Хитайниң әмгәк күчлирини йөткәш сиясити йәнә қандақ ақивәтләрни елип келиду
2011.01.31

Уйғурлар билән хитайлар оттурисидики миллий зиддийәт, тоқунуш вә иттипақсизлиқларниң алаһидә дәриҗидә күчийип кетишигә түп сәвәб болуватқан, хитай һөкүмитиниң уйғур илидики әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәп ишқа селиш сиясити изчил түрдә давамлашмақта.
5-Июл үрүмчи вәқәсиниң йүз бериши дәл хитайниң уйғурларни асас қилған әмгәк күчлирини өз юртлиридин айрип, хитай өлкилиридики завут-карханиларда ишлитиши түпәйли мәйданға кәлгәнликини инкас қиливатқан хәлқара вә уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириму, хитай һөкүмитиниң бу мәсилидә җиддий бир бурулуш ясиши керәкликини оттуриға қоймақта. Мәзкур мәсилә һәққидә йәнә уйғур вә хитай зиялийлириму өз қарашлирини баян қилди.
Юқиридики улиништин мухбиримизниң уйғур алими әркин сидиқ әпәнди вә нюйоркта чиқидиған бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәндиләр билән өткүзгән сөһбитини аңлайсиләр.