' Доланлиқлар ' һарақ ботулкисида
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.10.31
2008.10.31

RFA archive
Уйғур елидики зиялийлар вә мәдәнийәт қоғдиғучилириниң тиришчанлиқи билән илгири, " аманниса ", " норуз", " муқам" қатарлиқ исимларниң тавар маркиси болупму һарақ маркиси қилиниши тосуп қелинған иди, һалбуки йеқинда йәнә " доланлиқлар " маркилиқ һарақ пәйда болған болуп, мәзкур намниң һараққа чаплиниши уйғур җамаитидә зор ғулғула пәйда қиливатқан болса, мәзкур һарақниң алаһидә әрзан болиши бу һарақниң келиш мәнбәси һәм сүпитигә нисбәтән кишиләрдә гуман қозғимақта икән.
Долан даң чиқарғандин буян
"Долан" уйғур миллити тәркибидики бир тармақ қәбилиниң нами болуп, тарихий яднамиләрдә доланларниң уйғур қовми икәнлики, долан мәдәнийитиниң уйғур мәдәнийитиниң муһим тәркиби қисми икәнлики тоғрисида наһайити ишәнчлик мәлуматлар бар.Һазирқи доланлар тәклимакан қумлуқиниң ғәрбий җәнубий гирвикидики мәкит наһийисидә бир қәдәр топлишип олтурақлашқан болуп, маралбеши наһийисиниң мәкиткә хошна ават, сериқ бойи, ақсақ марал, шамал қатарлиқ җайлири вә ақсу аватниң ғоручөл дегән йеридиму долан мәдәнийитиниң изналири хели көп учрайду.
Долан муқами һәм мәдәнийәтлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин қоғдилидиған мәдәнийәт түригә киргүзүлгәндин кейин долан нам һәр саһәниң һәр кишиниң алаһидә қизиқиш қозғайдиған бир нам болуп қалди.
Доланни кишиләр тәхәллуси қилипму қолланди, тавар маркисиму қиливалди. Сәнәт гуруппилириниң намиму қилинди. Долан талаш тартишта қалған ашундақ базарлиқ бир нам боливатқан һазирқи пәйттә "доланлиқлар" маркилиқ һарақ һәққидә йолланған бир учур , доланлиқлар муназирә тори арқилиқ башқа уйғур торбәтлиригә чаплинип зор ғулғула қозғиған бир тема болуп қалди.
Судинму әрзан "доланлиқлар" маркилиқ һарақ
Тема йоллиғучиниң тәсвирлишичә, йеқинда у биңтүән 3 - девизийиси 45 - полк мәйданидики бир базарда " доланлиқлар" маркилиқ бир ақ һарақни учратқан болуп, 38 градуслуқ бу һарақ менирал судинму әрзан баһада болуп, топ сетилиши икки йерим йүән, парчә сетилиши үч йүән икән.Доланлиқлардин ибарәт мәдәнийәт қатлимини өзигә марка қилған бу һарақниң йешикигә "шинҗаң. Ават наһийиси "долан" һарақ чәклик ширкити дәп йезилған икән.
"Доланлиқлар" ниң һараққа марка қилиниши "долан" ға мунасивәтлик йәнә бир қетимлиқ һарақ марка ихтилапи һесаблиниду. Бу һәқтә оқя марка вакаләтчилик торида берилгән бир учурда көрситилишичә буниңдин төт бәш йил илгириму үрүмчи шәһиридики бйән фамилилик бир хитай " долан " дегән сөзниң хәнзучисини һарақ, испиртлиқ ичимликләр түригә ройхәткә алдуруп, завут қуруп, "долан" маркилиқ ақ һарақни ишләпчиқарған, әмма долан маркилиқ һарақ базар тапалмай, униң тиҗарити узақ давамлашмай вәйран болған, һалбуки бйән йәнә "долан" дегән маркини һәммә җайда тәң тәшвиқ қилип, "30 милйон йүәнгә сатимән" дәп җар селип йүргән икән.
"Доланлиқлар"ни марка қиливалған сахта мәһсулат
Долан мәдәнийәт категорийисигә киридиған аталғу болуп, у уйғур долан мәдәнийитини яратқан вә шу мәдәнийәтни сақлап келиватқан хәлқниң ортақ нами.Хитайниң марка қануниниң 10маддисида" миллий кәмситиш түридики бәлгиләрни марка қилип ишлитишкә болмайду" дәп бәлгиләнгән. Бу қанунниң йәшмисидә дунядики һәр қайси ериқ, һәрқайси милләт, қәбилиләрниң нами һәмдә мәлум бир райондики хәлқниң ортақ намини марка қилип қоллинишқа болмайдиғанлиқи тоғрисида бәлгилимә бар.
Һазирқи әмәлий әһвалда, өзини "долан" дәп атайдиған хәлқниң көп санлиқ әзаси ислам диниға етиқат қилиду. Һарақ ислам динида ичиш чәкләнгән ичимлик. "Долан" дегән намни һараққа марка қилиш көп санлиқ долан хәлқиниң ирадисигә мухалип келиду. Бу дәл марка қануниниң 10 - маддисидики бәлгилиминиң чәкләш даирисигә,кириду.
Мәкит наһийилик хәлқ һөкүмити бир икки йил илгири "долан" ни җуғрапийилик җай нами билән атилидиған испат марка қилип қоллиниш үчүн дөләт марка идарисиға рәсмий илтимас сунғанлиқи мәлум.
Биз доланлиқлар ниң һарақ маркиси қилинғанлиқи һәққидә мәкит наһийисиниң хәвири бар йоқлиқини игиләш үчүн. Мәкит наһийилик һөкүмәт ишханисидин бир кадир зияритимизни қобул қилди.
Ундақта долан дегән намни һәр қандақ киши һәр қандақ мәһсулатқа марка қилип қоллинивәрсә боламду ? " доланлиқлар рәсми ройхәткә елинған қанунлуқ маркиму ?бу намни һараққа чаплашқа ким рухсәт бәрди ?
Биз бу һәқтә доланлиқлар маркилиқ һарақниң йешикигә йезилған һарақ ишләпчиқарған адрес бойичә, шинҗаң ават наһийилик долан һарақ чәклик ширкитидин сорап көрүш үчүн ақсу вилайәтлик телефон номури сүрүштә қилиш орни һәмдә ават наһийилик сода башқуруш идариси,ават наһийилик һөкүмәт ишханилиридин сорап көргинимиздә, бундақ бир ширкәт һәм завутниң мәвҗут әмәслики ашкариланди.
" Таварниң сүпити яхши болмиса бикар... "
Гәрчә долан һарақ чәклик ширкити мәвҗут болмисиму, униң тазиланған судинму әрзан һарақ мәһсулатиниң йеза базарлирида мәвҗут болуп туруватқанлиқи бир һәқиқәт. Бу һарақниң баһасиниң өзила униң сүпитини көрситиду, шундақла төвән киримлиқ кишиләрни йәни йезилардики деһқанларни нишан қилғанлиқи көрүнүп туриду." Таварға һәр қандақ даңлиқ исимни марка қилип таллиғандиму, шу маркиға вәкиллик қилидиған таварниң сүпити яхши болмиса, маркини һәрқанчә даңлиған биләнму, бундақ таварни истемалчилар алқишлайдиған есил малға айландуруш қәтий мумкин әмәс."
Бизниң ақсу ават наһийисидики мәлум уйғур ресторан хоҗайини билән өткүзгән сөһбитимиз буниң испати болалайду.
Буниң алдидила техи уйғур җамаити арисида мәлум хитай ширкәтлири тәрипидин " гули" наминиң, һамилдарлиқтин сақлиниш қапчуқиға марка қилинғанлиқи, "норуз", "аманниса, "долан" намлириниң һарақ маркиси қилинғанлиқ, шуниңдәк һейтгаһ җамаәсиниң һарақ ботулкисиға чапланғанлиқиға охшаш мәсилиләргә қарита зор наразилиқлар мәйданға келип, бәзи уйғур зиялийлириниң қануний йоллар билән иш көрүши һәм көп тиришчанлиқ арқилиқ, уйғурларниң кимлики,мәдәнийити, ғуруриға вәкиллик қилидиған мушуниңға охшаш бәзи муқәддәс намларниң тавар маркиси қилинишидин сақлап қалған болсиму, йәнила нурғун уйғур намлири намувапиқ һалда хитайниң сүпәтсиз тавар маркилири болуп қалмақта.