Әнгилийидики уйғурлар җумһурийәт күнини вә қурбан һейтни бирликтә тәбриклиди

11 - Айниң 14 - күни әнгилийидики уйғурлар лондондики әндовер паалийәт мәркизигә җәм болуп шәрқий түркистан җумһурийәт күни вә қурбан һейтни бирликтә тәбриклигән.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.11.17
londonda-jumhuriyet-hatirlendi-305 Сүрәт, 11 - айниң 14 - күни әнглийидики уйғурлар лондондики әндовер паалийәт мәркизигә җәм болуп шәрқий түркистан җумһурийәт күни вә қурбан һейтни бирликтә тәбриклигән көрүнүшләрдин бири.
RFA Photo / Erkin Tarim

11 - Айниң 12 - күни уйғурлар үчүн тарихи әһмийәткә игә бир күн. Бу күн сабит дамоллам башчилиқидики рәһбәрләр 1933 - йили қәшқәрдә, мәрһум елихан төрәм башчилиқидики рәһбәрләр 1944 - йили ғулҗида шәрқий түркистан җумһурийитини қуруп чиққан бир күн.

Бу күн һәр йили дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар тәрипидин хатириләнмәктә. Йиғинларда уйғур яш өсмүрлиригә икки җумһурийәтниң әһмийити аңлитилмақта.
londonda-jumhuriyet-hatirlendi-1-305
Сүрәт, 11 - айниң 14 - күни әнглийидики уйғурларниң шәрқий түркистан җумһурийәт күни вә қурбан һейтни бирликтә тәбриклигән көрүнүшләр.
RFA Photo / Erkin Tarim

11 - Айниң 14 - күни әнгилийә уйғур җәмийитиниң уюштуруши билән әнгилийиниң пайтәхти лондонда шәрқий түркистан ислам җумһурийити билән шәрқий түркистан җумһурийитини хатириләш шундақла қурбан һейтни тәбрикләш паалийити бирликтә өткүзүлгән.

Бу йиғинға лондонниң мәркизи вә әтрапида олтурақлашқан уйғурлардин болуп йүзгә йеқин киши қатнашқан. Йиғинда икки җумһурийәтниң тарихи вә уйғур миллий кимлики һәққидә әзиз әйса әпәнди доклат бәргәндин башқа лондон уйғур ансанбили оюн қойған.

Биз бу паалийәт һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн әнгилийә уйғур җәмийити башлиқи низамидин сәмәт вә йиғинда доклат бәргән әзиз әйса әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.