Д у қ хитайниң қара тизимликигә қарита инкас қайтурди

30 - Июл, хитай җ х министирлиқи қара тизимлик елан қилип, абдухелил мәмтимин, абдуришит өмәр, рошәнгүл тәләт вә хәйригүл өмәр қатарлиқ 15 нәпәр уйғур яш үстидин тутуш буйруқи чиқарған иди. Бүгүн дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир мухбиримизниң зияритини қобул қилип, хитайниң мәзкур қара тизимликигә инкас қайтурди.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.07.31
Rabiye-Duq-Xitay-tutqun-tizimligi-305.jpg Сүрәт, рабийә ханимниң 30 - ийул йапон хәлқигә син - алғу арқилиқ сөз қилғандики көрүнүши вә 30 - ийул хитай елан қилған тутуш буйруқидики рошәнгүл тәләт, хәйригүл өмәр, ғәни осман қатарлиқ 3 уйғурниң сүрити.
AFP Вә www.legaldaily.com.cn Дин елинди.

Рабийә ханим баянатида алди билән, 5 ‏- июл намайишиға қатнашқанларни тинчлиқ вә әркинликниң байрақдарлири дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Рабийә ханим баянатида, хитайниң 5 ‏- июл намайишни зорванлиқ қоллинип тоқунушқа айландурғанлиқини, тоқунушта өлгән һәр икки тәрәп үчүн хитай һөкүмитиниң җавабкарлиққа тартилиши керәкликини йәнә бир қетим тәкитләп өтти.

Рабийә ханим сөзидә, хитай һәқиқәтән бир қанун дөлити болса, бүгүн намайишчилар үстидин әмәс, намайишни қанлиқ бастурған вә течлиқ намайишни тоқунушқа айландурған һөкүмәт әмәлдарлири йәни ваң лечүән билән нур бәкри үстидә тутуш буйруқи чиқириш керәкликини әскәртти.

Рабийә ханим баянатида, қара тизимликтики рәсим вә өзи игилигән әһвалларға асасән, тутуш буйруқидики кишиләрниң тутқун қилинған һәтта өлтүрүлгән болуши мумкинликини билдүрди вә хитайни мәзкур вәқәни бир тәрәп қилишта хәлқара җамаәтниң көзини бояш оюнини тохтитишқа чақирди.

Рабийә ханим сөзидә йәнә, хитай һөкүмитиниң вәқәдә өлгәнләр вә тутқун қилинғанларниң сани вә нөвәттики әһвалини йошуруватқанлиқини билдүрди; буниң пакити сүпитидә бүгүнгә қәдәр бирәр мустәқил тәкшүрүш гурупписиниң мәзкур вәқә һәққидә тәкшүрүш елип баралмиғанлиқини көрсәтти. Рабийә ханим һазирқи әһвалда хитай тәрәп елан қилған һәр қандақ мәлуматқа вә һәр қандақ баһаға ишинишкә болмайдиғанлиқини, чүнки хитай һөкүмитиниң 5 - июл вәқәсидики җавабкар тәрәп икәнликини билдүрди.

Рабийә ханим сөзидә, хитайда әдлийә сестимисиниң мустәқил әмәсликини, шуңа 5 ‏- июл вәқәси һәққидә хитай сотиниң адил һөкүм чиқиришиниң мумкин әмәсликини, шуңа хәлқара җамаәтни, 5 ‏- июл вәқәси тутқунлириниң адил бир тәрәп қилиниши үчүн, җүмлидин, өлүм җазалириниң алдини елиш үчүн чоқум җиддий вә әмәлий һәрикәткә өтүшкә чақирди.

Рабийә ханим сөзидә, хитай һөкүмитигә хитап қилип, хитай һөкүмитини һәқиқәтән муқимлиқ вә тинчлиқни халиса, хитай вә уйғурдин ибарәт икки милләт арисиға үсти-үстиләп өч - адавәт уруқи чачмаслиққа, буниң үчүн 5 ‏- июл вәқәсигә қатнашқанларни қаттиқ җазалаш нийитидин ваз кечишкә чақирди.

Рабийә ханим сөзиниң ахирида, шәрқи түркистан хәлқини өзлириниң тинчлиқ вә әркинлик байрақдарлириға игә чиқишқа, йәни 5 ‏- июл намайишиға қатнашқанлар арисида аман қалған вә мөкүп йүргәнләр болса уларға ярдәм қилишқа,уларни қанат астиға елишқа чақирди.

Җүмә күни йәнә, дуня уйғур қурултийи ички ишлар бөлүминиң мәсули илшат һәсәнҗан әпәндиму радиомизға сөз қилип, шәрқи түркистан хәлқиниң вәқәдә өлгән вә тутқун қилинғанларниң аилә - тавабатиға ярдәм қилишини вә вәқәгә алақидар учурларни дуня уйғур қурултийиға йәткүзушини тәләп қилди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.