Америка дөләт ишлар министирлиқиниң йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида уйғурлар мәсилиси тилға елинди (1)

Америка дөләт ишлири министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатниң хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә даир қисмида уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилириму алаһидә тилға елинған.
Мухбиримиз ирадә
2011.04.08
olum-jazasi-korsetmisi-305.jpg 2009-Йили пуқралириға өлүм җазаси бәргән дөләтләрниң көрсәтмиси. Хитай өлүм җазаси бәргән адәм сани 1000 фин ешип кәткән.
AFP

Бу йил 35-қетимлиқи елан қилинған бу кишилик һоқуқ доклатида хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити маддилар бойичә тәпсилий баян қилинған болуп, доклатниң хитайға аит қисми мундақ дәп башлиниду:

3.1 Милярд нопусқа игә болған хитайни хитай коммунист партийиси башқуруп кәлмәктә. Коммунист партийә дөләттики барлиқ һоқуқларни өз қолиға еливалған. Ху җинтав бирла вақитта коммунист партийә баш секретари, президент вә мәркизи һәрбий комитетниң рәисликидин ибарәт 3 муһим вәзипини қолида тутиду. Хитайда инсан һәқлири дәпсәндичиликлири давам қилмақта. Хитай һөкүмити өз һоқуқидин пайдилинип иҗтимаий җәмийәт, тәшкилат вә шәхсләрниң кишилик һоқуқ вә омумниң мәнпәитигә мунасивәтлик мәсилиләрдики ролини чәкләп, интернет әркинлики, пикир әркинликини тосуш, кишилик һоқуқ паалийәтчилирини җимиқтуруш һәрикәтлириниң салмиқини ашурмақта.

Доклатта хитайда бу бир йил ичидә көрүлгән асаслиқ кишилик һоқуқ мәсилилири 25 түргә айрилған болуп, булар сотсиз өлүм, халиғанчә қолға елиш вә мәҗбурий ғайиб болуш, қейин ‏-қистақ вә мәҗбурий етирап қилдуруш, журналист‏, язғучи, мухбир вә өктичиләрни қолға елиш, адаләтсиз сот системиси, йиғилиш әркинлики, диний әркинлик, әркин саяһәт қилиш һоқуқини чәкләш, башқа дөләтләргә хитай пуқралирини қайтуруп бериш һәққидә бесим ишлитиш, аз санлиқ милләтләр вә аялларға, мейипларға айримичилиқ қилиш қатарлиқларни өз ичигә алиду.

Уйғурларниң исми юқиридики түрләрниң асасән һәммисидә дегүдәк тилға елинған болуп, уйғурларниң юқиридики түрләр бойичә учриған кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мисаллар билән баян қилинған. Доклатниң хитайдики өз мәйличә вә қанунсиз өлүм җазалири дәпсәндичилики қисмида 5-июл үрүмчи вәқәси алаһидә тилға елинған болуп, униңда мундақ дейилгән: “2009-йили ноябирда 8 уйғур вә бир хитай һечқандақ қануний сот тәртипи елип берилмиған әһвал астида өлүмгә һөкүм қилинди. Йил ахирида җәмий 26 киши өлүмгә һөкүм қилинди. 9 И кечиктүрүп иҗра қилинидиған өлүмгә һөкүм қилинди. Буларниң ичидә пәқәтла 3 и хитай, қалғанлири һәммиси уйғур.”

Хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң, тонулған шәхсләрниң яки хитай һөкүмити тәрипидин хәтәрлик дәп қаралған кишиләрниң туюқсиз йоқап кетиш әһвали һәққидә тохталған доклатта, хитайда юқириқидәк шәхсләр зеһни аҗиз дегән қалпақ билән сараңлар дохтурханисиға соливетилиду, дәп баян қилинған. Униңда ейтилишичә, хитайда 1998-йилидин 2010-йилиғичә болған арилиқта 40 миңдин артуқ киши сараңлар дохтурханисиға соланған. Униңда йәнә, 2009-йили 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин йүзлигән уйғур яшлириниң из-дерәксиз ғайиб болуп кәткәнлики тилға елинған.

Доклатта мундақ дейилгән: “хитай қанунида қолға елинғанларниң аилиси 24 саәт ичидә хәвәрдар қилиниду, дәп бекитилгән. Әмма хитайда қанунда бекитилгән бу мадда иҗра қилинмайду. Қолға елинғанларниң аилиси күнләрчә һечқандақ әһвалдин хәвәрдар қилинмайду. Хитай қанунида йәнә, әрздарлар юқириға әрз қилиш һоқуқиға игә дейилгән, әмма һәрқайси өлкә-шәһәрләрдин бейҗиңға әрз қилғили кәлгәнләр халиғанчә қолға елиниду, тутуп турулиду. Һәтта зорлуқ-зомбулуққа учрайду.”

Доклатта юқиридики әһвалға үрүмчи вәқәсидә қатнашқан дәп қолға елинған нурул ислам шәрбазниң әһвали мисал қилинған болуп, униң, вәқәгә алақидар дәп қолға елинғандин кейин ата-анисиниң хелиғичә униң әһвалидин хәвәр алалмиғанлиқи, униң билән көрүштүрүлмигәнлики, ақсудики бир сотта 30 минутлуқ сот биләнла униң өмүрлүк қамақ җазасиға буйрулғанлиқи тилға елинған. Буниңдин сирт журналист ғәйрәт ниязниң һечқандақ очуқ-ашкара сот тәртипи өткүзүлмәй турупла 15 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинғанлиқиму мисал қилип көрситилгән.

Доклатта хитайдики сиясий вә диний көз қараш сәвәбидин қолға елинған сиясий җинайәтчиләр мәсилиси үстидә тохтилип: “хитай даирилири һечқачан хитайдики сиясий җинайәтчиләрниң пәқәт сиясий көз қариши охшимиғанлиқтин қолға елинғанлиқини етирап қилмайду, уларниң қанунға хилаплиқ қилғанлиқини илгири сүриду. Әмма хитайда пәқәт сиясий көз қариши охшимиғанлиқи үчүнла түрмидә йетиватқан миңларчә сиясий мәһбус бар. Хитай даирилири хәлқара тәшкилатларниң бу сиясий мәһбуслар билән учришишиға рухсәт қилмай кәлмәктә. Кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җя, ваң биңҗаң, рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлиридин алим абдуреһим вә абликим абдуреһим вә шундақла уйғур паалийәтчи дилкәш тиливалди, ху миңҗүн қатарлиқлар бу кишиләрниң пәқәтла бир қанчиси.”

Бу доклатниң давамини кейинки программимизда аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.