Д у қ вәкили мәмәт тохти әпәнди голландийә парламент әзаси билән көрүшти

Дуня уйғур қурултийиниң белгийидики явропа бирлигидә турушлуқ алақичиси мәмәт тохти әпәнди 2010 - йили өктәбирниң ахирқи дәм илиш күнлиридин пайдилинип, голландийидә зиярәттә болди.
Мухбиримиз пидаий
2010.11.04
Memet-toxti-ependi-we-Parlamint-ezasi-xarry-fan-bommil-ependi-305 Сүрәттә, голландийә уйғурларға йардәм бериш гурупписиниң қурғучиси вә рәһбири, парламент әзаси харрй фан боммил әпәнди билән билгийидә турушлуқ дунйа уйғур қурултийиниң йавропа бирликидики вәкили мәмәт тохти әпәндим қизғин саламлашмақта.
RFA Photo / Pidaiy

30 - Өктәбир голландийиниң амистердам шәһиридә уйғурларға ярдәм бериш гурупписиниң башлиқи, парламент әзаси харри фан боммил әпәнди билән учришип достлуқ мунасивити орнатти. Сөһбәттә уйғурларниң явропа бирликидики тәсири вә сиясий паалийәтлириниң раваҗлиниши үчүн түрлүк пилан - лайиһиләр оттуриға қоюлуп, мәслиһәтләр болунди.
Memet-toxti-duq-yawropa-wekili-gollandiye-uyghurliri-sohbette-1-305
Сүрәт, голландийә уйғурларға йардәм бериш гурупписиниң рәһбәр вә әзалири мәмәт тохти әпәндим билән елип барған сөһбәттин көрүнүш.
RFA Photo / Pidaiy

Харри фан боммил әпәнди бу учришиштин өз тәсирини баян қилип: "мәмәт тохти әпәндимниң явропа бирлики парламентида туруп хизмәт өтәватқанлиқидин сөйүндүм. Униң тәкитлиши билән голландийидә туруватқан уйғур муһаҗирлириниң сан җәһәттики алаһидиликини йәнә бир қетим һес қилғандәк болдум. Бундин кейин әпәндим билән зич маслишип, алақини күчәйтип уйғур дәвасиға техиму көп күч чиқиришқа тиришидиғанлиқимизға ишинимән," деди.
Memet-toxti-ependi-we-Parlamint-ezasi-xarry-fan-bommil-ependi-sohbette-305
Сүрәттә, голландийә уйғурларға йардәм бериш горписиниң қурғучиси вә рәһбири, парламент әзаси харрй фан боммил әпәнди билән билгийидә турушлуқ дунйа уйғур қурултийиниң йавропа бирликидики вәкили мәмәт тохти әпәндим сәмимий сөһбәттә.
RFA Photo / Pidaiy

Мәмәт тохти әпәнди бу қетимқи зияритидин тәсиратлар баян қилди. Бу учришишни орунлаштурғучи ғәйрәтҗан рози әпәнди бу қетимқи зиярәт вә учурушишниң әһмийити вә қиммити һәққидә тохталди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.