Хитайниң чәтәл әқлий мүлүк таварлириға қойған чәклимиси дуня сода тәшкилатиға әза дөләтләрни нарази қилмақта

Хитай һөкүмити чәтәлләрдин хитайға импорт қилинидиған үн-син буюмлири, китаб-журнал қатарлиқ әқлий мүлүк таварлириға болған назарәт вә чәклимини барғанчә күчәйткән.
Мухбиримиз меһрибан
2011.03.24
xitay-video-media-cheklesh-305.jpg Хитайда бир аялниң йәр асти пойиз йоли бекитидики яймикәштин қанунсиз көпәйтилгән двд ларни сетивалмақта. 2007-Йили 21-авғуст.
AFP

Хитай 2001-йили дуня сода тәшкилатиға әза болғанда 3 йил ичидә чәтәлләрниң әқлий мүлүк таварлириға қоюлидиған чәклимини бикар қилидиғанлиқини билдүргән иди. Әмма, 10 йилдин буян хитай һөкүмитини бу хил чәклимини бикар қилмайла қалмастин әксичә, чәтәлләрдин хитайға импорт қилинидиған үн-син буюмлири, китаб-журнал қатарлиқ әқлий мүлүк таварлириға болған назарәт вә чәклимини барғанчә күчәйткән. Нөвәттә бу хил әһвал дуня сода тәшкилатиға әза дөләтләрниң наразилиқини күчәйтмәктә.

Хитай әқлий мүлүк базири содисида дуня сода тәшкилатиға бәргән вәдисигә әмәл қилмиди

2011-Йил 19-март дуня сода тәшкилатиниң хитайда давамлишиватқан чәтәлләрдин киргүзүлидиған әқлий мүлүк таварлириға қоюлидиған чәклимини бикар қилишқа берилгән мөһләтниң ахирқи күни. Әмма, хитай 2001-йили дуня сода тәшкилатиға әза болған чағда бәргән, чәтәл әқлий мүлүк таварлириға қоюлған чәклимини бикар қилиш вәдисини орунлимиған.

Америка авази радиосиниң 23-марттики хәвиридә дейилишичә, америкиниң дуня сода тәшкилатидики вәкили нкенге хармон әпәнди бу һәптә баянат бәргән. Нкенге хармон әпәнди өз баянида “америка һөкүмити хитай һөкүмитигә америкиниң бу мәсилигә йеқиндин диққәт қилип келиватқинини билдүрди. Шундақла хитайдин дуня сода тәшкилатиниң 2008-йили 8-айниң 12-күни чиқарған, 2011-йили 19-март күнигичә хитайда чәтәл әқлий мүлүк таварлириға қоюлған чәклимини бикар қилиш қарарини әмәлийләштүрүшни тәләп қилди” дегән.

Хитай һөкүмити үзлүксиз һалда чәтәлләрдин импорт қилинидиған үн-син буюмлири, кино-телевизор филимлири һәм китаб, гезит-журнал қатарлиқ нәшр буюмлири таварлириға қарита қаттиқ тәкшүрүш һәм чәклимини йолға қоюп келиватқан болуп, бу хәлқара мәдәнийәт базарлири һәм нәшрият содигәрлириниң наразилиқини қозғап келиватқан иди.

Хитайдики әқлий мүлүк таварлири көчүрмичилики бу саһәдикиләрниң мәнпәити зиянға учратти

Хитай һөкүмити чәтәлләрдин киргүзүлидиған кино, үн-син филимлири, китаб-журнал қатарлиқ әқлий мүлүк таварлириниң хитайда сетилишида қаттиқ тәкшүрүшни йолға қоюп, бу хил таварларға чәклимә қоюп келиватқан болсиму, бу хил таварлар хитайдики мәдәнийәт базиридики содигәрләр тәрипидин қанунсиз һалда көчүрүлүп, хитайда тарқитиливатқанлиқи үчүн, бу әһвал чәтәл кино ширкәтлири һәм нәшрият содигәрлириниң мәнпәитини зиянға учратқан. Мәлум болушичә, 2011-йилидин буян америка үн-син саһәсидикиләрниң тартқан зийини нәччә милярд америка доллириға йәткән.

2007-Йили 4-айда америкиниң дуня сода тәшкилатидики вәкили дуня сода тәшкилатиға хитайда давамлишиватқан чәтәл үн-син буюмлириға чәклимә қоюш һәм хитайда әвҗ алған чәтәл үн-син филимлирини оғрилиқчә көчүрүп сетиш қилмиши үстидин әрз қилған. Дуня сода тәшкилати бу әрзни қобул қилған вә 2008-йили 8-айниң 12-күни һөкүм елан қилип, хитайни 2011-йили 3-айниң 19- күнидин илгири хитайда чәтәлләрдин импорт қилинидиған әқлий мүлүк таварлириға қоюлған чәклимини бикар қилиш һәм хитай мәдәнийәт базарлирида давамлишиватқан чәтәл үн-син буюмлири һәм китаб журналларни оғрилиқчә көпәйтип бесиш қилмишини бир тәрәп қилишни тәләп қилған иди.

Әгәр хитай дуня сода тәшкилатиниң қарарини давамлиқ иҗра қилмиса америка қатарлиқ дөләтләр хитайға қарита тәдбир қоллиниши мумкин

Хитайниң дуня сода тәшкилатиниң 2008-йили чиқарған қарарини иҗра қилмаслиқи, америка қатарлиқ ғәрб дөләтлиридики кино, үн-син саһәсидикиләрни әпсусландурған.

Америка үн-син буюмлири сода саһәсиниң ярдәмчи баш директори неил туркевитз әпәнди хитайдики үн-син буюмлирини оғрилиқчә көчүрүп тарқитиш қилмишиниң чәтәл ширкәтлириниң әқлий мүлүк һоқуқини дәпсәндә қилип, үн-син ширкәтлирини еғир зиянға учратқанлиқини әйибләп мундақ дегән: “хитай тор бекәтлиридә сетиливатқан музика пластинкилириниң зор көп қисми қанунсиз көчүрүлгән пластинкилар. Биз бу әһвалға җиддий қараватимиз. Хитай чәтәл ширкәтлириниң музика үн-син буюмлирини хитай базарлирида әркин сетишиға йол қоюш керәк.”

Америка кино җәмийитиниң муавин баш директори грег фразиер әпәнди хитайниң дуня сода тәшкилатиниң қарарини әмәлийләштүрмигәнликигә әпсуслинидиғанлиқини билдүрүп, “биз хитай һөкүмитиниң немә үчүн дуня сода тәшкилатиниң қарарини иҗра қилмаслиқидики мәқситини чүшинимиз. Биз америка һөкүмитиниң хитай билән бу мәсилидә бирликкә келишини, хитайниң өз вәдисигә әмәл қилишини үмид қилимиз” дегән.

Шветсарийидики сода ишлири адвокати хартридге, америкидики сода ишлири адвокати харрис моуре қатарлиқларниң қаришичә, хитай нөвәттә америкиниң бу мәсилигә тутқан позитсийисидики сәврчанлиқни синаватқан болуп, хитайниң әқлий мүлүк таварлириға қаритилған чәклимини бикар қилмаслиқи, хитайниң дуня сода тәшкилатиниң қарарини иҗра қилмаслиқ әмәс, бәлки бу қарарни әмәлийләштүрүшни кечиктүрүватқанлиқидин дерәк беридикән.

Ройтерс агентлиқиниң 23-март күни бу һәқтә берилгән хәвиридә дейилишичә, “әгәр хитай һөкүмити дуня сода тәшкилатиниң қарарини иҗра қилишни рәт қилса, америкиниң хитайға қарита өч елиш характеридики тәдбир қоллиниш еһтимали бар” икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.