Дуня хитайниң олимпиктин кейинки тәрәққият йөнилишигә диққәт қилмақта

2008‏ - Йиллиқ бейҗиң олимпик мусабиқиси аяғлашти. Еришкән медал сани җәһәттә америка биринчи, медал сани 110, хитай иккинчи, алған медал сани 100, русийә үчинчи, медал сани 72. Булардин қалса әнгилийә, германийә, австралийә, җәнуби корийә қатарлиқ дөләтләр.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.08.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Olimpik-Medal-Sani-305.jpg Олимпик медали алған алдинқи қатардики дөләтләрниң сан - тәртиви.
RFA

 Олимпик низамиға қарши турған бейҗиң олимпики

Бүгүн көзүтүш җурнилида елан қилинған олимпик низамиға қарши турған бейҗиң олимпики' дегән обзорда баян қилинишичә, бейҗиң олимпикиниң салйот - чирақ һәшәмәтлири, ялған нахша чолпини, ялған 56 милләт, ялған пианиночи, йеши ялған тәнһәрикәтчи дегәндәк бир йүрүш ялғанчилиқниң ашкарилинишини тосуп қалалмиди. Бу сәтчиликтин ямини, бу қетимқи хитай олимпикиниң дуня олимпик низамиға қарши болғанлиқидин ибарәт.

Бу обзорда баян қилинишичә, гәрчә олимпик низамида тәнһәрикәтләр чоқум әркин, мустәқил тәнһәрикәт органлири тәрипидин тәшкиллиниши вә башқурулуши керәк, һөкүмәт органлириниң мудахалийисигә, сиясий, қанун, диний яки иқтисадий бесимлириға йол қоюлмайду, дәп ениқ бәлгиләнгән. Әмма бу қетимқи хитай олимпики пүтүнләй бу низамға хилаплиқ қилди. Алди билән, һазирқи 'җуңго олимпик комитети' дәп аталған органниң өзила 50 йилдин буян дуня олимпик комитети билән дүшмәнлишип келиватқан 'җуңго дөләт тәнһәрикәт баш идариси' дәп атилидиған коммунист партийиниң парткоми бар органниң бивастә рәһбәрликини қобул қилидиған, йәнила әслидики түзүлмә вә адәмлирини сақлап қелип, пәқәт намини аммиви тәшкилат дәп өзгәртивалған орган. Буни қандақ чүшәндүрүши керәк?

Хуҗинтав дуняға хитайниң буниңдин кейинки тәрәққият нишани һәққидә учур бәрмәктә

Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, хитайда олимпик мусабиқиси аяғлашқандин кейинла, хуҗинтав җәнубий корийә, таҗикистан вә түркмәнистанларға қилидиған зияритини башлиди.

Хәвәрдә баян қилинишичә, бу қетимқи бейҗиң олимпик мусабиқиси арқилиқ һәққидә хитайниң өзидиму, дунядиму йеңи чүшәнчә пәйда болди. Хуҗинтав хитайниң дунядики йеңи орнини қайтидин бәлгиләп чиқти вә бу қетимқи зиярәт арқилиқ дуняға хитайниң буниңдин кейинки тәрәққият йөнилиши һәққидә учур бәрмәкчи болди.

Бүгүн хуҗинтав җәнубий корийигә кәлди. Хәвәрләргә қариғанда, бу қетим хуҗинтав җәнубий корийә билән енергийә теҗәш, пән - техника, сода, иҗтимаий тәрәққият вә дуня көргәзмиси қатарлиқ түрләр бойичә йеңи келишим имзалайдикән.

Хуҗинтав оттура асияда йәнә "үч хил күч" ләргә зәрбә бериш тәдбирлирини музакирә қилиду

Хәвәрдә баян қилинишичә, хуҗинтав җәнубий корийә зияритини аяқлаштурғандин кейинла, таҗикистан, түркмәнистанларға бариду. Бу һәқтә, худди хитай ташқи ишлар министирликиниң баян қилғинидәк, хуҗинтав таҗикистан, түркмәнистанларни зиярәт қилиш җәрянида, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң али дәриҗилик учришишиға қатнишип, бу тәшкилатқа әза башқа дөләт башлиқлири билән 'шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң сәпдашлиқ низами' ни түзүшни вә үч хил күч' ләргә зәрбә берип, оттура асияниң бихәтәрлики вә муқимлиқини қоғдаш тәдбирлири һәққидә һөҗҗәт имзалашни мәқсәт қилиду. Шундақла йәнә таҗикистан билән вә түркмәнистан билән сиясий, иқтисадий саһәдә һәмкарлишиш һәққидә һөҗҗәт имзалимақчи.

Хитай муштини шәриққә атамду яки ғәрибкиму?

Бүгүн 'бошүн тор бети' дә елан қилинған обзорда баян қилинишичә, хитайда олимпик мусабиқиси өткүзүлүватқанда, русийә грузийидә вәқә туғдурди. Бу пурсәттә, америка чех вә полша биләнму башқурулидиған бомбиға қарши система қуруш келишими имзаливалди. Буниң билән русийиниң истратегийилик бошлуқи тарийип, явропаниң даириси кеңәйди.

Хитайда олимпик мусабиқиси өткүзүлүватқанда, америка, әнгилийә башчилиқидики террорчилиққа қарши урушниң техи ахирқи нәтиҗиси көрүлмигән әһвал астида, шинҗаңда хитай сақчилиридин 16 ни өлтүрүп, 16 яриландурған җиддий вәқәләр йүз бәрди. Хитайниң йеқин қошниси пакистандиму муқимсиз вәзийәт пәйда болди. Пүтүн күчини олимпикни тинч өткүзүвелишқа мәркәзләштүргән хитай, бу чағда йәнә шәрқи вә җәнуби деңиздики араллар мәсилиси, нефит қезиш мәсилисидики риқабәтләргиму дуч келип, диққитини қайси тәрәпкә қаритишни биләлмәй дилиғул болуп турди.

Хуҗинтавниң бу қетимқи зияритидин қариғанда, әмди хитай олимпиктин кейин, америка - японийә һәмкарлиқини чәкләш үчүн җәнубий корийә билән һәмкарлашмақчи вә америка, әнгилийиләрниң оттура асияда кеңийишини тосуш үчүн шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини кеңәйтмәкчи болуватса керәк. Әһвалдин қариғанда, хитай һазир русийә - грузийә мунасивәтлиридин пайдилинип, 'үч хил күчләргә зәрбә бериш' дегән нам билән оттура асияға кеңийишкә йүзлиниши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.