Дунядики әң явуз 12 мустәбитниң бири ху җинтав

Канадада чиқидиған бир журналда, 2011-йилидики дунядики әң явуз диктаторлар таллап чиқилған болуп, униңда хитай диктатори ху җинтавни 5-орунға тизған.
Ихтиярий мухбиримиз камил турсун
2011.12.27
xu-jintaw-partiye-90-yilliqida-305.jpg Ху җинтав коммунист партийиниң 90 йиллиқини хатириләш йиғинида соз қилди. 2011-Йили 1-июл. Бейҗиң.
AFP

Бу һәқтики тонуштурушта йәнә, ху җинтавниң хитай хәлқиниң әркинликлирини боғуватқан болсиму, лекин униң йәнила ғәрб дөләтлириниң пайтәхтлиридә меһман сүпитидә қарши елиниватқанлиқи тәнқид қилинған. Канадада чиқидиған “дипломатийә вә хәлқаралиқ канада” исимлик журналниң алдинқи санида “дунядики әң явуз 12 мустәбит” таллап чиқилди. Икки һәптә илгири өлгән, шималий корийә диктатори ким җуңел, хитай диктатори ху җинтав, өзбекистан мустәбити ислам керимоф вә қазақистан президенти нурсултан назарбайеф қатарлиқ диктаторлар бу явуз мустәбитләр тизимликидин йәр алди.

Бу тизимликтә шималий корийә хәлқини сталин дәвридики совет иттипақи, мав зедуң дәвридики хитай җәмийитигә охшаш қорқунчлуқ қизил террорлуқ муһитида яшашқа мәҗбур қилған ким җуңелға тизимликниң баш бурни берилгән болса, бир милярдтин ошуқ кишини бир партийилик коммунистик мустәбитлик түзүм вә зораванлиқ йоллири билән тизгинләватқан, хитай диктатори ху җинтавға 5-орун берилгән. Тизимликтә үчинчи вә төтинчи орун сүрийә диктатори бәшир әсад билән сәуди әрәбистани падишаһи абдуллаға берилгән болса, 6- вә 7-орунлар русийә баш министири владимир путин билән бәлерусийә президенти александир лукашенкоға несип болған. Русийидин мустәқил болуш арзусидики чечәнләр билән өктичи күчләрни суйиқәст васитилири билән көздин йоқитишта алаһидә тонулған, чечәнистан аптоном җумһурийитиниң қорчақ президенти рамзан кадирофқа 11-орун берилгән. Бу тизимликтин йәнә өзбекистан мустәбити ислам керимоф билән қазақистан президенти нурсултан назарбайефму өз несивисини алған.

Мәзкур журналдики немә үчүн “дунядики әң явуз 12 мустәбит” тизимликигә бу диктаторларниң талланғанлиқи чүшәндүрүлгән мақалидә “вақитсиз кәлгән әрәб баһари мустәбитләр үчүн гөркар болмақта. Өз хәлқигә муштумзорлуқ қилип, узун йилларғичә курсини бошатмиған тунис диктатори бин алий, мисир диктатори мубарәк вә ливийә диктатори казафийлар көздин йоқалди. Башқа диктаторлар болса җан талашмақта. Җаһаләтлик атмосфера, диний кәң қосақлиқниң кәмлики вә иқтисадий турғунлуқ оттура шәрқтә мустәбитлик үчүн интайин мунбәт земин һазирлиғанди. ‛әрәб баһари‚ шамаллири бу тупрақни юмшатмақта. Шуңа һечким әрәб баһаридин ибарәт бу һәрикәтниң тарихи әһмийитини вә бу тизимликкә киргән бүгүнки дунядики әң явуз диктаторларниң исимликини рәт қилалмайду. Биз явуз диктаторларниң тизимликини турғузуш арқилиқ, уларниң узун заманлардин бери һакимийәтни тутуп туруш йолида,инсанларниң әркинликлирини дәпсәндә қилип кәлгәнликини, сансизлиған җинайәтләрни садир қилғанлиқини инсанларниң сәмигә селишни мәқсәт қилдуқ” дейилгән.

Хитай диктатори ху җинтавни немә үчүн бу тизимликтә бәшинчи орунға тизғанлиқи тоғрисидики изаһатта “ху җинтав 2012-йили рәһбәрлик һоқуқини өткүзүп бериду. Бу, кәлгүсидә бу тизимликкә кириш салаһийитидин айрилиду,дегәнликтур. У, 90-йиллардин башлап зораван-явуз һакимийәтниң асаслиқ адими болуп кәлди. Хитайда берилгән өлүм җазаси башқа дөләтләрдә берилгән өлүм җазасиниң омуми санидинму ешип кәтти. Алдинқи йилила берилгән өлүм җазаси бирнәччә миңға йетиду. 61 Йилдин бери хәлққә зораванлиқ қилип кәлгән бу һакимийәт,нөвәттә йәнила пуқраларни адәттики инсаний әркинликләрдин мәһрум қалдурмақта вә өктичиләрни көпләп түрмиләргә ташлимақта” дейилгән.

Тонуштурушта йәнә, оттура шәрқтә партлиған намайиш түсидики мустәбит һакимийәткә қарши наразилиқ һәрикәтлириниң пүтүн дунядики мустәбит һакимийәтләр билән диктаторларни сарасимигә селиватқанлиқи, уларниң бу отниң өзлиригә тутушуши-ямришидин әндишә қилишниң орниға, ағдурулған бу диктаторларниң трагедийисидин савақ елиши керәклики алаһидә әскәртилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.