Д у қ һәйитини түркийә парламент әзалири қобул қилди

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу қетимқи йиғинда хитай қатарлиқ 16 дөләтниң кишилик һоқуқ вәзийити омумйүзлүк көздин кәчүрүлидикән.
Хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитини көздин кәчүрүш йиғини 2 - айниң 9 - күнидин 11 - күнигичә өткүзилидикән. Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң тиришчанлиқ көрситиши билән б д т мутәхәссиси җоша коопер әпәнди тәрипидин йезип чиқилған уйғур кишилик һоқуқ вәзийити һәққидики мәхсус доклат д у қ қа әза тәшкилатлар тәрипидин һәрқайси дөләтләрниң ташқи ишлар министирликлири, парламентлири вә һәрқайси дөләтләрниң әлчиликлиригә сунулмақта.
1 - Айниң 8 - күни шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк вә хәйрулла әфәндигил әпәндидин тәркип тапқан һәйәт түркийә парламент әзаси , сабиқ дөләт министири ришат доғру, парламент әзаси өмәр динчәр әпәнди, инсан һәқлири комитети әзаси шәнол бал ханимлар билән учришип юқиридики материялларни сунди.
Түркийә парламент әзалири, д у қ һәйитини қизғин күтүвалди. Улар бәргән доклатқа бир қур көз йүгүрткәндин кейин хитайларниң уйғурларға елип бериватқан бесимини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға вә хәлқараға аңлитиш үчүн қоллиридин кәлгәнни қилидиғанлиқини ейтишти.
Түркийә парламент әзалири, д у қ һәйитигә уйғур мәсилиси һәққидә йәнә немиләрни деди? бу һәқтә, юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әркин таримниң д у қ һәйитидикиләр билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатини аңлайсиләр.