Д у қ тәптиш һәйитиниң тәшкили принсипларға риайә қилиш чақириқи

Дуня уйғур қурултийи тәптиш һәйити, 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән елип баридиған паалийәтләрдә, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғур тәшкилатлирини қанун - низам вә тәшкили принсипларға әмәл қилишқа чақирди вә мәхсус баянат елан қилди.
Мухбиримиз әқидә
2010.06.16

Дуня уйғур қурултийи тәшвиқат мәркизи тәминлигән мәлуматларға асасән, 5 ‏- июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәнликиниң 1 йиллиқ һарписида, дуня уйғур қурултийи тәптиш һәйитиниң 7 маддидин тәркип тапқан хизмәт бәлгилимиси түзүп чиққанлиқидин хәвәрдар болдуқ.

Дуня уйғур қурултийи тәптиш һәйити мәзкүр бәлгилимиләр арқилиқ, д у қ рәһбәрлирини, д у қ тәркибидики һәр қайси тәшкилатларни, барлиқ уйғур сиясий паалийәтчилирини вә һәр қайси дөләтләрдә яшаватқан уйғурларни хәлқара қанун - принсипларға, өзлири турушлуқ дөләтләрниң қанунлириға шуниңдәк д у қ ниң тәшкили түзүмлиригә қаттиқ әмәл қилишқа чақирған һәмдә бу һәқтә мәхсус баянат елан қилған.

Д у қ тәптиш һәйитиниң 7 түрлүк бәлгилимиси ичидә, 2 ‏- вә 7 ‏- маддилирида, хәлқара қанун - принсипларға вә тәшкили түзүмләргә риайә қилиш алаһидә тәкитләнгән болуп, 2 ‏- маддида әйнән мундақ дейилгән: "дуня уйғур қурултийи хәлқаралиқ қанун - принсиплар асасида қурулған уйғур хәлқиниң чәтәлләрдики нопузлуқ бир хәлқаралиқ оргини, шуңа қурултай рәһбәрлири қурултайниң һәр қайси органлири, қурултай вәкиллири вә қурултай тәркибидики тәшкилатлар, қурултай низамнамисидә көрситилгән хәлқаралиқ қаидә - принсипларға вә өзлири туруватқан дөләтләрниң қанунлириға хилаплиқ қилип, башқиларни зораванлиқ вә радикал һәрикәтләр билән шуғуллинишқа қутратқучиларни, хәлқимиз ичидә қурултай низамнамисигә вә қурултай рәһбәрлиригә қарши пикир топлиғучиларни дәл вақтида ениқлап чиқиши керәк."

Дуня уйғур қурултийиниң муавин баш тәптиши нурмәмәт розахун әпәнди, 7 түрлүк мадда ичидә, нөвәттики вәзийәттә әң муһим дәп қаралған 2 ‏- мадда һәққидә чүшәндүрүш бәрди.

Д у қ тәптиш һәйитиниң бәлгилимисидә 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсиниң 1 ‏- йиллиқи мунасивити билән елип берилидиған намайишқа алаһидә әһмийәт бериш шуниңдәк намайиш елип бериш җәрянида диққәт қилишқа тегишлик муһим нуқтилар оттуриға қоюлған вә мундақ дейилгән:

"Дуня уйғур қурултийи тәрипидин елан қилинған ахбарат вә баянатлар, доклатлар шуниңдәк қурултай тәрипидин уюштурулған намайишларда қоллинидиған рәсим, шуар вә лозункилар қурултай рәислики вә баш катиплиқи тәрипидин бир туташ елип берилмақта, шуңа қурултай тәркибидики орган вә тәшкилатлар бу принсипқа қаттиқ әмәл қилиши, хәлқарада уйғур миллий һәрикитиниң образиға зиян йетидиған шоарларни товлаштин, бу хил лозунка вә рәсимләрни көтүрүп чиқиштин, намайиш мәйданлирида қурултайниң йетәкчи идийисигә хилап баянатларни бериштин қаттиқ сақлиниши керәк, әгәр бу җәһәттә мәсилә көрүлсә, дәрһал хаталиқни тонуп, буниңға башламчилиқ қилғучиларни ениқлап чиқип, дәрһал қурултай рәһбәрлик оргиниға мәлум қилиши лазим."

Муавин баш тәптиш нурмәмәт розахун 7 ‏- маддида тилға елинған нуқтиларниң алаһидә диққәт қилишқа тегишлик нуқтилар икәнликини тәкитлиди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.