Дуня хәритиси вә хитайдики аз санлиқ милләтләр мәсилиси
2013.01.09

Мәзкур китабниң биринчи баби “асияни мәркәз қилған хитайдики аз санлиқ милләтләр мәсилиси” дәп аталған.Китабта хитайдики уйғур, тибәт вә моңғул аптоном районлиридики сиясий, иҗтимаий мәсилиләр үстидә әтраплиқ мулаһизиләр елип берилған. Хитайдики аптоном район қануниниң тоғра иҗра қилинмаслиқи түпәйлидин, хитай һөкүмитиниң милләтләр мәсилисини һәл қилишта туюқ йолға кирип қалғанлиқини көрситип өтүлгән.
Бу китабта оттуриға қоюлған хитайниң аптоном район қануниниң уйғур елидә иҗра қилиниш мәсилиси һәққидә дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң муавин рәиси доктор турмуһәммәт өзиниң қисмән көз қарашлири һәққидә тохталди.
Китабта йәнә хитай тупрақлириниң йерими аз санлиқ милләтләрниң туприқи икәнлики қәйт қилинған. Ундин башқа хитайдики аз санлиқ милләт дәп атиливатқан уйғурларниң аптоном райониниң тарихий һәққидә төвәндикидәк баянлар берилгән:
“шинҗаң уйғур аптоном районниң башқичә атилиши болса шәрқий түркистандур. Бу йәрдики түркистан дегәнлик оттура асиядики түркий милләтләр билән җуғрапийилик вә қандашлиқ бағлинишни билдүриду. Ғәрбий түркистан қазақистан, түркмәнистан қатарлиқ дөләтләрдур. Шәрқий түркистан хитайлар тәрипидин бесивелинғандин кейин, аталмиш шинҗаң уйғур аптоном район нами билән аталди. Уйғурлар тибәт, моңғулларға охшаш, бейҗиң һөкүмитидин айрилип чиқип кетиш үчүн изчил һәрикәт қилип кәлмәктә. Хитайдики аз санлиқ милләтләр мәсилиси йениватқан күчлүк бир от. Бу отни өчүрүш мумкин әмәс. Әгәр бу милләтләр хитайдин айрилип чиқип кәтсә,хитай туприқиниң йеримидин көпрәки йоқайду-дегән гәп. Бу нуқтини хитай мәркизи һөкүмити обдан чүшәнгәнлики үчүн бу милләтләрниң хитай һөкүмитигә болған һәрикәтлирини қәбиһ усуллар билән бастуруп кәлмәктә.”
Китабта тибәтниң әзәлдинла мустәқил будда динидики дөләт икәнлики,1950-йили хитай коммунистлири тибәткә бастуруп киргәндин буян тибәтниң диний даһийси далай лама башчилиқидики һөкүмәтниң, чәтәлдә сәргәрданлиқ һаятини башлашқа мәҗбурланғанлиқи көрситилгән.
Буниңдин башқа китабта йәнә “хитайға һөкүмитигә қарши милләтләр җеңи” дегән қисимму бар болуп, буниңда хитай әскәрлири билән уйғур вә тибәтләрниң арисидики тоқунушлар, нопус җәһәттин үзлүксиз көпийиватқан хитай пуқралири билән йәрлик милләтләр арисидики сүркилишләр һәққидә тохтилинған.
Китабта хитайдики бәш аптоном райондики милләтләр мәсилисини тоғра һәл қилишниң бирдин бир йоли милләтләрниң һәқ һоқуқини һөрмәтләш вә қоғдаш икәнлики тәкитләнгән.
Аптор хитайдики бәш аптоном районниң мәсилисиниң бир -биригә охшимайдиған мәсилә икәнликини әскәртип өткән, йәни уйғур, тибәт вә моңғул аптоном районлириниң мустәмликә қилинған районлар икәнлики, бу районлардики милләтләрниң мәсилиси хитай һөкүмити билән болған земин даваси икәнликини билдүргән. Бу һәқтә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса өзиниң қарашлирини баян қилип өтти.
Китабта дуня вәзийитиниң үзлүксиз өзгириши вә тәвринишигә әгишип, дуняниң хәритисидиму өзгириш болидиғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ баян қилинған:
“көз алдимиздики хәритигә қарап дуняни чүшинимиз, йәр шари айлинип турғандәк дуня хәритисиму даим айлинип өзгирип туриду.20-Әсирниң кейинки йиллирида нурғунлиған дөләтләр қайтидин барлиққа келип, тарихтики өзиниң орнини хәритидин тепип, дуня хәритисини өзгәрткәндәк, йеқин кәлгүсидиму хитайдики шәрқий түркистанлиқлар, тибәт вә моңғуллар йәнә қайтидин дуня хәритисигә өз нами билән йезилип, дуня хәритисигә йеңи өзгиришләрни елип кәлгүси.”