Дуня уйғур яшлириниң қериндашлиқ учришиши германийидә өткүзүлди
Мухбиримиз әкрәм
2010.10.25
2010.10.25
RFA Photo / Ekrem
Бу қетимқи паалийәткә америка хәлқара демократийини илгири сүрүш фондидин луиса ханим, д у қ муавин рәиси әсқәрҗан, д у қ баш катипи долқун әйса вә д у қ ниң яврупа парламентида турушлуқ вәкили мәмәт тохти қатарлиқлар қатнашқандин сирт, германийидики көплигән җамаәт саһипхан сүпитидә қатнашти.
Бу паалийәтни тәшкиллигән д у қ яшлар комитетиниң рәиси ғәюр әпәнди паалийәт мәйданида зияритимизни қобул қилип, бу қетимқи учришишқа 9 дөләттин 40 қа йеқин яшлар вәкилиниң келип қатнашқанлиқини, бу йиғинниң дуня уйғур яшлириниң бундин кейин шәрқий түркистан дәвасиға игә чиқиш йолида басқан бир иҗабий қәдәм болидиғанлиқини тилға алди.
Паалийәт залиға һәрқайси дөләтләрниң дөләт байрақлири есилған болуп, йиғин үчүн кәлгән яшларниң кәйпияти көтүрәңгү, сорун толиму қайнақ иди. Нәқ мәйданда зияритимизни қобул қилған һәрқайси дөләтләрдин кәлгән яшлар вәкиллири өзлириниң бу учришиштин толиму мәмнун икәнликини билдүрди.
Д у қ ниң яврупа парламентида турушлуқ вәкили мәмәт тохти әпәнди, яшларниң бу қетимқи учришишидин шәрқий түркистан дәвасиниң келәчики нуқтисидин көп үмидләнгәнликини тәкитлиди. Германийә уйғур аяллири комитети рәиси гулнар ханимму бу қетимқи йиғилишқа юқири баһа бәрди.
Бу учришишта конкретни мәсилиләр музакирә қилинған һәм бәзи қарарлар елинғандин башқа, йиғиндин сиртқи чағларда мәдәний көңүл ечиш паалийәтлири уюштурулған болуп, яшлар сап уйғурчә нахша - усуллар билән өзлириниң миллий кимликини намайән қилишқа әһмийәт бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.