Әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида 5-июлни хатириләш намайиши өткүзүлди

Паалийәт түркийә вақти әтигән саәт 11 йеримида түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһириниң мәркизигә җайлашқан қуғули бағчисида башланди. Алди билән бағчиға топланған намайишчилар қоллирида түркийиниң байриқи билән шәрқий түркистанниң байриқини көтүргән һалда хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң алдиға қарап маңди.
Намайишчилар қуғули бағчисидин хитай әлчиханисиғичә икки километир йүрүп, йол бойи “түркләр ухлима, қериндашлириңға игә чиқ”, “шинҗаң әмәс шәрқий түркистан” дегәндәк шоарларни товлашти. Намайишчилар әнқәрәниң әң ават кочилиридин бири болған аргентина кочиси билән пәләстин кочилиридин шоар товлап өтүватқанда икки йол әтрапидики ширкәт, идарә-җәмийәт хадимлири ишиклириниң алдиға чиқип уйғурларни қоллап қуввәтләйдиғанлиқлирини ипадиләшти.
20 Минут йол йүргәндин кейин хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң алдиға йетип кәлгән намайишчилар арқа-арқидин шоар товлап хитай һөкүмитини әйибләп түрк һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирди. Бу йәрдә дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк билән бу паалийәтни уюштурған шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбиси башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәнди мухбирларға баянат бәргәндин кейин хитай әлчиханисиниң дәрвазисиға қара гүлчәмбирәк қоюп айрилди.
Бүгүнки бу намайишқа әнқәрә вә қәйсәрилик уйғурлардин башқа түркийиниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған түркийә кадирлар уюшмиси башлиқи исмаил қонҗуқ әпәнди түркийә қанун институти мудири профессор доктор алий әпәнди, әзәрбәйҗанлиқлар җәмийити мәсули заур байрамли әпәнди қатарлиқ кишиләрму қатнашти. Хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән бу намайишқа түрк вә чәтәллик мухбирларниң қизиқишиму юқири болди.