Долқун әйса: хитай мәдәнийәт йили паалийити хитайниң мәдәнийәт таҗавузчилиқини паш қилишниң йәнә бир пурсити
2011.12.28

2012-Йили германийидә хитай мәдәнийәт йили паалийитиниң йолға қоюлмақчи болғанлиқ хәвири елан қилинғандин кейин, германийидики хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң германийә шөбиси вә германийидики көплигән кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәмдә уйғур, тибәт, ички моңғул тәшкилатлири наразилиқ баянатлири елан қилип, хитайдәк мәдәнийәт таҗавузчиси болған бир дөләтниң германийидәк демократик бир дөләттә мәдәнийәт йили өткүзүш салаһийити йоқлуқини җакарлиған иди. Алдинқи һәптә бу тәшкилатларниң вәкиллири бир йәргә җәм болуп, хитай мәдәнийәт йилиға қарши йиғин өткүзгән вә 2012-йили хитайға қарши елип баридиған паалийәт программилирини бекиткән.
Бу қетимқи хитайға қарши паалийәтләрни қанат яйдуруш программисиниң йетәкчи органлиридин бири дуня уйғур қурултийи болуп, баш катип долқун әйса әпәнди алдинқи һәптә болуп өткән йиғин вә һәрқайси тәшкилатларниң 2012-йилидики хитай мәдәнийәт йилиға қарши тәйярлиқ паалийәтлири тоғрисида соаллиримизға җаваб берип, 2012-йилиниң өз нөвитидә йәнә, уйғурлар мәсилисини германийидә техиму кәң аңлитиш һәм хитайниң мәдәнийәт таҗавузчилиқини йәниму илгириләп паш қилишқа пурсәт яритип беридиғанлиқини ейтти.