Әдәп - әхлақниң һаяттики әһмийити

Әдәп - әхлақ инсан тәбиитигә сиңип күндилик әмәлийитидә ипадилинип туридиған һәрикәт һалити болуп, у инсанниң адимийлик бәлгиси, инсан қәлбиниң зиннити.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.07.01

 Әдәп - әхлақлиқ адәмләр һәмишә яхши ишларни көп қилиду, гүзәл , чирайлиқ сөз ‏ - һәрикәтләрни омумлаштуриду, гүзәл хуй - пәзиләтни һәммидин әла билиду, яхши пәзиләтлик кишиләрни үлгә қилиду, гүзәлликни сөйиду, күндилик иҗтимаий мунасивәт, сөз - муамилә, сөз - һәрикитидә гүзәл әхлақ намаян болуп туриду. Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ яш алим абдулкәрим һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.

Абдулкәрим һаҗим билән сөһбәт

Абдулкәрим һаҗим гүзәл әхлақниң һаяттики әһмийити вә роли һәққидә тохтилип мундақ деди: " инсан роһи дунясини гүзәл әдәп - әхлақ билән зиннәтлигәндила җәмийәттә иш - һәрикити гүзәл, сөз - ипадиси гүзәл, муһити гүзәл болалайду. Иппәт - һаялиқ, гүзәл ғайилик, қайтмас ирадилик, чидам - ғәйрәтлик, сәбир - тақәтлик, тиришчан, сәмимий - садақәтлик, кәмтәр, ишчан, әпучан, мулайим, еғир - бесиқ, роһий дуняси мукәммәл адәм болалайду. Әксичә, әдәп - әхлақ тәрбийисигә сәл қаралса гүзәллик сәтликкә, яхшилиқ яманлиққа айлинип өзгириду. Әхлақсиз адәм яман иш, яман хуй, яман илләтни адәткә айландурувалиду. Мундақла иш - һәрикити әски, сөзлири қопал, биһая, пәскәш, номуссиз, виҗдансиз, рәһимсиз, сахтипәз, вапасиз, ялғанчи, алдамчи, ачкөз, нәпсанийәтчи, мәнмәнчи, чеқимчи, бехил, җедәлхор .... Қатарлиқ яман йолларға кирип қалиду. Нәтиҗидә, аилиниң хатирҗәмлики, җәмийәтниң тәртипи бузулиду. Шуңа дунядики барчә динлар әң аввал кишиләрни гүзәл әхлақлар билән зиннәтлинишкә чақирип кәлгән. Мусулманларда болса, гүзәл әхлақ ибадәттин санилиду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдистә:" мусулман адәм гүзәл әхлақи билән кечә ухлимай намаз оқуған вә күндүзи роза тутқанниң савабиға еришәләйду" дәп көрсәткән. Мусулманларниң улуғ дәстури қуран кәрим уларниң роһий дунясини йорутуп туридиған илаһий мәшәлдур."

 Әхлақниң аҗизлиқи иманниң аҗизлиқидин дерәк бериду

Абдулкәрим һаҗим әхлақниң аҗизлиқи иманниң аҗизлиқидин икәнликини баян қилип мундақ деди: " мәрһум устаз муһәммәд ғазали "мусулманниң әхлақи"намлиқ әсиридә мундақ дәп язиду: "иман кишини пәсликтин сақлиғучи вә улуғлуққа қозғатқучи күчтур. Өзлирини диндарлардин санайдиған бир қисим кишиләр бәзи ибадәтләрни орунлап қойғини билән тәләп қилинған әхлақий ибадәтләрни ада қилишқа сәл қарайду. Буниң билән қилған ибадәтлиридин пайда алалмайду. Бир адәм пәйғәмбәр әләйһиссаламниң йениға келип, униңға:" я рәсуләллаһ! бир аял бар, у намаз оқуйду, роза тутиду вә сәдиқини көп қилиду. Лекин қошнисиға тили билән әзийәт беридикән"дегәндә, пәйғәмбәр әләйһиссалам:" у дозахқа кириду" дегән. У адәм йәнә:" йәнә бир аял бар, намаз , розиси аз, сәдиқиниму аз беридикән. Қошнисиға әзийәт бәрмәйдикән" дегәндә, пәйғәмбәр әләйһиссалам :" у җәннәткә кириду" дегән. Бу җавабта есил әхлақниң қиммитигә алаһидә етибар берилгән. Йәнә бир һәдистә:" гүзәл әхлақ худди су қирони ериткәндәк хаталиқларни еритиду. Начар әхлақ сиркә һәсәлни бузғандәк һәммини бузиду" дәп көрситилгән."

Демәк, инсанниң вуҗудида рәзиллик чоңқурлашқансери, яманлиқи көпәйгәнсери худди адәм кийимидин айрилғандәкла дин - диянәттин айрилип қалиду. Ихчамлап ейтқанда, әхлақ һәр қандақ адәмниң дуня вә ахирәтлик ғәлибә яки мәғлубийитигә биваситә тәсир көрситидиған муһим амил.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.