DUQ Баш катипи долқун әйса, XUAR муавин рәиси күрәш мәқсудниң сөзлирини рәт қилди
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.08.01
2008.08.01

AFP Photo
Күрәш мәқсуд сөзидә " террорчи гуруппилар аҗиз, улар чоң паракәндичилик пәйда қилалмайду" дегән вә " ахбарат вастилири террорчиларниң күчини көптүрүвәтти," дәп шикайәт қилған.
Күрәш мәқсуд бүгүнки сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғур районидики бастуруш һәрикәтлирини мундақ ашкарилиған: " биз пәқәт 3 яки 4 ла террорчилар гурупписини билимиз һәм уларни бих һалитидә бесиқтуруп болдуқ". У йәнә бу бастуруш һәрикәтлирини ақлап мундақ дегән: олимпикқа охшаш чоң бир паалийәтни өткүзүватқан һәр қандақ бир дөләт бихәтәрликни биринчи орунға қойиду."
Бүгүн дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса, күрәш мәқсутниң бу сөзлиригә инкас қайтурди. Долқун әйса, күрәш мәқсудниң, шәрқи түркистан күчлиригә қаритип "террорчилар аҗиздур" дегән сөзлирини уйғур яшлирини террорлуққа күшкүртүш дәп әйиблиди.
Хитайдики террорлуқ тәһдити йеқинда түркистан ислам партийиси намида баянат елан қилинғандин кейин мәтбуатта қайта күнтәртипкә кәлгән бир темидур. Бу һәқтә бошүн торида пикир баян қилған бир хитай язғучиси мундақ дәйду: икки тәрәп арисида тоқунуш болуватқанда, икки тәрәп арисида күч пәрқи һәддидин зиядә чоң болуп кәлсә, униң үстигә аҗиз тәрәпниң сөз қилиш әркинлики болмиса, аҗиз тәрәп тәбиий һалда террорлуққа илтимас қилиду."
Бу язғучи йәнә мундақ дәйду: "шәрқи түркистанчиларни террорчиму - әмәсму дәп соал қоюштин аввал, 'шәрқи түркистанлиқларниң сөзләш әркинлики барму - йоқ, өз ирадисини әркин ипадиләш имкани барму - йоқ'? дәп сораш керәк."
Күрәш мәқсудниң террорчилар аҗиз, паракәндичилик салалмайду дегән сөзлирини террор мутәхәссислириму инкар қилиду. Түрк мутәхәссис сәдат лачинәрниң қаришичә, дөләтләрниң етник гуруппиларни бастуруш йоли билән әскирий вә иқтисадий җәһәттин аҗизлаштурған вақти, у гуруппиларни террорға йеқинлаштурған вә террорни күчләндүргән вақиттур.
Долқун әйса бүгүнки сөзидә йәнә мундақ дәйду, җәмийәттә паракәндичилик пәйда қилиш, күч тәләп қилидиған бир һәрикәт әмәс, пәқәт җасарәт вә пидакарлиқ тәләп қилидиған иш, уйғур яшлириниң бу хил җасарәткә игә икәнликини хитай өз баянатлирида етирап қилип кәлмәктә. Долқун әйса шуңа яшларни террорлуққа күшкүртүшниң һәммидин аввал хитай хәлқиғә зиянлиқ икәнликини әскәртти.
Бүгүн бейҗиң олимпикиниң бихәтәрлик комитети мәсули, һәрбий әмәлдар, полковник Tian Yixiang му мухбирларға сөз қилип, олимпик бихәтәрликиниң тәйярлиқ хизмитидин мәлумат бәргән. Униң билдүрүшичә, олимпик бихәтәрлики үчүн, хитай хәлқ азадлиқ армийиси 34 миң әскәр, 74 реактип айропилан, 48 тик учар, 33 парахот, бир қисим йәрдин һаваға башқурулидиған бомба системиси вә хемийивий һуҗумлардин қоғдиниш аппаратлирини айриған.
Мана бу тәйярлиқ, уйғур райониниң муавин рәиси күрәш мәқсуд аҗиз дәп тәриплигән шәрқи түркистан күчлиридин мудапиә көрүш үчүн тәйярланғанлиқи мәлум, чүнки полковник Tian Yixiang бүгүнки сөзидә бейҗиң олимпикиға биринчи дәриҗилик тәһдит шәрқи түркистан террорчилири, иккинчи дәриҗилик тәһдит болса тибәт бөлгүнчилири дәп көрсәткән.