'Дуня яшлири күни' дә уйғур яшлириға бир нәзәр

Дуняда мәйданға келиватқан нопус артиши, өзгириватқан келимат, муһит булғиниши қатарлиқ мәсилиләр кишиләрдә ихтиярсиз һалда кәлгүси әвладларға қандақ бир дуняни аманәт қалдуруватимиз дәйдиған соални пәйда қилмақта.
Мухбиримиз ирадә
2009.08.14
ukrayniye-kirimda-namayish-turk-yashliri-305.jpg Сүрәт, 12 - ийул күни, украинийиниң йалта шәһиридә давамлиқ ечиливатқан 14 - нөвәтлик түрк дунйаси йашлири қурултийи, қурултайниң күн тәртипигә асасән қирим татар аптоном райониниң ақ мәсчит шәһиридә кәң көләмлик намайиш өткүзүлгән көрүнүшләрдин бири.
RFA Photo / Erkin Tarim

Шуңа кәлгүсиниң игилири болған яшлар йолуқуватқан мәсилиләргә диққәт қилиш үчүн һәр йили 8 - айниң 12 - күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин дуня яшлар күни қилип бекитилгән.

Бу күн, 1999 - йили бирләшкән дөләтләр тәрипидин мақуллинип 2000 - йилидин башлап рәсмий йосунда пүтүн дуняда тәбриклинип кәлмәктә. 12 - Авғустта яшларниң мәсилилири күн тәртипкә келиду, бирләшкән дөләтләр тәшкилати бу күндә кишиләрни яшларға вә уларниң мәсилилиригә көңүл бөлүшкә чақириду.

Дуня миқясида тәбриклинидиған 12 - авғуст яшлар күнидә һәр қайси дөләтләрдики яшлар нахша кечиликлири, муназирә мәйданлири, һәр хил йосундики мәдәний паалийәтләр вә намайишлар арқилиқ бу күнни хатириләйду вә мәсилилирини һәл қилишниң йоллири үстидә издиниду. У күнки паалийәтләргә шу дөләт рәһбәрлири вә йәрлик рәһбәрләрму алаһидә көңүл бөлүп иштирак қилиду.

Бизму дуня яшлар күни мунасивити билән дуня яшлири җүмлидин уйғур яшлири йолуқуватқан мәсилиләргә нәзәр селишни мувапиқ таптуқ.

Дуня яшлири омумйүзлүк учраватқан мәсилиләр вә уйғур яшлири учраватқан мәсилиләр һәққидә узун йилдин бери оқу - оқутуш вә тәтқиқат хизмәтлири билән шуғуллинип кәлгән измир егә университетиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.