Әрәб бирләшмә хәлипиликидә 2 уйғурға 10йиллиқтин қамақ җазаси берилди

Түнүгүндин бери хәлқара мәтбуатларда 2 нәпәр уйғурниң әрәб бирләшмә хәлипиликидә сотлинип 10 йиллиқ кесилгәнлики һәққидә хәвәрләр берилмәктә. Хәвәрләрдә билдүрүлүшичә, бу икки уйғур әбудабидики әҗдиһар намлиқ хитай сода базирини партлитишниң пиланлаш вә террорчи тәшкилатниң әзаси болуш билән әйиблинип 10 йиллиқ кесилгән.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.07.01
Ereb-bishleshme-xelipiligidiki-xitay-baziri-305 Сүрәт, әрәб бирләшмә хәлипиликидә сотлинип 10 йиллиқтин кесилгән 2 нәпәр уйғурниң "партлатмақчи" болған дубәйдики хитай сода базириниң алди көрүнүши.
http://business.maktoob.com

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу икки уйғур бултур, 13 миң доллар пулни дубәйдин хитайға, арқидин у йәрдин сәуди әрәбистаниға йөткигән; буниңдин хитай тәрәп гуманға чүшкән; нәтиҗидә хитай әлчиханиси әрәб хәлипиликигә әһвални мәлум қилған, буниң билән дубәй сақчилири бу икки уйғурниң арқисиға чүшкән вә улар бир дориханида партлатқучқа керәклик материялларни сетивеливатқанда тутулған. Мәһкумлар бултур күздә тутулған, 2010 - йили 1 ‏- айда улар үстидин сот ечилип әйибләнгән; түнүгүн ечилған сотта һөкүм чиқирилған.

Хәвәрләрдә баян қилинишичә, улар әрәб бирләшмә хәлипиликигә бултур 7 ‏- айниң ахири кәлгән; униңдин кейин сәуди әрәбистаниға бир қанчә қетим берип кәлгән. Әйиблигүчи сотта уларниң сәуди әрәбистан сәпирини террорлуқниң бир парчиси дәп көрсәткән, әмма, мәһкумлар сотта әйиблигүчиниң бу сөзлирини рәт қилған; улар сәуди әрәбистан сәпирини диний паалийәт дәп чүшәндүргән.

Әбудабийдә чиқидиған милләт гезитидә билдүрүлүшичә, мәһкумлар сотта партлитиш пиланини инкар қилмиған; улар пәқәт хитай сода базириниң алдидики һәйкәлни партлитишни пиланлиғанлиқини, бу арқилиқ хитай һөкүмитигә қаршилиқ билдүрмәкчи икәнликини, пиланда адәмләргә зиян - зәхмәт йәткүзүш нийити йоқлуқини баян қилған.

Әмма хәвәрләрдә, әгәр мәзкур пилан әмәлгә ашқан болса, һәйкәлниң 80 метир әтрапиға тәсир көрситидиғанлиқи вә еғир ақивәт кәлтүрүп чиқириш мумкинчилики баян қилинмақта.

Мәзкур хәвәрдә йәнә, бу икки нәпәр уйғурниң бултур үрүмчидә 5 ‏- июл вәқәси йүз берип, көп санда кишиләр өлгән вә тутқун қилинғандин кейин, буниңға қарита наразилиқини ипадиләш үчүн мәзкур пиланни түзгәнликини билдүргән. Дубәйдә өткүзүлгән түнүгүнки сотта, икки нәпәр тәрҗиман һазир болған; булардин бири, уйғурчидин хитайчиға; йәнә бири болса, хитайчидин әрәбчигә тәрҗимә қилған.

Хәвәрләрдә билдүрүлүшичә, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң қануни бойичә, әслидә, террорлуқ җинайитигә өлүм җазаси берилиду; әмма сот, вәқә техи пилан басқучида болғанлиқи, әмәлий зиян кәлтүрмигәнлики үчүн, йәңгил җаза бәргән. Һөкүм әрәб бирләшмә хәлипиликиниң дөләт бихәтәрлик соти тәрипидин берилгәчкә, уларниң мәзкур һөкүмгә қарши әрз қилиш һәққи болмиған.

Дуняниң һәр қайси җайлирида уйғурларға алақидар түрлүк вәқәләр йүз бәрмәктә; вәқәләргә һәр вақит хитайниң қол тиқиши билән, вәқәләрниң раст - ялғанлиқи вә вәқәниң характери һәққидә уйғурлар арисида гуман пәйда қилмақта.

Истанбулда яшаватқан җамаәт әрбаблиридин абдукерим әпәнди вәқә һәққидики пәрәзлирини баян қилди. Абдукерим әпәнди сөзиниң ахирида, бу хил вәқәләр үстидин уйғур тәшкилатлириниң өз имкани даирисидә мустәқил тәкшүрүш елип бериши вә вәқә үстидин мустәқил, өзигә хас һөкүм чиқириши керәкликини билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин, әрәб бирләшмә хәлипиликидә сотланған икки уйғур һәққидики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.