Әкбәрҗан җамал сумруғ телевизийиси вә әркин асия радийосиға учур йәткүзгини үчүн 10 йиллиқ кесилгән
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2009.04.13
2009.04.13
Сүрәт boxun.com Тор бетидин елинди. Нәшрийат һоқуқи boxun.com Ниң.
Әкбәрҗан җамал нөвәттә үрүмчидики 4 - түрмидә җаза муддитини өтимәктә. Аилиси болса, әкбәрҗаннниң наһәқ һәм еғир җазаланғанлиқини баян қилип, алақидар орунларниң әкбәрҗаннниң делосиға қайта қарап чиқишини үмид қилидиғанлиқини билдүрмәктә.
Әкбәрҗан җамал бу йил 24 яш, у 2007 - йили 12 - айниң 25 - күни дөләтни парчилашқа урунуш вә дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити билән қолға елинған; 2008 - йили 2 - айниң 28 - күни сотлинип, 10йиллиқ кесилгән. У һазир үрүмчидики 4 - түрмидә җаза муддитини өтимәктә.
Әкбәрҗан 2007 - йили 10 - айда турпанда йүз бәргән тиҗарәтчиләр намайишиниң аваз хатирисини чәтәлдики достлириға йоллап бәргән. Чәтәлдики достлири мәзкур аваз хатирисини хоңкоңдики сумруғ телевизийиси вә америкидики әркин асия радийосиға йәни бөлүмимизгә йоллап бәргән. Сотта дөләт мәхпийәтлики дәп қаралған учур төвәндикиләрдин ибарәт.
Өзини ашкарилашни халимиған мәлум бир инкасчиниң билдүрүшичә, әкбәрҗан әркин асия радиоси вә сумруғ телевизийисидә елан қилинған турпандики намайиш һәққидики хәвәрни өзиниң шәхсий тор бетидә елан қилиған; мәзкур хәвәрни 5400 дин артуқ киши көргән.
Әкбәрҗанниң анисиниң ейтишичиму,әкбәрҗан қилғини үчүн дөләтни парчилашқа урунуш җинайити билән әйибләнгән.
Әкбәрҗан толуқ оттура мәктәпни пүттүргән, униңдин кейин курсларда оқуп ингилизчә өгәнгән вә чәтәлгә чиқип оқушни пиланлиған ғайилик бир яш болуп, униң 10йиллиқ кесилиши аилиси билән бирликтә қолум - қошна - мәһәллә җамаитиниңму күчлүк наразилиқини қозғиған.
Әкбәрҗан делосини бизгә мәлум қилған инкасчиниң билдүрүшичә, әкбәрҗан мәйли сорақ җәрянида яки мәйли сотта болсун, қилған ишидин пушман қилмайдиғанлиқини, чүнки һечқандақ хаталиқ өткүзмигәликини әксичә, учур елиш вә учур йәткүзүштин ибарәт әқәллий бир инсаний һоқуқини қолланғанлиқини вә зиянкәшликкә учриғучиларниң дәрдини дуняға йәткүзүштәк инсаний бурчини ада қилғанлиқини билдүргән.
Әкбәрҗанниң аниси ибадәтханим өз оғлидин пәхирлинидиғанлиқини билдүрүш билән биллә алақидар орунларниң оғлиниң делосиға қайта қарап чиқишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Ибадәтханим сөзидә, оғлиға қилинған һәқсизлиқ түпәйли һөкүмәттин нарази әмәсликини, буни пәқәт һөкүмәттики айрим орун вә айрим шәхисләрниң хизмәт хаталиқи дәп қарайдиғанлиқини, вә һөкүмәт тәрәпниң оғли үстидин чиқарған хата һөкүмини һаман бир күни түзүтидиғанлиқиниға ишинидиғанлиқини билдүрди. Вә өзиниң бу тәлипиниң алақидар орунларниң диққитигә балдуррақ йетип бериши үчүн ахбарат саһәсини ярдәмгә чақирди.
Ибадәт ханим бу тәлипини оттуриға қойған күн дәл хитайниң кишилик һоқуқ һәркәт пиланини елан қилған күнигә тоғра кәлди. Әкбәрҗан җамалниң учур - алақә һоқуқини қолланғини үчүн 10 йил кесилгәнлик вәқәси, кесилип бир йил 4 айдин кейин йәни бүгүн ахбарат дунясиға ашкариланди.
Нөвәттә америка уйғур җәмийити мәзкур делони хәлқара сәһнигә елип чиқип, хитайни бүгүн елан қилған кишилик һоқуқ һәркәт пилани бойичә әкбәрҗан җамал қатарлиқ виҗдан мәһбуслирини қоюп беришкә чақирмақчи.