Түркийә маарип министири өмәр динчәр әпәнди д у қ һәйитини қобул қилди

Түркийидә 2012-йили хитай йили дәп елан қилинғандин кейин, хитай дөлити һәр хил йоллар билән түркийидики тәсирини күчәйтишкә тиришмақта.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.12.28
turkiye-maarip-ministiri-omer-dincher-305.jpg Түркийә маарип министири өмәр динчәр әпәнди д у қ һәйити билән. 2011-Йили декабир.
RFA/Erkin Tarim

Буниңға қарши дуня уйғур қурултийи вә түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири һәр хил паалийәтләрни елип бармақта.

Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән дуқ әзаси хәйруллаһ әфәндигил әпәнди түркийә енергийә министири танәр йилдиз вә түркийә маарип министири өмәр динчәр әпәндиләр билән көрүшүп, хитай дөлитиниң бир тәрәптин уйғурларға бесим сиясити елип барса йәнә бир тәрәптин түркийидә ялған тәшвиқат елип бериватқанлиқини, түркийә җумһурийитиниң хитай дөлитигә бу һәқтә бесим ишлитиши керәкликини оттуриға қойди.

omer-dincher-seyit-tumturk-hayrullah-efendigil-385.jpg
Маарип министири өмәр динчәр сейит түмтүрк вә һайруллаһ әфәндигил билән сөһбәттә. 2011-Йили декабир.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә маарип министири өмәр динчәр әпәндигә түркийигә кәлгән уйғурларниң пуқралиққа өтүш, түркийидә оқуш, түркийидә туруш үчүн иқамәт елиш, түркийигә келиш үчүн виза елиш җәһәттики қийинчилиқлири һәққидә мәлумат берип, бу қийинчилиқларни һәл қилип беришини тәләп қилди. Маарип министири өмәр динчәр әпәндиму бу мәсилиләрни һәл қилип беридиғанлиқини деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.