Д у қ һәйити японийә парламент әзалири билән көрүшти

9-Айниң 29-күни, д у қ баш катипи долқун әйса вә японийә уйғур җәмийити рәиси илһам мәхмут қатарлиқлардин тәркиб тапқан һәйәт, японийә әркин демократлар партийисиниң парламент әзалири билән көрүшкән.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.09.30
Dolqun-Eysa-Ilham-Mahmut-Yaponda-Yaponluq-qollighuchilar-305 Сүрәт, 9- айниң 29- күни, д у қ баш катипи долқун әйса вә йапонийә уйғур җәмийити рәиси илһам мәхмут қатарлиқлардин тәркиб тапқан һәйәт, йапонийә әркин демократлар партийисиниң парламент әзалири билән көрүшкәндики көрүнүшлиридин бири.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу учришишқа бурундин тартип уйғур мәсилисигә көңүл бөлүп келиватқан парламент әзалири башчилиқида 7 парламент әзаси қатнашқан.

Улар алди билән д у қ баш катипи долқун әйсадин уйғур мәсилисиниң һазирқи әһвали, дуня уйғур қурултийиниң паалийәтлири вә хитайниң уйғурларға қаратқан бесим сиясити һәққидә мәлумат алған. Кейин долқун әйса уйғурларниң японийидин күткән үмид вә тәләплири һәққидә тохталған.
Dolqun-Eysa-Ilham-Mahmut-Yaponda-Yaponluq-qollighuchilar-sohbette-305
Сүрәт, 9- айниң 29- күни, д у қ баш катипи долқун әйса вә йапонийә уйғур җәмийити рәиси илһам мәхмут қатарлиқлардин тәркиб тапқан һәйәт, йапонийә әркин демократлар партийисиниң парламент әзалири билән музакирә үстидики көрүнүшлиридин бири.
RFA Photo / Erkin Tarim

Әркин демократлар партийиси парламент әзалири японийә парламентида япон уйғур достлуқ комитети қуруп чиқидиғанлиқини  вә бундин кейин хитайниң уйғур диярида елип бериватқан бесим сияситини йеқиндин көзитип, дуня җамаәтчиликиниң күн тәртипигә елип келидиғанлиқини ейтқан.

Юқиридики аваз улинишидин, бу учришиш һәққидә долқун әйса вә илһам мәхмутлар билән  елип барған сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

     
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.