Әнқәрәдики шәрқий түркистан тәшкилати түрк сиясәтчиләргә иптарлиқ зияпәт бәрди

Әнқәрәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити өткүзгән иптарлиқ зияпәткә парламент әзаси, түркийидики муһим шәхсләр вә уйғурлар болуп 100 әтрапида киши қатнашти.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.08.16
ankara-teshkilatta-iptar2-305.jpg Әнқәрәдики шәрқий түркистан тәшкилати уюштурған иптарлиқ зияпәттин көрүнүш. 2012-Йили 15-авғуст, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

11 Айниң султани дәп аталған рамизан ейини пурсәт дәп билгән түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири, һәр күни дегүдәк тәшкилат мәркизидә иптарлиқ зияпәт өткүзүп, уйғурларниң бир йәргә җәм болуп вәтинигә болған һәсритини азайтишқа тиришса, йәнә бир тәрәптин түрк сиясәтчиләрни иптарлиқ зияпәткә чақирип хитайниң уйғурларға елип бериватқан диний бесимини аңлатмақта. Бу җүмлидин 15-авғуст күни ахшам әнқәрәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити шөбә башлиқи хәйруллаһ әфәндигил башчилиқидики җәмийәт әзалири иптарлиқ зияпәт өткүзди. Зияпәткә әнқәрәдики уйғурлардин сирт парламент әзаси доктор ришат доғру әпәнди, шәнол бал ханим, 450 миң әзаси бар болған түркийә кадирлар уюшмиси рәиси исмаил қонҗуқ әпәнди, баш секретари фаһрәттин йоқуш әпәнди вә һәр қайси университетлардин кәлгән оқутқучилардин болуп 100 әтрапида киши қатнашти. Иптар җәрянида парламент әзаси, сабиқ дөләт министири доктор ришат доғру әпәнди, хәйруллаһ әпәндидин шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити тоғрисида соал сориди. Иптарлиқ зияпәттә меһманларға уйғурларниң ләзиз үгрә, петир манта, полу вә зих каваплири тартилди.

Әнқәрәдики шәрқий түркистан тәшкилати уюштурған иптарлиқ зияпәттин көрүнүш. 2012-Йили 15-авғуст, түркийә.
Әнқәрәдики шәрқий түркистан тәшкилати уюштурған иптарлиқ зияпәттин көрүнүш. 2012-Йили 15-авғуст, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Иптар зияпитидин кейин шәрқий түркистанниң әркинлики йолида җенидин айрилған шеһитләргә дуа қилинди. Иптарлиқ зияпәт ахирлашқандин кейин микрофонимизни меһманларға узаттуқ.

Парламент әзаси сабиқ дөләт министири ришат доғру әпәнди рамизан ейи мунасивити билән уйғурларға немә демәкчисиз дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди:
-Бүгүн бизни иптар зияпитигә тәклип қилған шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитигә милләтчи һәрикәт партийиси намидин рәһмәт ейтимән. Дуняниң нурғун җайлирида түркий хәлқләргә қарши зулум елип бериливатиду, булардин бири шәрқий түркистанда уйғур қериндашлиримизға елип бериливатқан зулум. Биз игилигән мәлуматларға қариғанда, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесими кейинки йилларда қатму-қат күчәйгән. Болупму рамизан ейи җәрянида хитай һөкүмити әқилгә сиғмайдиған дәриҗидә зулум қиливетипту. Мән буни қаттиқ әйибләймән. Хитай хәлқара қанунларға риайә қилмастин мусулманларға халиғанчә бесим ишлитиватиду. Хитайниң бу қилмишлирини һәрқайси дөләтләрниң сиясий партийилири, аммиви тәшкилатлири дуняға паш қилиши керәк. Чүнки, хитай әқәллий инсан һәқ вә һоқуқлириғиму һөрмәт қилмайватиду.

Парламент әзаси шәнол бал ханим муқәддәс рамизан ейида уйғурларниң әркинлики үчүн дуа қилиш билән бирликтә уйғурларға сәвр-тақәт тиләйдиғанлиқини баян қилип мундақ деди:
-Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримға сәвр-тақәт тиләймән. Хитайниң мусулманларниң әң муһим шәртлиридин бири болған розини чәкләватқанлиқини аңлидуқ. Бүгүнки күндә инсанларға бу хил бесимларни ишлитишниң хата икәнликини сөзләшниң һаҗити йоқ. Уйғур қериндашлиримиз узун йиллардин бери зулум көрүватиду, зулумға қарши күрәш қиливатиду. Мән уйғур қериндашлиримға сәвр-тақәт тиләш билән бирликтә, күрәшлириниң мувәппәқийәтлик болушини тиләймән. Уйғурларниң тартиватқан зулумини түрк җамаәтчикигә вә дуняға аңлитиш бизниң вәзипимиз. 3-Күндин кейин рози һейт йетип келиду. Әң ахирида уйғур қериндашлиримниң рози һейтини тәбрикләймән.

Бурундин тартип шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлирини қоллап-қуввәтләп кәлгән 450 миң әтрапида әзаси бар, түркийә кадирлар уюшмиси башлиқи исмаил қонҗуқ әпәндиму иптарлиқ зияпәткә уюшминиң кадирлири билән биргә келип қатнашти. У рамизан мунасивити билән радиомизға мунуларни деди:
-Шәрқий түркистандики һадисиләргә әң башта түркийә көңүл бөлүши керәк. Түркийә хәлқара тәңпуңлуқ сияситигә шәрқий түркистанни пида қиливәтмәслики керәк. Шәрқий түркистанниң нопусиниң көпиниң уйғур түрклири икәнликини билимиз. Шәрқий түркистанда узун йиллардин бери ирқий қирғинчилиқ елип берип уйғурларни тамамән йоқ қилиш сиясити елип бериватқанлиқини пүтүн дуня билиду. Шәрқий түркистан хитайниң ишғали астида, хитай бесивалған земиндики хәлққә зулум қиливатиду, буниңға дуня дөләтлири, б д т бир нәрсә демәйватиду. Бу, дуня үчүн уят бир иш.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.