Әнәниви мәдәнийәтләрни қоғдаш һоқуқи вә уйғурлар

Уйғурлар уйғур дияридики йәни һазирқи уйғур аптоном районидики ғоллуқ йәрлик милләт шундақла аптономийә һоқуқи йүргүзидиған милләт.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.10.04
uyghur-medeniyiti-qizi-osma-305.jpg “йипәк йолидики уйғур қиз-аяллириниң турмуши” китабниң муқависи. 2012-Йили авғуст, японийә.
RFA/Qutluq Haji

Уйғурлар бай әнәниви мәдәнийәткә игә милләтләрниң бири, һалбуки мәлум болғандәк коммунист хитай һакимийитиниң уйғурларни тил вә мәдәнийәт җәһәттин ассимилятсийә қилишни мәқсәт қилған сиясәтлири уйғурларниң бир милләт сүпитидә мәвҗут болуп турушиға тәһдит селипла қалмай, уларниң әқәллий инсаний һәқ-һоқуқлири, қануний һоқуқи шундақла аптономийә һоқуқиға игә йәрлик милләт болуш сүпити билән қоғдилишқа тегишлик барлиқ һәқ-һоқуқлириға дәхли тәрз қилмақта. Шу вәҗидин, уйғур зиялийлар қәләм күриши арқилиқ түрлүк мәҗмуә, аммиви учур васитилиридә миллий кимликини қоғдашни уйғур кимликиниң әң ярқин амиллири болған тил, дин вә мәдәнийәтни қоғдаш шундақла бу җәһәттә қануний һәқ-һоқуқлиридин пайдилиниш чақириқини күчәйтти. “һәқ-һоқуқ вә уйғурлар” темисидики йүрүшлүк программиниң бүгүнки қисмида мухбиримиз гүлчеһрә аңлиғучилиримизға, уйғурларниң өз мәдәнийити вә өрп-адәтлирини қоғдашта қандақ қануний һәқ-һоқуқларға игә икәнликини әслитиду.

Уйғурлар тарихта отлақ мәдәнийитидин та бостан мәдәнийити, йипәк йоли алақилири, көп хил тил вә көп хил диний мәдәнийәт басқучлирини, мурәккәп тарихий җәрянлирини баштин кәчүрүш җәрянида әвладму-әвлад тарихтики әҗдадлириниң мәдәнийәтлиригә варислиқ қилиш билән тәң уйғур мәдәнийитини барғанчә бейитип, раваҗландуруп, мукәммәлләштүрүп кәлгән.

Һалбуки, нөвәттә уйғур мәдәнийәт вә өрп-адәтлирини шәкилләндүридиған уйғурларниң турмуши, үсти-бешидики һәр бир, әң кичик мәдәнийәт бәлгилиригичә хитай һөкүмитиниң һуҗумиға дуч кәлмәктә. Һәр түрлүк чәклимиләргә учримақта.

Башқа мисални елип өтмисәкму, пүтүн уйғур ели миқясида хитай даирилириниң бир йилдин буян қанат яйдурған “диний аңни суслаштуруп гүзәл мәдәнийәт бәрпа қилиш” ни тема қилған сиясий һәрикәтлири давамида “сақал, бурут чүшүрүш, чүмбәл ечиш” ни асас мәқсәт қиливатқанлиқи буниңға купайә.

Әмәлийәттә, хитай һөкүмити аптономийә һоқуқи бәргән уйғур миллитиниң өзиниң өрп-адәт мәдәнийитини сақлаш вә раваҗландуруш һоқуқи барлиқини өзиниң асасий қануни вә миллий территорийилик аптономийә қануни арқилиқ ениқ бәлгилигән. Нөвәттә биз алди билән хитайниң қанунлирида аз санлиқ милләтләрниң қануни һоқуқ мәнпәитигә даир маддиларни көрүп чиқайли:

Җуңхуа хәлқ җумһурийити асасий қануниниң төтинчи маддисиниң ахири “...Милләтләрниң һәммиси өз тил-йезиқини қоллиниш вә тәрәққий қилдуруш әркинликигә, өзлириниң өрп‏-адәтлирини сақлап қелиш яки ислаһ қилиш әркинликигә игә” дегән җүмлә билән аяғлишиду. Мана бу мадда, миллий территорийилик аптономийә қануниниң 10-маддисидиму охшаш тәкрарлиниду.

Хитай һөкүмити мәмури ишлар мәһкимисиниң милләтләр баравәрлик һоқуқиға капаләтлик қилиш тоғрисидики қарариниң 3-маддисида: “тарқақ олтурақлашқан аз санлиқ милләт тәркибидикиләр җәмийәт, завут, мәктәп, тәшкилат, орган вә қисимда бирдәк өз миллитиниң турмуш усули, диний етиқади вә өрп-адәтлирини сақлап қелиш яки ислаһ қилиш һоқуқиға игә. Башқилар һөрмәт қилиши вә етибар бериши шәрт, арилишивалса болмайду” дәп бәлгиләнгән.

Һәтта хитай бекиткән мәҗбурий зәһәр ташлатқузуш орнини башқуруш чарисиниң 42-маддисиниң ахирқи бөликидә “зәһәр ташлайдиғанлар аз санлиқ милләттин болса, уларниң миллий өрп-адитигә һөрмәт қилиш керәк” дәп вә йәнә йиғивелип тәрбийиләш орнини башқуруш чарисиниң 41-маддисида “йиғивелип тәрбийилинидиғанлар аз санлиқ милләттин болса, уларниң миллий өрп-адитигә асасән, турмушта мувапиқ етибар бериш” дәп бәлгиләнгән.

Аз санлиқ милләтләрниң өрп‏-адәт мәдәнийитигә һөрмәт қилиш йәнә, хитайниң нөвәттә қоллиниливатқан истемалчиларниң һоқуқ мәнпәитини қоғдаш қануни 14-маддисида, нәшр ишлирини башқуруш низаминиң 25-маддисида, шәһәр милләтләр хизмити низаминиң 24-маддисидиму айрим айрим ениқ қилип бәлгиләнгән. Шундақла бу, юқириқи қанун маддилириниң һәр қандиқиға хилап қилмишниң хитайниң җинайи ишлар қануни бойичә җазалинидиғанлиқини көрситиду.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йәрлик хәлқләрниң һәқ-һоқуқлири тоғрисидики хәлқаралиқ әһдинамисидә йәрлик хәлқләрниң мәдәнийәт вә өрп-адәтлиригә һөрмәт қилишниң әмәлийәттә узун муддәтлик вә адил тәрәққиятқа төһпә қошидиғанлиқини муәййәнләштүргән шундақла әскәрткән һалда 8 маддиси мундақ мәзмунлар билән пүтүлгән:
“йәрлик хәлқләр вә шәхсләр һечбир шәкилдики ассимилятсийигә учримаслиқ вә өзлиригә тәвә мәдәнийәтләрниң бузғунчилиққа учришиға йол қоймаслиқ һоқуқиға игә.

Дөләтләр төвәндикиләрниң алдини елиш үчүн тәдбир елиши вә йетәрлик аппаратларни бәрпа қилиши зөрүр:
1‏-Уларни, өзлириниң айрим хәлқ болуштәк бир пүтүнлүкидин айрийдиған, шу үнүмни пәйда қилидиған, уларни мәдәний вә миллий мираслиридин айрип ташлашни мәқсәт қилған барлиқ һәрикәтләр,
2‏-Уларни өзлиригә тәвә йәрлиридин, территорийилиридин вә байлиқидин мәһрум қалдуридиған һәр қандақ қилмишлар,
3‏-Уларниң һәқ-һоқуқлириға чеқилишни мәқсәт қилған яки шундақ үнүм кәлтүридиған һәр қандақ шәкилдики мәҗбурий нопус көчүрүш қилмишлири,
4‏-Һәр қандақ шәкилдики ассимилятсийә вә бир пүтүнләштүрүш,
5‏-Ирқий вә миллий айримичилиқни чиқиш қилған вә йәрлик хәлқни нишан қилған һәр қандақ шәкилдики тәшвиқатлар....”

Әпсус, хитайниң аз санлиқ милләтләргә қаритип бәлгилигән шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилати йәрлик милләтләргә һәдийә қилған бу һәқ-һоқуқлири уйғурларниң һаятиға тәдбиқланмиди. Әмәлийәттә хитай һөкүмити дәл бу қанунларниң әксичә сиясәт йүргүзмәктә.

Уйғурлар мәркизий асиядики қәдимий түркий милләт. Уйғурларниң инсаний хусусийәтлири, қан алаһидилики, тил, мәдәнийәт-сәнәт, етиқади, барлиқ етнографийилик адити, турмуш адити қатарлиқ барлиқ алаһидиликиниң һәммиси уйғурларниң өзлири үстидин һакимийәт йүргүзүватқан хитай миллитидин тарихтин тартип пүтүнләй пәрқлиқ йирақ бир милләт икәнликини испатлап бериду, уйғурларниң мана мушундақ пәрқлиқ болушиниң өзиму хитай һөкүмитиниң башқа милләтләргә қариғанда техиму юқири бесим билән ассимилятсийә сиясити йүргүзүшигә сәвәб болуватса керәк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.