0:00 / 0:00
д у қ баш катипи долқун әйса вә д у қ ниң программа йетәкчиси җана брандт ханим 13-июл җәнвәгә йетип келип, б д т баш штаби ичидә бир қатар паалийәтләрни елип барған. долқун әйса әпәнди җәнвәдин телефон зияритимизни қобул қилип, 13-июл күни болуп өткән паалийәтләр тоғрисида әтраплиқ мәлуматлар бәрди. у сөзидә б д т ниң тән җазасиға қарши туруш комитети вә террорлуққа қарши туруш комитети вәкиллири билән учришип, уйғурлар дуч келиватқан еғир зулумлар тоғрилиқ мәлумат бәргәнликини тилға алди һәмдә бундин кейинки паалийәтлири үстидә тохталди.
юқиридики аваз улинишидин тәпсилатини аңлиғайсиләр.