Дуня түрк мунбири йиғининиң хитапнамиси
Мухбиримиз арислан
2010.10.25
2010.10.25
RFA Photo / Arslan
Йиғинға әзәрбәйҗан муһаҗирлар ишлири министири. Косова муһит асраш министири, түрк кеңәш һәйити баш катипи, түрки дөләтләр парламент әзалири бирликиниң баш катипи, түрксой хәлқара түрк мәдәнийәт тәшкилатниң баш катипи, ташқи түркләр вә қериндаш хәлқләр министирлики, йиғинни көзитиш үчүн қатнашқан дипломатлар вә ахбаратчилар қатнашти.
Йиғинда, қазақистан кеңәш палата әзаси ғәрибуллаһ әсим әпәнди сөз қилип, түркий җумһурийәтләрниң мустәқиллиққа еришидиғанлиқи һәққидә мустапа камал ататүркниң 1930 - йилларда, түркийә сиртидики түркләрниң бир күни чоқум мустәқил болиду дегән сөзиниң әмәлийләшкәнликини хатириләтти.
Ғәрибуллаһ әсим түркләр оттурисидики бирлишишиниң өзбекистанниңму қетилиши билән техиму күчийип давам қилиш керәкликини билдүрди. У йәнә мундақ деди: "биз қериндаш вә дост дегән оқумни ортақ бир шоар қилип, һәммимиз бу шоарниң әтрапиға топлинишимиз керәк. Ундақ болмайдикән бизму әҗдадлиримиз ишлигән хатани тәкрарлиған болимиз. Әҗдадлиримиз қериндашлиқ вә достлуқтин узақлишип хаталашти вә бөлүнди."
Бу йиғинда түрк дунясиға алақидар 7 түрлүк қарар елинған болуп бу қарарлар, түрк дуняси мунбириниң истанбул хитапнамиси дегән нам билән түркасия истратегийә тәтқиқат мәркизиниң рәсми тор сәһиписи арқилиқ елан қилинди.
Бу қарарлар төвәндикичә:
1 - Районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләрниң түрк дунясиға көрсәткән тәсири. Түрк дунясидики аммиви тәшкилатлар вә аммиви тәшкилатларниң тәрәққиятиға тосалғу боливатқан мәсилиләрни һәл қилиш. Тәлим - тәрбийә, илим - пән вә мәдәнийәт саһәләрдә һәмкарлишиш вә аммиви тәшкилатларниң роли. Әҗнәбий дүшмәнлик, җәмийәттин чәткә қеқилиш вә сүргүндики түркләр. Нөвәттики вәзийәттә түрк мәдәнийәт саһәси, иҗтимаий вә иқтисадий җәһәттә һәмкарлишиш вә рәсми орган тәсис қилиш.
2 - Йиғинға қатнашқан киши вә яки тәшкилат - органлар һәм өз дөлити, һәм түрк дунясиниң ортақ мәнпәәти үчүн бирликтә хизмәт қилиш. Бу йиғинда елинған қарарларниң, түркий җумһурийәтләр тәрипидин қурулған 'түрк кеңәш һәйити', ташқи ишлар министирлики, дөләт вә һөкүмәт министирлар тәрипидин ечилған йиғиниға, ташқи түркләр вә қериндаш хәлқләр ишлири министирлики қатарлиқ дөләт органлири вә тәшкилатларға сунуш қарар қилинди.
3 - Дуня түрк мунбири йиғиниға қатнашқан пүткүл шәхс вә органлар арисида өз - ара тәсир даириси кәң вә күчлүк бир хәлқаралиқ учур алақә мунасивитиниң қурулуши, бу мунасивәт билән һәмкарлиқ вә алақилишиш мәқситидә түрк дуняси мунбири нами астида, түрк, ингилиз, өзбек, қирғиз, әзәрбәйҗан вә қазақ қатарлиқ тилларда бир тор сәһиписи лайиһийиләш.
4 - Дуня түрк мунбири нам астида йәнә ақсақаллар гурупписи вә учур - алақә гурупписи қуруш. Бу гуруппиларниң әң аз һәр йили бир қетим топлинип йиғин ечиш.
5 - Дуня түрк мунбириниң рәсмийлишиш үчүн қарар қилғучиларға вә түрк кеңәш һәйити қатарлиқ хәлқаралиқ органларниң хизмәтлиригә төһпә қошуш. Түрк кеңәш һәйити вә ташқи түркләр қериндаш хәлқләр ишлири министирлики билән бирликтә, мунасивәтләр дөләтләрниң министирлики билән кеңәш елип бериш.
6 - Дуня түрк мунбири ичидә, аталмиш әрменийә қирғинчилиқи, қарабағниң ишғалийитигә хатимә берилиш, хәлқаралиқ җинайәт вә террорлуқ. Дүшмәнлик вә чәткә қеқилиш қатарлиқ күчийиватқан тәһдит вә хәвпләр һәққидә ортақ һәмкарлишиш. Сипрус, аһиска вә қирим түркләрниң ана юртлириға қайтиши.
7 - Дуня түрк мунбири йиғинини һәр йили бир қетим уюштуруш вә бу мунбәргә қатнашқан дөләтләрдин халиған бир дөләтниң бу мунбәргә саһибханилиқ қилалайдиғанлиқи қарар қилинди. Бу мунасивәт билән келәр йили өткүзүлмәкчи болған дуня түрк мунбири йиғиниға, әзәрбәйҗан муһаҗирлар ишлири министири назим ибраһимофниң тәләп қилиши билән 2011 - йили 10 - айниң оттурлирида бакуда ечилиши қарар қилинди. Вә йәнә дуня түрк мунбири идарә қилиш үчүн баш катибатлиқниң истанбулда ечилиши қарар қилинди.
Биз, бу йиғинни уюштурған түркасия истратегийә тәтқиқат мәркизиниң рәиси сулайман шәнсуйниң пикир - қарашлирини алдуқ.
Сулайман шәнсой әпәнди, бу йиғинниң түрк дунясиниң бир парчиси болған уйғурларға қандақ пайда елип келиду? дегән соалимизға җавап берип мундақ деди: "дуня түрк мунбири йиғини, бу саһәдә уюштурулған түнҗи йиғин һесаблиниду. Дуня түрк мунбири, түрк тилида сөзлишидиған дөләтләр тәрипидин қурулған 'түрк кеңәш һәйити' тәшкилатиға вә сүргүндики түрки тәшкилатларниң рәсмилишишигә төһпә қошуш үчүн тиришиватиду. Һәм түркий дөләтләрниң, иҗтимаий вә сиясий саһәлиридә рәсмий органға айлинишқа вә сүргүндики түркий хәлқләрниң пүткүл дуняда рәсмий органға айлиниши үчүн хизмәт қилип кәлмәктә. Дунядики пүткүл түркләрниң өз - ара учур - алақә қилиш вә мунасивәт қурушта, күчлүк бир басқучқа йүксилишигә төһпә қошуш үчүн тиришчанлиқ қиливатиду. Шүбһисизки, түркийә вә дунядики башқа мустәқил түркий дөләтләр вә сүргүндә яшаватқан түркләр қанчилик күчлүк болса, шәрқий түркистанниң кишилик һоқуқ дәпсәндичликлиригә алақидар асасий мәсилилириниң һәл болуш җәһәттә хитай дөлитигә техиму демократик вә хәлқаралиқ бесим қилалайду. Бу җәһәттә уларниң дәпсәндә қилинған қануни һәқ һоқуқлирини қайтуруп елиши, һазирқи кишилик һоқуқ мәсилилириниң хатимә берилиши үчүн вә кишилик һоқуқлириға игә болуш җәһәттә ярдәм қилиду. Дуняда һәм түркий дөләтләр вә сүргүндә яшаватқан түркләрдин ибарәт чоң бир күч бар, бу күч қанчилик күчлинип системилиқ бир органға айланғанда, шүбһисиз бу, шәрқий түркистанғиму иҗабий тәсир көрситиду."
Биз йәнә бу йиғинға баштин - ахир қатнашқан дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит тумтүркниң бу йиғин һәққидики пикир қарашлирини алдуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.