Әнглийә ташқи ишлар министири William Hague дилмурат пәрһат билән көрүшти

Әнглийә ташқи ишлар министири виллям һейг (William Hague) бүгүн, сабиқ диярим тор бетиниң саһиби дилмурат пәрһатни қобул қилип, униңдин иниси дилшат пәрһат қатарлиқ уйғур тор башқурғучилириниң нөвәттики әһвали һәққидә йүз туранә мәлумат игилигән вә өзлириниң хитай тәрәптин еришкән мәлуматлиридин дилмурат пәрһатни хәвәрләндүргән.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.10.12
Engliye-tashqi-ishlar-ministiri-Wen-jyabaw-sohbet-305 Сүрәттә, 2010 - йили 14 - ийул, әнглийә ташқи ишлар министири William Hague җуңнәнхәйдә вен җйабав билән сөһбәттә.
AFP Photo

Мәзкур министирлиқниң дилмурат пәрһат билән биринчи қетим көрүшүши, сабиқ әнглийә ташқи ишлар министири давид милибандниң хитай зияритидин 4 күн бурун елип берилған. Бу қетимқиси, йеңи министирниң хитай зияритидин 2 ай бурун елип берилди.

Министир виллям дилмурат пәрһат билән болған бүгүнки сөһбитидә, диярим тор бетиниң қурулуш җәряни, буниң билән бирликтә сәлкин вә шәбнәм қатарлиқ тор бәтләрниң 5 ‏- июл вәқәсидики роли вә башқа зиянкәшликкә учриған уйғур қәләмкәш вә тор башқурғучиларниң әһвали һәққидә мәлумат игилигән.

Сөһбәттин мәлум болушичә, хитай тәрәп йеқинда әнглийигә, тутқун қилинған уйғур тор башқурғучиларниң әһвали һәққидә мәлумат бәргән. Хитай тәрәп бәргән мәлуматида, дилшат пәрһат қатарлиқ 12 нәпәр тор башқурғучини мәлум бир тәрбийиләш мәркизидә тәрбийәләватқанлиқини, уларға җинайәтчиләр қатарида муамилә қилинмайватқанлиқини билдүргән.

Сөһбәттә дилмурат бу мәлуматларниң ялғанлиқини, әгәр җинайәтчи дәп қаралмиған болса, инисиниң 5 йиллиқ муддәттә кесилмәйдиғанлиқини билдүргән.

Министирлиқ хадимлири, хитай тәрәпниң бәргән мәлуматлириға гуман билән қараватқанлиқини, 11 ‏- айда хитай билән өткүзидиған кишилик һоқуқ сөһбитидә бу мәсилини қайта оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән.

Дилмурат пәрһат министирлиқтин, хитай билән сөзләшкәндә, дилшат пәрһат қатарлиқ уйғур мәһкумларниң исмини ениқ тилға елип туруп хитай тәрәпкә бесим ишлитишини вә уларниң балдуррақ әркинликкә еришиши үчүн тиришишини тәләп қилған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.