Бирләшкән дөләтләр тәшкилати дуня адәм сетиш содиси вәзийити һәққидә доклат елан қилди


2006.04.26

adem-sodisi.jpg
Икки нәпәр уйғур балиси хитайниң шиән шәһиридә тепилғандин кейин, 2005-йили 25-декабир күни өйигә қайтиштиш йолида тамақ йемәктә.AFP

Мәркизи австрийиниң вена шәһиридә болған бирләшкән дөләтләр тәшкилати зәһәрлик чекимлик вә җинайи ишлар бөлүми елан қилған доклатта көрситилишичә, һазир дуняда адәм сетиш содиси наһайити еғир бир мәсилигә айланған. Бу хил адәм содисида сетиветилгәнләр асасән аяллар вә балилар болуп, уларниң көп сандикиси җинсий қулға айланған.

Асия - адәм содисиниң баш бекити һәм ахирқи бекити

Мәзкур доклатта йезилишичә, адәм сетиш тиҗаритидә башқилар тәрипидин сетиливатқан кишиләр асасән африқа, җәнуби - орта явропа, сабиқ совит иттипақи вә латин америка қатарлиқ җайлардин кәлгәнләр икән. Адәм сетиш содисиниң ахирқи бекити болуп һесабланған дөләтләр ғәрби явропа, америка, японийә вә исраилийә қатарлиқлар икән. Асия дөләтлириниң алаһидилики шуки, улар пәқәт адәм содисиниң баш бекитила әмәс бәлки ахирқи бекитиму болуп һесаблинидикән. Йәни мәзкур дөләтләрдә пәқәт адәм сетишла әмәс бәлки адәм сетивелиш ишлириму еғир дәриҗидә мәвҗут икән. Болупму, хитай вә тайланд дуня бойичә адәм сетиш содиси әң еғир болуватқан дөләтләр болуп һесаблинидикән.

Зиянкәшликкә учриғучилар аяллар вә балилар

Дуняниң һәрқайси җайлиридики адәм сетиш тиҗарити һәққидә елан қилинған бу доклатниң апториниң бири болған мартин әпәнди мәзкур доклатни йезишта ишлитилгән материялларниң келиш мәнбәси һәққидә тохтилип мундақ деди:

"Мәзкур доклатта, та һазирғичә елан қилинип кәлгән барлиқ учурларниң һәммиси топланған болуп, булар һәрқайси дөләтләрниң һөкүмити, мунасивәтлик хәлқара тәшкилатлар, һөкүмәтсиз тәшкилатлар, тәтқиқат органлири вә мәтбуат орунлири қатарлиқлар тәрипидин берилгән мәлуматларни өз ичигә алиду. Биз шуни ениқлап чиқтуқки, һазир дуняда 127 дөләттин кәлгән кишиләр 137 дөләткә апирип сетиветилгән ".

Зияритимизни қобул қилған мартин әпәнди мәзкур доклатни йезишта асасланған санлиқ мәлуматларға тайинип туруп, адәм сетиш тиҗаритидә әң чоң зиянкәшликкә учриғанлар асасән аяллар вә балилар икәнликини һәмдә буларниң арисида әрзан баһалиқ әмгәк күчи болуп ишләшкә мәҗбур болғанларниң сани әмәлийәттә җинсий қулға айланғанлар санидин чоң пәрқләнмәйдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:

"Бундақ болушидики сәвәб, көплигән дөләтләрдә, мәҗбурий әмгәк күчигә айланған кишиләрниң башқилар тәрипидин бир йәрдин, йәнә бир йәргә апирип сетиветиливатқанлиқини һечким билмәйду. Көплигән дөләтләрдә пәқәт җинсий қулға айлинишни мәний қилиш қанунила болуп, әрзан әмгәк күчигә мәҗбурлашни чәкләш һәққидики қанун болмиған. Шуңа әрзан әмгәк күчи мәсилисини көп сандики адәмләр тонуп йетәлмигән ".

Хитай вә тайланд алдинқи қатарда

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин елан қилинған бу доклатта, асиядики инсан тиҗарити содиси әң еғир болған дөләт хитай вә тайланд икәнлики алаһидә тәкитлиниш билән бир вақитта, бу икки дөләттики зиянкәшликкә учриғанлар асасән тайланд, японийә, исраилийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләргә апирип сетиливатқанлиқи көрситилгән. Мәзкур доклатниң аптори мартин әпәнди бу һәқтә тохтилип мундақ дегән:

"Мән бу җәһәттә мәлум бир дөләтниң әһвали йәнә бир дөләткә қариғанда техиму еғир дәп көрсәткүм йоқ. Лекин хитайдики әһвал һәқиқәтән наһайити алаһидә болуп, у пәқәт адәм тиҗаритиниң баш бекитила әмәс,бәлки ахирқи бекитигиму айланған. Адәм сетиш тиҗарити хитай земининиң өзидила наһайити әвҗ елип кәткән.Мәсилән, намрат йеза районидики кишиләрни шәһәр яки бай районларға апирип сетиветидиған әһвал наһайити еғир.Чәтәлләргә алдап елип чиқип сетиветидиған әһвалму еғир дәриҗидә мәвҗут болуп турмақта ". (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.