Хитай һөкүмити актиплар арқилиқ ешинча әмгәк күчлирини сиртқа йөткәшниң тәшвиқатини күчәйтмәктә

Хитай даирилири “ешинча әмгәк күчлирини сиртқа йөткәп ишқа орунлаштуруш” сиясити арқилиқ йезилардики иш күтүп турған уйғур яшларни, 2004-йилидин башлап рәсмий пилан бойичә хитай өлкилиригә йөткәшкә башлиған иди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.03.27
Urumqi-dong-kowruk-ishsiz-Uyghurlar-305.jpg Сүрәт, үрүмчи дөң көврүк доқмушта биркар олтурушқан ишсиз уйғурлардин бир көрүнүш.
RFA File

Хитай һөкүмитиниң бир туташ орунлаштуруши билән уйғур елиниң һәр қайси йезилиридики йәрлик даириләр, ешинча әмгәк күчлирини сиртқа йөткәп ишқа орунлаштурушни 2004-йили рәсмий башлиған иди. Буниң ичидә бир қисми мәхсус хитай өлкилиригә йөткәп ишқа орунлаштурулди. Хитай өлкилиригә йөткилидиған ешинча әмгәк күчлирини дәсләптә хитай һөкүмити 18 “яштин 25 яшқичә болуш, той қилмиған болуш” дегәндәк шәртләрни вә йәнә бәзи җайларда қошумчә, қизларға сағлам болуш чирайлиқ болуш дегәндәк шәртләрниму қоюп таллап мәҗбурий йөткигән иди, хитай өлкилиригә ишләмчиликкә йөткәлгән қизлар учриған түрлүк хорлуқ вә адаләтсизликләр ашкариланғандин кейин, бу сиясәт тәбиий һалда тосалғуға учриди, бу чағда хитай һөкүмити йәнә мәҗбурлаш характерини алған “һәр аилидин бирини йөткәш” қатарлиқ сиясәтләрни қолланди, хитай өлкиләргә меңишни халимиғанлар, пәрзәнтлирини әвәтишни халимиғанлар болса түрлүк җаза вә тәқибләшкә учриди. 2009-Йилиға кәлгәндә 26-июн шявгуән вәқәси йүз берип, ешинча әмгәк күчлири сүпитидә хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәлгән уйғур яшлириниң хитай өлкилиридә еғир миллий кәмситиш, инсан һәқлири дәпсәндичиликлиригә учрап келиватқанлиқини дуняға шундақла уйғурларға техиму ашкара көрситип бәрди, бу йәнә өз нөвитидә һәммә шаһит болғандәк, уйғурларниң үрүмчидики 5-июн наразилиқ һәрикитигә сәвәб болди.

Гәрчә хитай һөкүмити шундин етибарән, уйғур яшлирини ешинча әмгәк күчи сүпитидә хитай өлкиләргә йөткәш сияситини бурунқидәк очуқ-ашкара, мәҗбурий һалда елип бармиған болсиму әмма, бу сиясәт йәнила давам қилмақта, һәтта күчәйтилмәктә, 12-бәш йиллиқ пилан җәрянида йәнә 11 милйон ешинча әмгәк күчлирини сиртқа йөткәп ишқа орунлаштурушни ишқа ашуридиғанлиқи көрситилди шундақла бундин етибарән йөткилидиған әмгәк күчлири уйғур елигә нишанлиқ ярдәм беридиған 19 хитай өлкә, шәһәрлирини асас қилидикән. Хитай һөкүмити мәзкур пиланниң ишқа ешишида тәшвиқатиниң үнүмини ашуруш үчүн, сиртқа чиқип ишләп сиясәткә, һөкүмәтниң орунлаштурушлириға актип маслашқан бир қисим яшлар, ата-анилар вә буниңға мәсул кадирлардин тәркиб тапқан лексийә сөзләш өмәклирини тәшкилләп, йеза, базарларда әмгәк күчлирини хитай өлкиләргә йөткәшниң әһмийити, көп пул тапқандин башқа көзи ечилидиғанлиқидәк тәшвиқатларни күчәйткән. Бу хил тәшвиқатқа “күрәш қилиш арқилиқ тәқдирини өзгәрткән” типлар дәп нам берилгән. Әмгәк күчлирини йөткәштики бу актипларниң иш-излирини телевизор, радио вә гезит, журналларда кәңри тәшвиқ қилип, ешинча әмгәк күчлирини сиртқа чиқириш сияситиниң раван йүрүшүшигә асас салмақта икән.

Ақту наһийисиниң үзмә йезиси 5-кәнтидики рәйһангүл емир 2007-йили ақту наһийисидин тунҗи түркүмдики җеҗяңға йөткәлгән уйғур қизлириниң бири болуп, у нөвәттә әнә шу актип тәшвиқатчиларниң биригә айланған. Доклат бериш йиғинлирида у “партийиниң дана сияситиниң йетәклишидә бүгүнкидәк бәхтияр турмушқа ериштим, һазир шәһәр қизлиридин қелишмайдиған һаләткә кәлдуқ, мәдини шәһәргә келип, мәдәний кийинип мәдәнийәтлик сөзләйдиған болдуқ” дәп тәшвиқ қилмақта.

Мәзкур тәшвиқатлар уйғур елиниң пүтүн ахбарат учур васитилирини қаплиған болуп, атуштики бир киши зияритимизни қобул қилип, уйғур яшлирини сиртқа йөткәп ишқа орунлаштуруш сиясәтлиридин яхши хәвири барлиқини билдүрди.

Қарақаш наһийисиниң тор бетидә елан қилинған уқтуруштин ашкарилинишичә, хитай һөкүмити ешинча әмгәк күчлирини сиртқа чиқирип ишқа орунлаштуруш пиланиниң раван йүрүшүши үчүн тәшвиқатни күчәйткәндин башқа, техиму көп яшларни сиртқа чиқип ишләшкә риғбәтләндүрүш үчүн, һәр хил кәсипләр бойичә тәрбийиләш курси ечип курсқа қатнашқанларға 100 йүәндин 1000 йүәнгичә 10 хил өлчәмдә тәрбийиләш курси толуқлима соммиси тарқитишниму йолға қойған, буни пүтүн наһийидики иш күтүп турған, кәспий тәрбийилиништин кейин икки йил ичидә хитай өлкилиригә берип ишләшкә тохтамлашқанларға қаратқан.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған бир йеза кадири, даириләрниң уйғур яшлирини хитай өлкилиригә йөткәп орунлаштуруш алдидики, кәсипләр бойичә тәрбийиләшни җиддий елип бериватқанлиқини билдүрди.

Уйғур ешинча әмгәк күчлирини хитай өлкилиригә йөткәш сияситини хитай һөкүмити мәйли қандақла тәшвиқ қилсун, көп сандики уйғурлар, уйғур елидики иш пурсәтлири хитай көчмәнлири тәрипидин игилинип, әксичә уйғур яшлириниң өз юртлиридин тил вә мәдәнийити пүтүнләй охшимайдиған башқа ят юртларға сиясәт бойичә йөткилишини, уйғурларға қаратқан пиланлиқ ассимилятсийә сиясити дәп қарайду, чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири шундақла бәзи инсан һәқлири тәшкилатлириму хитай һөкүмитиниң мәзкур сияситини уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқниң бир қисми дәп тәнқидләп хитай һөкүмитини бу сиясәтни тохтитишқа чақирмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.