Әнгилийилик җозип әпәндиниң шаңхәйдә 'уйғур' дәп кәмситилиши һәққидә

Хитайчини җаңсуда үгинивалған әнгилийилик журналист, баш тәһрир җозип макиртич 5‏ - ийол үрүмчи вәқәсидин кейин шаңхәйдә, чирайи уйғурға охшиғанлиқи үчүн кәмситишкә учриған. Униң 'мән уйғур болған күнләрдә' дегән мақалиси әнгилийә 'т в хәвәрлири' ниң 'йеңи дөләт сиясәтчилири' сәһиписидә елан қилинғандин кейин, бу мақалә ғәрбтә чоңқур тәсир қозғиди.
Мухбиримиз вәли
2009.09.10
Uyghur-bolghan-kunlirim-305.jpg Сүрәт, 5 - ийул үрүмчи қанлиқ вәқәсидин кейин, үрүмчи кочилириниң биридә, көйдүрүветилгән бир машининиң йенидин өтүп кетиватқан бир кичик уйғур балисиниң көрүнүши.
www.thefirstpost.co.uk Дин елинди.

Хитайчини җаңсуда өзи өгинивалған әнгилийилик журналист, киласск язғучи җозип макиртич әпәнди қоңур чачлиқ һәм адәттә бурут қоюп йүридиған болғачқила, у 5‏ - ийол үрүмчи вәқәсидин кейин шаңхәйдә уйғур дәп кәмситилгән.

Әнгилийилик журналист җозип әпәнди 'Мән уйғур болған күнләрдә' Дегән мақалисидә мундақ дәп баян қилиду: хитай җәмийитини яхши чүшинидиған кишиләрниң һечқайси, буниңдин йигирмә йил бурун тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән вәқәдинму еғир вәқә йеқинда үрүмчидә йүз бәргәнликигә һәйран қалмиди. Әмма улар үрүмчи вәқәсиниң бу қәдәр вәһши болғанлиқиғила һәйран қалмақта.

Җозип әпәндиниң баян қилишичә, у лондондики вақтидила, хели йиллардин буян әнгилийидә яшаватқан диң вен исимлик бир хитай аял униңға, бурун бейҗиңдә гезит тәһрири болуп ишләватқан дадиси үрүмчигә мәҗбурий әвәтлгәнликини, у дадисини көргили барғанда, үрүмчидә қорқуп кучиға чиқалмиғанлиқини, уйғурларниң наһайити явуз икәнликини һекайә қилип бәргән икән.

Җозип әпәнди адәттики вақитлардиму, хитайларниң 'шинҗаң' дегән буҗайни хитайчә қиммәт қарши болмиған явайиларниң райони, хәтәрлик җай дәп йүргәнликини; гәрчә тарихий китабларда бу җай мәдәнийәт дунясиниң әң ахирқи қисми дәп аталған болсиму, һазир хитайлар мол байлиқ сақлинип ятқан бу бипаян қуруқлуқни буниңдин 115 йил бурун хитай дөлитиниң бирқисми болған, хитайниң сәддичин сепили әслидә бу җайда болсиму, әмма кейин қум бесип ғайип болған, дәп йүргәнликини аңлиған икән.

'Мән шаңхәйдә уйғур болған күнләрдә хитайларниң бәд - бәшрә ерқчи икәнликини чүшәнгәндим'

Җозип әпәнди хитайға кәлгәндин кейин, нәгила барса хитайларниң, уйғурларни зәһәрлик чикимлик сатиду, йенида қорал сақлайду, адәм өлтүриду, дегәнликини аңлиған.

"Мән шаңхәйдә, бир ресторанниң алдида навайчилиқ қилидиған икки уйғур билән тонушқандин кейин, андин хитайларниң бәд - бәшрә ерқчи икәнликини чүшәнгәндим" дәп язиду җозип әпәнди 'мән уйғур болған күнләрдә' дегән мақалисдә.

"Уйғурларға мал сатмаймиз" дәп қоғлапту

Униң баян қилишичә, хитайчини сөзлийәләйдиған уйғур навайниң бири, худди өзигә охшаш қениқ қоңур чачлиқ, бурути бар киши икән. Җозип әпәндиму, уйғурларға охшаш доппа кейивелип, бәзидә навай достиға нан сетишип берип йүргән икән.

Бир күни у кочида кетиватса, бир хитай велиспитини тохтитип, наһайити көрәңлигән һалда "уйғур, мусулман, дегән мушу " дәп уни башқиларға көрситип мазақ қипту. У очуқ базарға берип зиннәт буюми алмақчи болғанда, дукандар хитай "уйғурларға мал сатмаймиз" дәп уни қоғлапту. Гәрчә у өзини мән әнгилийилик десиму ишәнмәпту.

"Хитай гезитлири уйғурларни 'бөлгүнчи, қатил' дейишкә башлиғандин кейин, шаңхәйдә хитайлар, бирдинла уйғурларға ерқчилиқ қилидиған боливалди"

‏ --- Хитай гезитлири уйғурларни 'бөлгүнчи, қатил' дейишкә башлиғандин кейин, хитай тәшвиқат министирлиқиниң гепигә кирип японларни кәмситишкә урунуватқан хитайлар, бирдинла уйғурларға ерқчилиқ қилидиған болувалди, һәтта шаңхәйдә пурап қалған белиқларни сатидиған хотунларму уйғурларни кәмситиишкә башлиди, ‏ --- дәп баян қилиду җозип әпәнди мақалисидә,‏ - әмма султанға лайиқ йемәк вә мивиләрни сатидиған уйғурлар бу шәһәрдә, худди14‏ - әсрдә, италийиниң флоренси шәһиридә бәңгиләргә биһуш дуриси сатидиғанларни чәклимәй, пәқәт йәһудиларниң һәр қандақ иш қилишини чәклигәндәк әһвалға чүшүп қалди.

"Уйғурларниң бундақ кәмситишкә учришиға пәқәт чирайи хитайларға охшимиған милләт болғанлиқи сәвәб болди"

Җозип әпәндиниң баян қилишичә, уйғурларниң хитайда бундақ кәмситишкә учришиға, пәқәт чирайи хитайларға охшимиған милләт болғанлиқи сәвәб болди.

Уйғурлар хитайларға охшимай, бәлки оттура асиялиқларға, түркийиликләргә охшайтти. Уларниң чирайидин тартип кейинишигичә, һечнемиси шаңхәйлик яки бейҗиңлиқларға охшимайтти. Уйғурланиң тили хитайларға техиму охшимайтти. Шуңлашқа 'мәдәнийәт инқилаби'дегән һәрикәттә уйғурланиң хитайға охшимайдиған шәкиллири интайин қаттиқ зәрбигә учриған, мәсчитлири чеқилип, диний етиқади чәкләнгән иди.

"Мав 1949‏ - йили уйғурларға толуқ аптономийә бериш һәққидә бәргән вәдисидә турмиди"

Җозип әпәндиниң баян қилишичә, мав 1949‏ - йили уйғурларға толуқ аптономийә бериш һәққидә бәргән вәдисидә турмай, бәлки изчил һалда интайин қәбиһ иқтисадий сиясәт йүргүзгәнликтин.

1960‏ - Йилларда атмиш миңдин артуқ уйғур юртини ташлап совет иттпақиға қачти. Шуниңдин кейинму уйғурлар бу районда изчил һалда һечбир кәңчиликкә еришмигәнликтин, ахирқи һесабта, бу қетимқи үрүмчи вәқәси партлиди.

"Күчүрүп келингән хитайлар бу районни пүтүнләй өзиниң қиливалмақичи болуватиду"

Җозип әпәндиниң баян қилишичә, һазирқи 21‏ - әсрдә, гәрчә хитай һөкөмити өзи уйғурларға диний етиқад әркинлики беридиғанлиқини җакарлиған болсиму, әмма уйғурлар йәнила бу районда бәхткә еришәлмиди. Бәлки күчүрүп келингән хитайлар һазир бу районни пүтүнләй өзиниң қиливалмақчи болуватиду.

Һазир уйғурларда пәйда болған бу ғәзәп - нәпрәтни пүтүнләй коммунистлар кәлтүрүп чиқарғанлиқи ениқ. Әгәр буниңға йәнә сүкүт қилинса, қан төкүлүштин өзгә ақивәт чиқмайду.

Тәһрир елависидә ейтилишичә, аптор бу мақалисини 6 - июл тунҗи елан қилғанда, үрүмчи вәқәси тихичә тинҗиғини йоқ. 1400 Дин артуқ уйғур қолға елинип болди. Техичә қан төкүлүватиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.