Дуня бойичә әң чоң саәт һәрәмдә

Бу йил рамизан ейиниң кириши билән бир қанчә вақиттин бири мәсчит һәрәмниң алдидики "падишаһ абдуләзиз вәхпи" бинасиниң үстигә ишлиниватқан дуня бойичә әң чоң саәт рәсмий ишқа кириштүрүлди.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2010.08.27
Mekke-herem-meschiti-yenidiki-eng-chong-saet-305 Сүрәт, мәсчит һәрәмниң алдидики "падишаһ абдуләзиз вәхпи" бинасиниң үстигә ишләнгән дунйа бойичә әң чоң саәттин бир көрүнүш.
AFP Photo

Бу саәтниң пүтүп чиқиш ишини сәуди әрәбистан падишаһи абдулла ибни абдуләзиз биваситә өзи көзәткән болуп, 2010 - йиллиқ рамизан ейиға үлгүртүп чиқиш пилани билән иш башлинип дегәндәк рамизан ейиниң биринчи күнигә үлгүртүп ишқа чүшүрүлди.

Бу саәт лондондики дуня бойичә әң чоң саәт саналған "бигбин" дин 6 һәссә чоң болуп, һәр бир тәрипиниң кәңлики 46 метирдин келиду, йәрдин игизлики 402 метир келиду. Саәтниң авази 7 километир йирақларғичә аңлиниду. Әмма саәтни 30 километир йирақлиқтин ениқ көргили болиду.

Абдулһәлим һаҗим билән сөһбәт

Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ абдулһәлим һаҗим мәккә саити һәққидә мундақ деди: "сәуди әрәбистанида чиқидиған 'ислам дуняси' гезитиниң 19 - авғуст санида сәид ибни җәмил қурәши дегән кишиниң қәлими билән 'мәккә саити рамизанға үлгүртүп ишқа чүшүрүлди' дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, униңда мундақ дәп язған: 'сәуди әрәбистани падишаһи абдулланиң әмри билән мәккә саити барлиққа кәлди. Бу саәт дуня бойичә әң чоң саәт һесаблиниду. Саәт күндүздә қара рәңлик, кечиси йешил рәңлик көрүниду. Саәтниң юқирисиға айниң шәкли ясалған болуп, чоңлуқи 23 метир келиду. Шундақла дуняда һазирғичә ясалған әң чоң ай шәкли болуп һесаблиниду. Мусулманларниң қиблиси болған мундақ бир улуғ җайда вақитни көрситидиған, намазларниң вақтини билдүридиған бирәр чоң саәтниң болуши һәқиқәтән зөрүр иди. Мундақ чоң саәт бу муқәддәс җайға толиму ярашқан вә кишиләрниң йирақ җайлардиму вақитни билиши үчүн наһайити қолайлиқ бир шараит яритилди.
 
Саәтни ясаш ишиға германийә, шветсийә вә явропаниң башқа дөләтлиридин көплигән мутәхәссисләр иштирак қилған. Намазниң вақти кәлгәндә саәтниң юқирисидин ақ вә йешил икки чирақтин чиққан икки хил нур худди асманға қадилип турған икки оқтәк упуқни йорутуп туриду, бу ишарәттин йирақтикиләр вә қулиқи еғирлиқтин әзанни аңлиялмайдиған кишиләр намаз вақтиниң киргәнликини һаман биливалиду.'"

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.