Д у қ иҗраийә рәиси долқун әйса америкидики паалийәтлири һәққидә тохталди

Долқун әйса әпәнди мәхсус зияритимизни қобул қилип, өзиниң бу қетим америкиға келиш җәряни һәм америкидики паалийәтлири һәққидә тохталди. Долқун әйса әпәнди 2002-йили хитай һөкүмити тәрипидин террорчи тизимликигә киргүзүлгән 11 нәпәр уйғур паалийәтчисиниң бири.
Мухбиримиз меһрибан
2012.11.15
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Hans-Hogrefe-dolqun-eysa-305.jpg Кишилик һоқуқ дохтурлири тәшкилатиниң директори һанс һогрәфә вә долқун әйса. 2012-Йили ноябир, вашингтон.
RFA

Дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди тонулған уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң бири. 9-Ноябир америкиниң пайтәхти вашингтон шәһиригә йетип кәлгән долқун әйса әпәнди 15-ноябир күни радиомиз уйғур бөлүминиң мәхсус зияритини қобул қилип, хитай уни террорчи дәп елан қилған 10 йилдин буян тунҗи қетим америкида зиярәттә болушиниң, өзи һәм дуня уйғур қурултийи қатарлиқ чәтәлләрдики хитай һөкүмитигә қарши паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң бундин кейинки паалийәтлиридә муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

У өзиниң бу қетим америкида кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә америкиниң һөкүмәт хадимлири биләнму муһим учришишларда болғанлиқини билдүрди вә америкиға кириш йолиниң ечиветилиши, дуня уйғур қурултийиниң бундин кейинки йиғин паалийәтлириниң өткүзүлүши вә бәзи қарарларниң елинишиға техиму қулай пурсәт туғдурғанлиқини билдүрүп, америка һөкүмитиниң уйғурларниң паалийитини қоллиғанлиқиға алаһидә рәһмәт ейтти.

Долқун әйса әпәнди йәнә, өзиниң бу қетимқи америка зияритидики тәсиратлири һәққидиму тохтилип, америка уйғур бирләшмисиниң 10-ноябир өткүзүлгән сайлам паалийитигә қатнашқанлиқини һәм җумһурийәт байримидин кейин америкидики уйғурлар билән пикир алмаштуруш, сөһбәтлишиш паалийәтлиридә болғанлиқини баян қилди шуниңдәк әркин асия радиосини зиярәт қилип, Libby Liu вә Daniel Southerland қатарлиқ рәһбәрләр һәмдә уйғур бөлүминиң долқун қәмбири қатарлиқ барлиқ хадимлири билән көрүшүп, уларниң хизмитигә йүксәк баһа бәргәнлики тоғрисида тохталди.

Сөһбитимиз ахирида долқун әйса әпәнди йәнә, әйни чағда өзи билән бирликтә хитайниң террорчи тизимликигә киргүзүлгән башқа уйғур паалийәтчилириниң әһвали һәққидиму тохтилип, өзигә йол ечилғанлиқи, уларниңму хәлқарада әркин паалийәт елип беришиға үмид бериши мумкинликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.