Әнқәрәдә әйса йүсүп алиптекин намида бағчә қурулди
2012.10.22

21- Өктәбир күни чүштин кейин бу бағчиниң ечилиш мурасими өткүзүлди. Мурасимға кәчи өрән районлуқ һөкүмәтниң башлиқи мустафа ақ әпәнди башчилиқидики рәһбәрләр вә аммидин болуп бәш йүз әтрапида киши қатнашти. Мурасимда алди билән, сәнәт номурлири көрситилди. Арқидин районлуқ һөкүмәт башлиқи мустафа ақ әпәнди бу бағчиниң қурулуш җәряни вә районлуқ һөкүмәтниң қилған хизмәтлири, бундин кейинки хизмәт пилани һәққидә мәлумат бәрди. Кейин, лента кесиш мурасими билән бағчә аммиға ечиветилди. Бағчиниң ишикигә әйса йүсүп алптекинниң исми чоң хәт билән йезилған болуп, бағчиниң ичидә сүний көл, балилар бөлүми, дәм елишқа чиққанлар бөлүми, ашхана вә қәһвәханилар бар икән.
Кәчи өрән районлуқ һөкүмәт әнқәрәдә “кичик түрк дуняси ” дәп тонулған болуп, бу райондики коча, бағчә вә мәһәллиләргә түрк дунясиниң тонулған әдиб, шаир, мутәпәккур вә сиясәтчилириниң намлири қоюлған. Мәсилән, бу районда тонулған әзәрбәйҗан шаири бәхтияр ваһапзадә, қазақ язғучиси абай, қирғизларниң дуняға тонулған язғучиси чиңгиз айтматоф вә уйғур шаири наваий қатарлиқларниң намлири аммиви муәссәсиләргә исим қилип берилгән.
Биз әйса йүсүп алиптекин бағчисиниң ечилиш мурасими җәрянида районлуқ һөкүмәт башлиқи мустафа ақ әпәнди вә мурасимға қатнашқан аммиға микрофонимизни узаттуқ.