Хитайниң йеңи бир әвлад рәһбәрлиридин әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилиш тәләп қилинди
2012.12.17

Әмма хитай компартийисиниң 18-қурултийида бу түзүмни ислаһ қилиш һәққидә ениқ бир қарар елинмаслиқи хитай пуқралири арисида наразилиқни күчәйтти. Йеқиндин буян хитай тор бекәтлири вә бир қисим хитай мәтбуатлирида мақалиләр елан қилинип, ши җинпиң қатарлиқ йеңи бир әвлад хитай рәһбәрлиридин әмгәк билән өзгәртиш түзүмини пүтүнләй бикар қилиш тәләп қилинди.
Йеқиндин буян хәлқара мәтбуатларда һәм хитайдики аммиви тор бекәтлиридә хитай компартийисиниң 18-қурултийидин кейин һоқуқни өткүзүвалған ши җинпиң қатарлиқ йеңи бир әвлад рәһбәрлик гуруһидин, хитайда давамлишип келиватқан “әмгәк билән өзгәртиш” түзүмини бикар қилишни тәләп қилидиған мақалиләр көпәйди.
Әнглийә б б с агентлиқиниң 17-декабирдики хәвиридә франсийидә чиқидиған “хәлқара хәвәрләр мунбири” намлиқ гезитидин нәқил елип көрситилишичә, хитайда узундин бери хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин тәнқидкә учрап келиватқан, хитайдики “әмгәк билән өзгәртиш” түзүми, йеқиндин буян хитай пуқралири тәрипидинму ашкара тәнқидлинип, бу хил түзүмни бикар қилиш тәлипи ипадиләнгән мақалиләр хитайдики аммиви тор бекәтлиридә барғанчә күчәйгән.
Хитайда 60 йилдин буян давамлишип келиватқан мәзкур “әмгәк билән өзгәртиш” қануниға асасән, сақчи даирилири, сот тәрипидин һөкүм чиқирилмиған, шуниңдәк йеник дәриҗидә җинайәт садир қилған кишиләрни, әмгәк билән өзгәртиш орнида әң узун болғанда 4 йилға қәдәр қамап қоялайдиғанлиқи бәлгиләнгән. Йеқинқи йиллардин буян хитайдики бир қисим кишилик һоқуқ актиплири, ислаһат елип беришни тәләп қилғучи зиялийлар вә әрздарларниң “әмгәк билән өзгәртиш” лагерлириға яки хәлқ тәрипидин “қара түрмә” дәп аталған қамақханиларда сотниң һөкүмисиз тутуп турулуши, хитайда дәпсәндә болуватқан кишилик һоқуқ мәсилисидә хәлқара җәмийәтниң хитайни әйиблишидики амилларниң биригә айланған иди.
“хәлқара хәвәрләр мунбири” гезитиниң ашкарилинишичә, хитайдики “әмгәк билән өзгәртиш” лагерлириға қамалған адәмләр сани дунядики һәрқандақ дөләттикидин җиқ болуп, бу йәргә қамалған адәмләр сани әң көп болған мәзгилдә 190 миң адәм қетимға йәткән. Мақалидә йәнә бейҗиң тәбиий пәнләр университетиниң профессори ху шиңдуниң сөзи нәқил елинип,“һазир хитайдики әмгәк билән өзгәртиш түзүмини пүтүнләй йоқитидиған заман йетип кәлди.Хитайдики әмгәк билән өзгәртиш түзүми асасий қанунға хилап қилмиш.Кишилик һоқуққа хилап қилмиш. Бу түзүм җәмийәтниң муқимлиқиға тәсир йәткүзүп, хитай һөкүмитиниң йүзигә(образиға)қара сүркимәктә.” дейилгән.
Хитай һөкүмити 2012-йили 9-өктәбир күни “хитай қанун-әдлийә системисидики ислаһат” намида ақ ташлиқ китаб елан қилип,әмгәк билән өзгәртиш түзүмини ислаһ қилидиғанлиқини билдүргән иди. Әмма хитай компартийисиниң18-қурултийида бу түзүмни ислаһ қилиш һәққидә ениқ бир қарар елинмаслиқи бу түзүмни ислаһ қилишни тәләп қилип келиватқан хитай пуқралири арисида наразилиқни барғанчә күчәйтти.
Хитайдики аммиви тор бекәтлиридин “синна”, “соху” қатарлиқ тор бекәтлиридә йеқинқи икки һәптидин буян хитайниң ши җинпиң башчилиқидики йеңи бир әвлад рәһбәрлик гуруһидин хитайда давамлишиватқан “әмгәк билән өзгәртиш” түзүмини үзүл-кесил бикар қилиш тәләп қилинған инкаслар вә тәнқидий мақалиләр көпәйди. “синна” тор бекитидә “хитай мәмликәтлик адвокатлар бирләшмисиниң чақириқи” намида бир парчә хәт елан қилинған. Бу хәт кейин хитайниң һөкүмәт тор бекити болған “хәлқ гезити” гиму көчүрүп бесилди. Миңдин артуқ киши имза қойған очуқ хәттә “әйни чағдики совет һөкүмитиниң рәһбири сталинниң әндизисидин өрнәк елиш асасида, 1950-йилдин башлап хитай рәһбири мав зедоңниң тәшәббуси билән йолға қоюлған әмгәк билән өзгәртиш түзүми әйни чағда синипий дүшмәнләр вә әксилинқилабчилар намидики пуқраларға зәрбә беришни мәқсәт қилған болса, бүгүнки күндә хитай әмәлдарлириниң интиқам елиш қорали вә байлиқ топлайдиған алтун каниға айланди. Әмгәк билән өзгәртиш мәйданидин елинған байлиқниң һәммиси йәрлик әмәлдарларниң чөнтикигә кирмәктә” дегән баянлар берилгән.
Хитайда давамлишиватқан әмгәк билән өзгәртиш түзүмидә,гунаһсиз кишиләрниң түрмиләргә солиниши, мәһбусларниң қаттиқ қейин -қистаққа елиниши вә мәһбуслар бәһримән болушқа тегишлик һоқуқлириниң чәклиниватқанлиқи хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин изчил түрдә тәнқид қилинип кәлмәктә.
Америкидики “әмгәк билән өзгәртиш фонди” ниң мәсули ву хоңда әпәнди йеқинда “әмгәк билән өзгәртиш фонди” ниң тор бекитидә елан қилған бир мақалисидә,хитай пуқралириниң һөкүмәткә болған наразилиқиниң күнсайин ешишиға әгишип, хитай сақчилириниң нәзиридә җинайәтчи дәп қаралған кишиләр, мәсилән йәрлири мәҗбурий тартивелинған әрздарлар вә һөкүмәткә қарши пикир баян қилған өктичиләрниң, сотниң һөкүмисиз әмгәк билән өзгәртиш мәйдани намидики җаза лагериға қамап қоюлуватқанлиқини билдүргән.
Мақалисидә уйғур елидики хитайниң түрмә системиси һәққидә тохталған ву хоңда әпәнди йәнә уйғур елидә хитайниң әмгәк билән өзгәртиш түзүминиң әң қаттиқ елип берилидиғанлиқини билдүрүп, бу түзүмниң хитайниң башқа җайлирида өзгириватқан болсиму, әмма уйғур елидә һазирғичә әсли қияпитини сақлап қалғанлиқини тәкитлигән.
Ву хоңда әпәнди йәнә хитайниң әмгәк билән өзгәртиш лагерлирини шәклини өзгәртип сақлап қелишидики сәвәблири һәққидә тохтилип, “хитай һөкүмитиниң бу хил түзүмни өзгәртишни халимайдиғанлиқидики асасий сәвәбниң бири, йәрлик һөкүмәт даирилири әмгәк билән өзгәртиш мәйданидин зор иқтисадий кирим қилғандин башқа, бу түзүмни кишиләрни қорқутуштики қорал қиливалғанлиқи сәвәб болмақта” дегән.
Хитайниң “хәлқ гезити” тор бекитидә елан қилинған мақалидә йәнә, нөвәттә хитайниң қанун саһәсидики юқири қатлам әмәлдарлириниңму “әмгәк билән өзгәртиш түзүми” ни ислаһ қилиш тәләплиригә диққәт қилип, бу җәһәттә ислаһат елип беришни тәшәббус қиливатқанлиқи илгири сүрүлгән. Мәзкур мақалидә бу һәқтә “хитайниң йеңи рәһбири ши җинпиң гәрчә әмгәк билән өзгәртиш мәсилиси һәққидә пикир баян қилмиған болсиму, әмма қанун саһәсидики әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилишни қоллиғучилар ши җинпиңниң йеқинда оттуриға қойған ислаһат елип бериш һәққидики нутқидин илһам алди” дәп баян қилинған.