Әминә қизилташ: түркийә шәрқий түркистан мәсилисидә еһтият қилип кәлмәктә

Йеқинда “вәтән бир” намлиқ тор бетидә, түркийилик язғучи әминә қизилташ ханим тәрипидин йезилған “түркийә -хитай сиясити вә шәрқий түркистан” намлиқ бир мақалә елан қилинди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.04.28

Мақалә мундақ башланған: йеқиндин буян оттура асияниң давамлиқ алға илгирилиши, түркийә вә әтрапидики дөләтләр болуп дунядики нурғун дөләтләрниң бу йәргә диққитини тартишқа сәвәб болди. Түркийә болса хитай билән болған мунасивәтлирини давамлиқ иқтисадий җәһәттә тәтқиқ қилишқа башлиған. Башқа мәсилиләрни көз алдиға қоймиған.

Тарихтин бүгүнгичә давамлиқ иқтисадий тәсирниң ичидә болған геостратегийә вә геополитика сәвәбидин түркийә билән хитай оттурисидики икки тәрәплимә мунасивәтләрдә давамлиқ тилға елинған мәсилиләрниң биринчи қатарда, шәрқий түркистандики уйғурларниң вәзийити вә бу йәрдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики орун алди. Асияниң дәл оттурисиға җайлашқан шәрқий түркистан қизил хитай һакимийитиниң ишғалийитидин кейин 7 вилайәт вә 4 аптоном областқа бөлүнди.

Мақалидә йәнә шәрқий түркистанниң җуғрапийилик орни һәққидә мундақ мәзмунлар оттуриға қоюлған : шәрқий түркистан җуғрапийә җәһәттин қарайдиған болсақ, асияниң дәл оттурисиға җайлашқан. Шу сәвәбтин болса керәк, тарих бойичә давамлиқ оттура асияға һаким болған күч пүткүл асияға һаким болди. Тарихтин буян рус-хитай, хитай -түрк оттурисида қаттиқ урушлар вә тоқунушлар давамлиқ оттура асияниң игилик һоқуқини талишиш сәвәбидин келип чиққан.

Мақалидә йәнә уйғурларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: кишилик һоқуқ уқуми натсизм һәрикитидин кейин қайтидин күн тәртипкә кәлтүрүлүп җанландурулған күндин буян шуниңға охшаш кишилик һоқуқ дәпсәндичилики йүз бериватқан әң муһим йәрләрдин бири шәк -шүбһисиз шәрқий түркистан. Һәммимизгә мәлум болғандәк дуняда кишилик һоқуқ тоғрисида нурғун доклатлар тәйярланғанға охшаш шәрқий түркистан һәққидиму һәр йили онлиған доклат тәйярлиниватиду вә б д т тәрипидин баһалашқа қоюлиду.

Нәтиҗидә шәрқий түркистан авазиниң әтраптики тәсиригә қарайдиған болсақ, бу дуняниң йәр шари характерлик тәңпуңлуқ сияситидә, еғир яридарни җиддий қутқузуш бөлүмигә алмастин бәлки адәттики дора бәргәнгә охшаш бир иш. Техиму һәйран қаларлиқи шуки кишилик һоқуқ хитабнамиси елан қилинғандин кейин хитабнамигә тунҗи қетим имза қилған дөләтләр қатаридин орун алған хитай 1982-йилдики хитай асасий қанунида миллий аптономийә һоқуқини йолға қойған сиясий һәқ -һоқуқларни өз ичигә алған дөләт сияситигә хилаплиқ қилиштин тәп тартмай шәрқий түркистанда кишилик һоқуқни дәпсәндә қилмақта.

Мақалидә хитай -түркийә мунасивәтлири һәққидә тохтилип мундақ дейилгән: һәммимизгә мәлум болғандәк хитай түркийә мунасивәтлири 19-әсирниң ахирлириға тоғра келиду. Дәсләпки мунасивәтләрдә сиясий вә иқтисадий мунасивәтләргә әһмийәт бәрмәстин бәлки султан 2‏-абдулһәмид 50 милйон әтрапидики хитай мусулманлирини өзиниң игилик һоқуқ астиға елиш үчүн әһмийәт бәргән. Кейин түркийә җумһурийити қурулғандин кейин хитайниң бу йеңи қурулған җумһурийәткә қарита көз қарашлири өзгәргән.

Дәсләптә иқтисадий вә сиясий мунасивәтләргә әһмийәт берилмигән болсиму, бүгүнки күндә түркийә-хитай мунасивәтләрдики сиясий вә иқтисадий җәһәттики мунасивәтләр икки дөләт оттурисида шәрқий түркистан мәсилиси, сипрус, 11-сентәбир вәқәсидин кейин уйғурларниң террорчи дәп елан қилиниши, униңдин кейин гуантанамо түрмисигә қамалған 17 уйғур вә түркийидә сүркилиш пәйда қиливатқан террорчи п к,к тәшкилатиға охшаш мәсилиләр пат -пат сүркилиш пәйда қилди. Шәрқий түркистан мәсилисиму бу тар коча ичигә қапсилип қелип әпсуслинарлиқ билән бир йәргә муқим асас салалмиди.

Мақалидә йәнә түркийиниң шәрқий түркистан сиясити һәққидә тохтилип мундақ дейилгән: бир мәзгилдин кейин хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бихәтәрлик комитетиниң 5 даимий әза дөләтләрдин бири болуши, хитайниң ахирқи 20 йилда иқтисадий җәһәттин тәрәққий қилиши, түркийиниң п к к мәсилиси, сипрус мәсилиси вә башқа мәсилиләрдә б д т да хитайниң сөз қилиш һоқуқиға игә бөлиши түркийиниң шәрқий түркистанға болған йеқинлишишини пассип һалға чүшүрүп қойди. Түркийә болса мәзкур пүткүл сәвәбләр түпәйли шәрқий түркистан мәсилисидә еһтият қилип кәлмәктә.

Мақалиниң ахирида мундақ дейилгән: хитай, түркийигә давамлиқ шәрқий түркистанлиқларға рухсәт қилмаслиқ, тәшкилатлирини террорлуқ тизимликигә киргүзүшни тәкитләп кәлди. Хитай давамлиқ түркийә билән тиҗарәт мунасивәтни тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини ипадиләйду, бу йәрдин шуни чүшинишкә болидуки, икки дөләт оттурисида ортақ бир мәнпәәт йоқ. Йәни бүгүнки күндә түркийә хитайдин йилда 11 милярд долларлиқ мәһсулат сетивалмақта. Хитай түркийидин йилда пәқәт 900 милйон долларлиқ мәһсулат алиду. Шу сәвәбтин түркийигә нисбәтән хитай билән болған тиҗарәттә чоң бир зиян болуватиду.

Бүгүнки күндә шәрқий түркистан мәсилиси, болупму 11-сентәбирдин кейин хитайниң ички мәсилиси болуштин һалқип чиқип, хәлқаралиқ бир мәсилигә айланди. Бу йәрдә шәрқий түркистанда нәччә йилдин буян бәдәл төләп дава қилип келиватқан миллий мустәқиллиқ күришигә, зиянға учраватқан иқтисадий мәнпәәтләр сәвәбидин көз юмулмақта. Бу һәқтә түркийә җумһурийитиму сиясий җәһәттин хитайға бағлинип қалған, әмма дин, әдәбият, мәдәнийәт җәһәттә оттура асия билән бир пүтүнлүки болған шәрқий түркистан һәққидә җиддий бир сиясәт йүргүзүши керәк болмақта.

Биз түркийә-хитай мунасивәтлири вә уйғурлар һәққидә “қериндаш өлкиләр җәмийити” ниң конийә шөбә башлиқи җәлал өзтәмиз әпәндиниң пикир қарашлирини алдуқ. Җәлал өз тәмиз әпәнди бу һәқтики пикир қарашлирини ипадиләп мундақ деди: шәрқий түркистандики түркләрниң нопуси һазир 30% пирсәнткә чүшүп қалди. Шәрқий түркистанниң тәрәққиятиға қарайдиған болсақ, хитай тәрәққият иш пиланлири астида сәрмайә селиватиду, әмма бу сәрмайә, мәбләғләрниң уйғурларға һеч қандақ пайдиси болмиди. Егиз биналарда хитай көчмәнләр яшайду, чоң санаәт карханилириниң һәммисидә хитай көчмәнлири ишләйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.