниң доклатида тәкитлишичә, хитай һөкүмити диний әркинлик, сөз әркинлики, ахбарат вә йиғилиш әркинликигә қарита контрол қилишни давамлиқ күчәйткән. Америка дөләт мәҗлиси сәйшәнбә күни хитай ишлири комитетиниң доклатини елан қилиш мунасивити билән чақирған испат бериш йиғинида, хитай һөкүмити җинайи ишлар қануни вә әдлийә саһәсидә бәзи ислаһатларни елип барған болсиму, әмма бу җәһәттики " иҗабий қәдәмләр" сақчилар тәрипидин ху җинтав вә униң коммунистик партийисини қоғдаш намида елип берилған қолға елиш вә җәмийәтни контрол қилиш һәрикәтлириниң көләңгүси астида қалғанлиқини тәкитлиди.

Уйғурларниң диний әркинлики вә аптономийә

Доклат диний ибадәт әркинлики һәққидә тохтилип, " һөкүмәт мусулманларни болупму уйғурларниң ибадәт паалийитини чәкләйдиған қаттиқ бәлгилимиләрни чиқармақта", дәп көрсәтти. Доклатта тәкитлишичә, "диний зиянкәшлик шинҗаңда интайин еғир болуп, партийә сиясити уйғурларниң тинч диний паалийәтлирини террорчилиқ вә диний әсәбийлик билән тәң орунға қоювалған". Хитай ишлири комитети доклатида, "қолға елишлар вә бу сиясәт хитай асасий қануниға хилап болупла қалмай шундақла хәлқара җәмийәт тәрипидин ортақ етирап қилинған кишилик һоқуқ өлчәмлиригиму зит," дәйду.

Доклатта, "аз санлиқ милләтләр аптономийә һоқуқиниң кеңәйтилишини, өз мәдәнийәт кимликигә өзлири игә болушни арзу қилсиму, әмма һөкүмәтниң сиясити хитай асасий қануни вә миллий территорийилик аптономийә қануниға хилаплиқ қилмақта," дәп тәкитлигән. Хитай ишлири комитетиниң әскәртишичә, "һөкүмәтниң тибәт вә шинҗаңда йолға қойған сиясити асаси җәһәттин хитай асасий қануниға хилап" икән.

Хитай ишлири комитетиниң 20 кишилик әзаси бар болуп, уларниң бир қисимини президент буш тәйинләйду. 2000 - Йили қурулған мәзкур комитет, америка дөләт мәҗлисигә вакалитән хитай кишилик һоқуқи вәзийитини көзитишкә җавабкар.

Комитетниң доклатида, "хитай кишилик һоқуқи хатирисиниң һәр қайси саһәләрдики шәрт - шараитида йеқинқи йиллардин бери илгириләш болмиди шундақла хитай пуқралириниң дөләт контроллиқидики аммиви сорунлар вә мәтбуатларда паалийәт қилиш, мақалә йезиш әркинликигә қарита һөкүмәт контроллиқи күчәйтилди," дәп язған.

Хитай ишлири комитетиниң доклатида әскәртишичә, һөкүмәтниң хитай көчмәнлирини аз санлиқ милләтләр райониға йөткәшни қоллаш сиясити, болупму тибәт билән уйғур аптоном райони вә ички моңғолда йәрлик милләтләр билән хәнзулар оттурисидики ихтилапни күчәйтмәктикән.

"Әтраплиқ шәрһләнгән ишәнчлик доклат"

Хитай ишлири комитетиниң сәйшәнбә күнки доклат елан қилиш мунасивити билән өткүзгән испат бериш йиғинида, америка дөләт мәҗлисиниң 9 нәпәр кеңәш палата әзаси, бир қисим авам палата әзалири вә буш һөкүмитиниң бәш нәпәр юқири дәриҗилик әмәлдари һазир болди. Йиғинда кеңәш палата әзаси чок хагел, хитай ишлири комитетиниң доклатини " хитайда кишилик һоқуқ вә қанунниң ролини әтраплиқ шәрһилигән ишәнчлик доклат " дәп тәриплиди.

Хагелниң тәкитлишичә, хитай рәһбәрлири иҗтимаий муқимлиқ вә иқтисадий тәрәққиятниң өзлүксизликини узун муддәткичә давалмаштурушни көзләп, "хитай пуқралириниң кишилик һоқуқини үз ичигә алған келәчикигә сәл қариса болмайду " деди. Чок хагелниң тәкитлишичә, " хитайниң тәрәққияти пүтүн асия әллиригила әмәс, бәлки пүтүн дуняға тәсир көрситиду. Шуниң үчүн кишилик һоқуққа һөрмәт қилиш униң келәчикиниң бир қисими болуши керәк" икән.

"Терроризм" ни баһанә қилмаслиқ керәк

Хитай ишлири комитети доклатида, тибәт мәсилисини тилға елип, президент буш вә америка дөләт мәҗлисини бейҗиңға тибәт роһани даһиси далай лама билән сөһбәт өткүзүш тоғрисида бесим ишлитишкә чақирди. Хитай ишлири комитетиниң доклатида тәкитлишичә, "йәр шаридики террорчилиққа қарши күрәш" аз санлиқ милләтләр һоқуқини дәпсәндә қилишқа баһанә болуп қалмаслиқи керәк икән.

Йиғинда авам палата әзаси, хитай ишлири комитетитиниң қошумчә рәиси җеймис личниң тәкитлишичә, доклат хитайниң өткән йилдики тәрәққият әһвалини көздин кәчүрүш билән биргә, "хитай пуқралириниң асасий қанун вә қанунларда бәлгиләнгән һоқуқини капаләткә игә қилиш үчүн нурғун ишларни қилишқа тоғра келидиғанлиқини көрситип бәргән " .

Хитай кишилик һоқуқ хатириси хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учримақта. Болупму хитайниң уйғур аптоном районида қанат яйдуриватқан аталмиш "үч хил күчләр" гә зәрбә бериш һәрикити, хәлқара кишилик һоқуқ органлири тәрипидин "террорчилиқни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қилиш" дәп әйибләнмәктә иди.

Хитайдики ахбарат әркинлики

Хитай ишлири комитетиниң доклатида, ху бейлик демократик зат лүй баңлйе билән бир чәтәллик мухбирниң гуаңдоңда намәлумәм кишиләр тәрипидин һуҗумға учраш вәқәсини оттуриға қоюлди.

Америка ташқи ишлар министирлиқи сәйшәнбә күнки ахбарат елан қилиш йиғинида бу вәқәни тилға алған. Америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси адам әрәлий, " биз гуаңдоңниң тәйши йезисида йүз бәргән зораванлиқ вәқәсини әндиишә билән көзитиватимиз шундақла биз бу вәқәдин туйған пәвқуладдә әндишимизни хитай һөкүмитигә йәткүздуқ " дәп тәкитлигән.

Ху бей өлкисиниң җиҗяң шәһәрлик хәлқ қурултийи әзаси лүй баңлйе, өткән шәнбә күни әнглийилик бир мухбирға һәмраһ болуп, гуаңдоңниң тәйши йезисида пуқраларниң хиянәтчилик билән әйибләнгән йеза башлиқини истипа беришкә мәҗбурлаш һәрикитини тәкшүрүшкә барғанда, нәмәлум кишиләр тәрипидин қаттиқ таяқ йигән иди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси коң чүән, сәйшәнбә күни мухбирларға лүй баңлйениң әһвали һәққидә тохтилип, уни "өлмиди," дегән шундақла лүй баңлйегә һәмра болуп тәйши йезисиға барған әнглийилик мухбирни җоңго қанунлириға бойсунмиди, дәп әйиблигән иди.

Адам әрәлий коң чүәнниң сөзигә җавабән, "ахбарат әркинлики вә хәлқниң иҗтимаий актипчанлиқи бизниң қиммәт қаришимиздур," дәйду. Адам әрәлий йәнә "биз пуқралар вә мухбирларниң таяқ йейишини яки тәһдиткә учришини әмәс, бәлки һөрмәт қилинишини көрүшкә еһтияҗ " дәп тәкитлигән. Адам әрәлий, бейҗиңдики америка әлчиханисиниң лүй баңлйе билән алақилашқанлиқини билдүрди. У, " биз бу дилони давамлиқ йеқиндин көзитимиз," дәйду.

Әмма хитай ташқи ишлар министирлиқи чаршәнбә күни елан қилған баянатида, мәзкүр доклатни " пакитни бурмилап, җуңгониң ичкий ишлириға қопаллиқ билән арилашти " дәп әйиблиди. Коң чүәнниң тәкитлишичә, хитай ишлири комитети, " пакитни бурмилап, җуңгониң кишилик һоқуқи, қанун сестимиси вә башқа саһәләрдә қолға кәлтүргән зор нәтиҗилирини йоққа чиқарған. У, " кишилик һоқуқ, дин, тибәт, шинҗаң, хоңкоң, аялларһоқуқи вә алақидар мәсилиләрдә җуңгони әйибләшни давамлаштурмақта " дәп әскәртти. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.