Д у қ тәтқиқат мәркизи уйғурлар вәзийити һәққидики үчүрларни хәлқара тәтқиқат мәркәзлиригә йоллаш үчүн тиришмақта

‏10- Декабир хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән, дуня уйғур қурултийиниң тәшкиллиши вә орунлаштуруши билән, явропадики дөләтләрдә яшаватқан уйғурлар хитайға қарши наразилиқ намайишлириға иштирак қилиш вә өзлири турушлуқ дөләтләрдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириға уйғурларниң һазирқи вәзийитини аңлитиш паалийәтлирини елип барди.
Мухбиримиз әқидә
2009.12.10
WUC-duq-uyg-305.jpg Б д т ға йолланған тән җазасиға учриған уйғур сийасий мәһбуслири тоғрисидики доклатниң д у қ тор бетидики көрүнүши.
www.uyghurcongress.org

Шу қатарда дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизи явропадики 10 чоң университет, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә 70 гә йеқин фонди җәмийәтләрни өз ичигә алған орунларға уйғурлар һәққидә болупму, 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсиниң мәйданға келиш сәвәблири тоғрисида материял һазирлап йоллиған.

Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизи қурулған 3 йилдин буян, тәтқиқат мәркизиниң сепини кеңәйтиш асасида тәрәққи қилип, бәлгилик нәтиҗиләрни қолған кәлтүргән. Мәзкур тәтқиқат мәркизи чәтәлләрдики уйғур алимлири, сиясәтчи, мутәхәссис,язғучи вә диний затлардин тәркип тапқан болуп, дуня уйғур қурултийи вә иҗраийә комитетиниң хизмитигә йеқиндин ярдәм бериш вәзипилирини орундап кәлмәктә.

Тәтқиқат мәркизи, хитай һөкүмити тәрипидин  бастуруп қоюлған вә дуняға сир болған уйғурларниң пән мәдәнийәт һәмдә иҗтимаий турмуш тарихини тәтқиқ қилип, шәрқий түркистан хәлқигә қайтидин тәқдим қилиш үчүн хизмәт қилишни өзиниң асасий нишани қилған, бу мәркәз йәнә дуня хәлқигә уйғур хәлқиниң қандақ бир милләт болғанлиқи, қандақ яшаватқанлиқи, қачандин бери хитайниң һакимийити астида зулум чекиватқанлиқи тоғрисидики пакитлиқ материялларни топлап, дуня җамаәтчиликигә сунушни мәқсәт қилған.

Тәтқиқат мәркизи йәнә, вәтән ичидики тәтқиқатчилар билән вәтән сиртидики тәтқиқатчиларни өз ‏- ара һәмкарлаштуруп уйғур хәлқиниң һөрлүки үчүн қолидин кәлгән барлиқ пәнний, иҗтимаий паалийәтләрни елип берип, кәлгүси тарихни бәрпа қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң рәиси үмид агаһи әпәнди, хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән икки күндин буян елип барған хизмәтлири, болупму шавгүән вәқәси сәвәбидин мәйданға кәлгән 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсиниң бастурулуш җәрянини, явропадики университетларни өз ичигә алған һәрқайси орунларға толуқ аңлитиш үчүн елип барған паалийәтлирини тонуштурди.

Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң рәиси үмид агаһи йәнә 5 ‏- июл вәқәси мунасивити билән хитай һөкүмитиниң қанчилик уйғурға өлүм җазаси һөкүм қилғанлиқи, қанчилиқ уйғурни түрмигә ташлиғанлиқиға аит материялларни топлап тәтқиқат орунлириға йоллайдиғанлиқини билдүрди.

Үмид агаһи, 5 ‏- июл вәқәсиниң бастурулуш җәрянини испатлайдиған материялларни, хитай һөкүмитиниң қаттиқ қамал қилиши астида қолға чүшүргәнликини, узун болмиған вақит ичидә бу һәқтә топланған материяларни җамаәтчиликгә билдүридиғанлиқини оттуриға қойди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.