2 - Нөвәтлик хәлқаралиқ түрк дуняси мәдәнийәт йиғини ахирлашти

RFA Photo / Erkin Tarim
Улар қилған сөзидә, бу йиғинниң мувәппәқийәтлик өткәнликини, болупму бу қетимқи йиғинға көп санда яш зиялийларниң қатнашқанлиқиниң кишини қаттиқ сөйүндүридиған бир әһвал икәнликини ейтқан. У сөзидә йәнә, бу илмий муһакимә йиғинида пәқәт илмий мақалиләр оқулупла қалмастин, түрк дунясиниң мәсилилири вә бу мәсилиләрни һәл қилиш йоллири музакирә қилинғанлиқини ейтқан.
Биз бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн йиғинға саһипханлиқ қиливатқан әгә университети оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт вә японийә уйғур җәмийити башлиқи илһам мәхмут әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Бу илмий муһакимә йиғиниға қатнишиш үчүн бейҗиңдики мәркизий милләтләр университетидин илһам тохти қатарлиқ 8 оқутқучи виза алған болсиму, хитай һөкүмити буларниң төтиниң келишигә рухсәт бәрмигән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.