'5 - Июл үрүмчи вәқәси' 2009 - йиллиқ хәлқаралиқ зор вәқәләр тизимликигә кирди
Мухбиримиз миһрибан
2009.12.30
2009.12.30
RFA Photo / Erkin Tarim
Хәлқаралиқ ахбарат органлиридин әнглийиниң б б с агентлиқиниң "2009 - йили йәр шари характерлик зор вәқәләр" программисида, бу йил яз пәслидә үрүмчидә йүз бәргән "5 - июл үрүмчи вәқәси" хәлқаралиқ тәсир қозғиған пәләстин -исраилийә тоқунуши, ирақтики зор партлаш вәқәси, афғанистан мәсилиси, пакистан ички уруши, сериланкида 26 йил давамлишип 2009 - йили аяғлашқан сериланка ички уруши қатарлиқлар билән бирликтә, йәр шари характерлик зор вәқәләр программисиниң хәлқарадики сиясий вәқәләр рәткә турғузулған 1 - қисмиға киргүзүлгән.
Мақалида асияниң мәркизигә, хитайниң ғәрбий шимал чегрисиға җайлашқан түрки тилида сөзлишидиған уйғурларни асас қилған, һазир хитай һөкүмити тәрипидин истила қилинип "шинҗаң" (йеңидин игиләнгән земин) дәп атиливатқан мәркизи асиядики түрки тиллиқ хәлқ уйғурларниң, 2009 - йили 5 - июл күни хитай һөкүмитидин адиллиқ тәләп қилип елип барған тинчлиқ намайишиниң ахири қанлиқ тоқунушқа айлинип йәр шари бойичә тәсир қозғиған зор вәқәләрдин биригә айланғанлиқи баян қилинған.
Б б с агентлиқиниң мақалисидә "үрүмчи вәқәси" мундақ баян қилинған. " 7 - Айда хитайниң ғәрбий шимал чегрисида уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши қозғиған бу наразилиқ һәрикити, хитай һөкүмити тәрипидин топилаң дәп җакарланди. Бу вәқә бу 20 йилдин буян йүз бәргән әң еғир қанлиқ тоқунуш һесаблиниду. Хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләр сияситидин нарази болған уйғурларниң баравәрлик тәләп қилип елип барған тинчлиқ намайиши бастурушқа учриғандин кейин ғәзәпләнгән йәрлик аһалә болған уйғурлар үрүмчидики бир қисим магизинларни һәм аптомобилларни уруп чақти. Арқидинла нурғунлиған хитай көчмәнлири қоллириға калтәк, тоқмақ елип өч елишқа башлиди. Хитай һөкүмити зор көләмдики қораллиқ сақчи қисимлирини йөткәп келип вәқәни бастурди. Хитай һөкүмитиниң мәлуматида тоқунушта 200 дәк адәм өлгән дәп елан қилинди."
Б б с агентлиқиниң "2009 - йиллиқ зор вәқәләр намлиқ программиси"да, хитай 2009 - йил ичидә сиясий җәһәттә йәр шари бойичә әң сәзгүр дөләт болуп баһаланғанлиқи елан қилинған болуп, бу һәқтики баһада " 5 - июл үрүмчи вәқәси" һәм униң йүз бериш сәвәби мундақ анализ қилинған: "2009 - йили 7 - айниң 5 - күни хитай шинҗаң дәп атиған бу районниң мәркизи үрүмчидә йәрлик уйғурлар билән көчмән хитайлар оттурисида еғир тоқунуш йүз бәрди. Тоқунушта 200 дин артуқ адәм өлди. Хитай һөкүмити тоқунушниң келип чиқиш сәвәбини хитай тәрипидин чәтәлләрдики дүшмән күчләр дәп қариливатқан рабийә қадир йетәкчиликидики уйғур тәшкилатлириниң қутратқулуқ қилиши вә пиланлиши нәтиҗисидә йүз бәргән дәп тәшвиқ қилди. Әмма илгири хитайниң "хитай яшлири журнили"да баш муһәррир болған ли датоң әпәнди б б с ниң зияритини қобул қилғинида, "хитайниң өз сәвәнликидин йүз бәргән вәқәләрни чәтәлдики күчләргә дөңгиши омумийүзлүк адитигә айланған. Бу вәқәниң йүз бериш сәвәблири мурәккәп, хитай коммунист һакимийити һөкүмранлиқ қилғандин буян техи бундақ зор көләмлик тоқунуш болмиған иди. Улар вәқәниң сәвәбини инчикә тәкшүрмәй буни бир яшанған уйғур аялға артмақчи болуватиду. Сәл әқли бар адәм болсила буни һес қилалайду, мәлум ички сәвәб болмиса хәлқ ундақ асанла қозғилип кәтмәйду" дегән."
Мақалида йәнә, хитай һөкүмитиниң вәқәни қанлиқ бастуруп вәқәгә мунасивәтлик дәп қариған уйғурларға әң еғир җазаларни һөкүм қилғанлиқини, бу һөкүмәтниң хәлқара җамаәтчилик алдида өзиниң миллий сияситидики нуқсанларни етирап қилишни халимайдиған һөкүмәт икәнликини мундақ баян қилиду: " 2009 - йили йил ахириғичә хитай һөкүмити бу вәқәгә қатнашқан уйғурларни әң еғир җазалар билән җазалиди. Һазирғичә 17 нәпәр уйғурға өлүм җазаси бәрди. Хитай һөкүмити бу вәқә мунасивити билән 2009 - йили 9 - айда " шинҗаңниң тәрәққияти вә илгирилиши" намлиқ ақ ташлиқ китаб елан қилип, өзиниң миллий сияситини ақлиди. Тинчланғандәк көрүнсиму, лекин миллий зиддийәт йәнила кәскин һаләттә турмақта, тоқунуш пәйда қилған җараһәтләр йәнила шундақ еғир турмақта. Хитай һөкүмити ақ ташлиқ китаб елан қилиш арқилиқ хәлқараға өзиниң миллий сияситиниң мувәппәқийәтлик йүргүзиливатқанлиқини җакарлимақчи болуватиду. Мана бу бизгә хитай һөкүмитиниң өзиниң миллий сияситидики мәсилиләрни қайта тәкшүрүп чиқишни халимайдиғанлиқини һәм өз сияситигә түзитиш киргүзүшни халимайдиғанлиқини чүшәндүрүп бәрмәктә."
Көзәткүчиләрниң қаришичә, "5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң " 2009 - йиллиқ хәлқарадики зор вәқәләр" тизимликигә киргүзүлүши, хитайниң хитай болмиған милләтләрдин уйғур вә тибәт қатарлиқ милләтләр үстидин йүргүзүватқан миллий сияситиниң хәлқара җәмийәтниң җиддий диққәт - етибарини қозғаватқан муһим мәсилиләргә айлиниватқанлиқини көрситидиған пакит болуп, униң уйғурлар вә тибәтләр мәсилисиниң хәлқара мәсилиләр күнтәртипигә келишидә әһмийити зор икән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.