Д у қ, хитайниң уйғур диярида ентернет вә телефун линийилирини ечивитиш һәққидики уқтурушиға қандақ қарайду?
Мухбиримиз әқидә
2009.12.29
2009.12.29

RFA Photo
Хитай даирилири, 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң мәйданға келишини, ентернет һәмдә телефунни өз ичигә алған учур алақә сестимилирида елип берилған қутратқулуқлар сәвәбидин дәп көрситип, уйғур илидики хәлқниң ташқи дуня билән болған алақисини, телефун линийилирини кесивитиш, ентернет тор мәйданлирини тақап қоюш чарилирини ишқа салған иди.
Әмма хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири, гәрчә хитай даирилири ишқа салған мәзкүр чариләр қисмән җәһәттә азрақ нәтиҗә көрсәткән болсиму, йоллуқ наразилиқ һәрикәтлириниң йәнила қорал билән бастурулуш қилмишлири үстидин ғалип кәлгәнликини, хәлқара мәтбуатларниң ролидин сирт, уйғур хәлқиниң һәр хил йоллардин пайдилинип, 5 - июл қирғинчилиқида йүз бәргән әһвалларни дуня җамаитигә ашкарилаш үчүн көрсәткән тиришчанлиқи, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бастурмичилиқ сияситиниң әсли маһийитини ечип ташлиғанлиқини билдүрмәктә.
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң рәиси үмид агаһи әпәнди бу һәқтә тохтилип өз қаршлирини оттуриға қойди.
Уйғур аптонум районлуқ һөкүмәт ишханисиниң уқтурушида йәнә, уйғур диярида ентернет вә телефун қатарлиқ учур - алақә сестимисини қәдәм - басқучлуқ һалда ечивитидиғанлиқи билдүрүлгән болуп, 28 - декабир күни бир қисим тор бәтләр ечилғандин башқа, қол телефунда учур алақиси елип беришқа рухсәт қилинидиғанлиқи, йәнә бир мүддәттин кейин узун йоллуқ хәлқара телефунларниңму әслигә кәлтүрүлидиғанлиқи билдүрүлгән.
Үмид агаһи әпәнди, учур әркинликиниң, инсанийәт дунясидики әқәлли һоқуқларниң бири һесаблинидиғанлиқини, хәлқара җамаәтниң бесимидин қутулуш бәдилигә хитайниң ентернет тор бети вә телефун линийисини ечивитиш һәққидә бу уқтурушни елан қилғанлиқини, әмәлийәттә болса, хитайниң буниңдин кейин ентернет тор мәйданини башқурушни күчәйтиш чарилирини, болупму чәтәлләрдики муһаҗирларниң вәтән ичидикиләр билән болған алақисини күзитишкә техиму көп күч сәрп қилидиғанлиқини әскәртип өтти.
Чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар 5 - июл вәқәси йүз бәргәндин кейин, вәтән ичидики уруқ - туғқанлири билән алақә қилалмай кәлмәктә. Буниңдин хәвәрдар кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хитайни инсанларни әқәлли һоқуқлиридин мәһрум қалдуруш қилмишлири билән әйиблимәктә.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.