Әкрәм муминоф : қирғизистан уйғурлириниң роһи озуқи йәнила вәтәндин келиду

Оттура асия җумһурийәтлиригә тарқалған уйғур аһалисиниң өз ана вәтини-уйғур ели билән болған мәниви бағлиниши һечқачан үзүлүп қалмиған. Вәтинидики һәрбир өзгириш, һәр бир сиясий-иҗтимаий вәқәләргә диққәт қилиш уларниң күндилик һаятиниң бир қисмиға айланған.
Мухбиримиз үмидвар
2012.11.28
ekrem-muninof-tembur-305.jpg Хәлқ сәнәткари әкрәм мөмин америкида. 2012-Йили 26-ноябир, вашингтон.
RFA

Америкида зиярәттә болуватқан қирғизистанлиқ уйғур хәлқ сәнәткари әкрәм муминофниң ейтишичә, бу җумһурийәттики һәр бир уйғур ана вәтән меһрисиз, ана вәтән муһәббитисиз вә ана вәтән роһи озуқисиз яшиялмаслиқи мумкин. Йилларниң өтүши вә әвладларниң алмишиши уларниң ана вәтән сөйгүсини суслаштуралмиди, әксичә техиму күчәйтмәктә. Йеқинқи йиллардин буян яш әвладларниң өз миллий мәдәнийити, миллий сәнити вә ана тилини өгинишкә болған қизиқиши һәссиләп ашмақта.

Қирғизистандики уйғурларниң сани һәққидә түрлүк мәлуматлар мәвҗут. Қирғизистан җумһурийитиниң һөкүмәт статистикиси бойичә алғанда, бу җумһурийәттики уйғурларниң нопуси 1999-йили, 46 миң, 2012-йили, 50 миң дәп елан қилинған. Әмма, бәзи қирғиз вә уйғур мутәхәссислири уйғурларниң әмәлийәттики саниниң 150 миңдин артуқ икәнликини йезишиду.

Уйғурлар қирғизистанниң бишкәк шәһири вә униң әтрапидики покирофка, лебединофка, алато, чәткөл қатарлиқ җайларға шуниңдәк қара балта, қарақол, тоқмақ, ош, қарасу, өзгәнд вә җалал абад қатарлиқ чоң кичик шәһәрлиригә тарқалған. Бишкәк шәһири вә униң әтрапи уйғурларниң зич олтурақлашқан мәркәзлиридин һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.