Рабийә қадир ханим явропа парламентида муһим учришишларни елип барди

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим қатарлиқлар белгийиниң пайтәхти брюсселда бир йүрүш муһим учришишларни елип барди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.10.30
rabiye-xanim-belgiyide-305.jpg Рабийә қадир ханим явропа парламентида муһим учришишларни елип барди. 2012-Йили өктәбир, белгийә.
RFA/Erkin Tarim

Булар 27, 28-өктәбир күнлири уйғур вә түрк тәшкилатлири билән бирликтә қурбан һейт паалийити вә башқа бәзи паалийәткә қатнашқандин кейин, 29-өктәбир күни рәсмий учришишларни башливәтти.

Алди билән, 29-өктәбир күни белгийә һөкүмити тармиқидики мусапирларға ярдәм қилиш тәшкилати мәсуллири билән учрашти. Көрүшүштә, оттура асиядин келип белгийидә сиясий панаһлиқ тилигән мусапир уйғурларниң мәсилиси уларға йәткүзүлди. Уларму мусапир уйғурларға ярдәм қилиш һәққидә вәдә бәрди. Бурундин тартип уйғур мусапир мәсилисигә диққәт қиливатқанлиқини вә бундин кейинму көңүл бөлидиғанлиқини ейтти.

Улар чүштин кейин, явропа иттипақиниң һөкүмити һесаблинидиған явропа комитетиниң ташқи ишлар министирлиқи мәсуллири билән көрүшкән. Көрүшүштә ташқи ишлар министирлиқи мәсуллириға уйғурларниң һазирқи вәзийити, из-дерәксиз ғайиб болған уйғурлар мәсилиси вә көчмән хитайларни шәрқий түркистанға йәрләштүрүш, хитайниң уйғур тилини, күлтүрини йоқитиш һәққидики қаттиқ қол сиясити һәққидә мәлумат берилгән.

Игилишимизчә, явропа парламентида 2011-йили тарихий шәһәр қәшқәрни қоғдап қелиш һәққидә қарар мақулланған. Улар бу қетимқи учришишта бу қарарниң әмәлийлишиши һәққидә явропа комитетидин вәдә алған.

Биз бу учришишлар һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим қатарлиқлар билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.