'Дуня түрк мунбири' йиғини истанбулда рәсмий башланди

2010 ‏- Йили 10 ‏- айниң 21 ‏- күни, түрк асия истратегийә вә тәтқиқат мәркизиниң уюштуруши билән, истанбулдики җаваһир меһманханисиниң бало йиғин залида дуня түрк мунбири йииғини рәсмий башланди. Бу йиғин 10 ‏- айниң 21 ‏‏- вә 22 ‏- күнлири икки күн давам қилди.
Мухбиримиз арислан
2010.10.22
dunya-turk-munbiri-yighindin-kurunusi-305 Сүрәт, 2010 ‏- йили 10 ‏- айниң 21 ‏- күни, түрк асийа истратегийә вә тәтқиқат мәркизиниң уйуштуруши билән ечилған дунйа түрк мунбири йиғинидин көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Йиғинға дунядики 60 тин артуқ дөләт вә районларда яшайдиған түрк ирқиға тәвә вәкилләрдин көп санда алимлар, тәтқиқатчилар, истратегийә мутәхәсислири, дөләт министирлири вә парламент әзалири қатнашти.

Бу йиғинға уйғурларға вакалитән дуня уйғур қурултейиниң муавин рәиси сийит тумтүрк, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, баш катипи доктур алимҗан, баш назир абликимхан мәхсум қатарлиқ мәсуллар тәклип билән қатнашти.

Йиғинда түрк асия истратегийә тәтқиқат мәркизиниң рәиси сулайман шәнсой, қазақистанниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси бағдад әмрәйиф, түркийә җумһур рәисиниң баш катипи профессор мустафа исән қатарлиқ муһим шәхсләр ечилиш нутиқи сөзлиди.
dunya-turk-munbiri-yighindin-kurunusi-1-305
Сүрәт, 2010 ‏- йили 10 ‏- айниң 21 ‏- күни ечилған дунйа түрк мунбири йиғини йиғин мәйданидин көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған милләтчи һәрикәт партийисиниң вәкили, түркийә парламент әзаси шәнол бал ханим мундақ деди:

"Бүгүнки күндә, дуняниң төт әтрапида тәшкили аппарат қуралмиған, аз санлиқ һесабланған көп санда түрк нопуси бар, бу нопусларни қериндаш хәлқләр бирлики җәһәттә қарайдиған болсақ, бир мәдәнийәтләр қошунини яритиду. яврупа вә америкида яшаватқан вәтәндашлиримиз вә аз санлиқ вәзийәттә яшаватқан қериндашлиримиз қурған аммивий тәшкилатлар арқилиқ өземинни тонуштуралисақ, мәдәнийитимизни тәшвиқ қилалисақ, һәқсизлиқ қилиниватқан җинайәтләрни дуня җамаитигә тәсирлик бир шәкилдә аңлиталайдиған бир имканийәт яриталисақ, шуниңға ишиниңларки, шәрқий түркистандики уйғур түрклири үстидин елип бериливатқан қәтлиамларға бунчивала сүкүт қилинмайду, қарабағ мәсилиси һәл болмай қалмайду. Түрк дунясиниң аммивий тәшкилатлири дуняви күчкә айлинип мәсилиләрни һәл қилалайдиған тәсирлик бир күчкә айлиниш мәҗбурийити бар. Буниң үчүн алди билән маддий имкансизлиқларға хатимә бериш мәқситидә иқтисадий фондлар қурушимиз керәк. Бу фондларға дөләт вә аммивий тәшкилатлар вә шеркәтләр төһпә қошалайду. Буниң билән түрк җуғрапийсидики аммивий тәшкилатлар етиқадлириға әқидә қилип паалийәтлирини давам қилалайду."

Йиғинниң кейинки бөлүмидә, дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән түрк ирқиға тәвә милләтләрниң вәкиллиридин доктор, профессорлар, тәтқиқатчи алимлар вә истратегийә мутәхәсислири түрк дунясиға алақидар муһим темида сөз қилди.

Түрк ‏- асия истратегийә вә тәтқиқат мәркизиниң оттура асия ишлириға мәсул хадими алмагүлниң билдүрүшичә, бу йиғинға үрүмчидин бир уйғур профессур вә бир қирғиз доктор тәклип қилинған болуп, хитай даирилири уларниң йиғинға қатнишишиға рохсәт қилмиған.

Биз бу йиғин һәққидә, йиғинда сөз қилған дуня уйғур қурултейиниң муавин рәиси сейит тумтүрк вә шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәндиләрниң пикир ‏- қарашлирини алдуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.