Әнқәрәдики уйғурлар татарларниң паалийигә қатнашти

Түркийидә пүтүн түркий милләтләрдин инсанлар яшайду, буларниң ичидә әң көп болғанлардин бири қирим татарлиридур. Чүнки бүгүн укранийигә қарашлиқ, қара деңиз бойиға җайлашқан қирим райони узун йил османли империйиси тармиқида қалған.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.04.24
Anqerede-tatar-paaliyiti-305 Мәркизи әнқәрәдә турушлуқ қирим татарлири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә гази университетиниң залида өткүзгән қирим мәдәнийәт кечисидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Кейин биринчи вә иккинчи дуня уруши мәзгилидә көп санда қирим татарлири түркийигә келип җайлашқан. Қирим татарлири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сабиқ министир ахмәт иһсан қиримли әпәндиниң дейишичә түркийидә 2 милйон әтрапида татар бар икән.

Бу татарлар өзара һәмкарлиқни күчәйтиш өз мәдәнийитини қоғдап қелиш үчүн давамлиқ һалда бир йәргә җәм болуп, һәр хил паалийәтләрни өткүзмәктә. Өткән һәптә ахирида мәркизи әнқәрәдә турушлуқ қирим татарлири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә гази университетиниң залида қирим мәдәнийәт кечиси өткүзди.

Бу сәнәт кечисигә түркийиниң һәрқайси җайлиридин кәлгән татарлар, һәрқайси түркий милләтләрниң тәшкилатлириниң мәсуллири, парламент әзалири вә бәзи сиясий партийиләрниң вәкиллиридин болуп 1000 әтрапида киши қатнашти.

Уйғурларға вакалитән әнқәрәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи башчилиқидики бир қанчә уйғур алаһидә тәклип бойичә қатнашти.

Қирим татарлири җәмийити башлиқи сабиқ министир ахмәт иһсан қиримли әпәнди ечилиш нутуқида 1944 - йили 5 - айниң 18 - күни ақшам сталинниң буйруқи билән 200 миң әтрапида татарниң оттура асия вә сибирийигә сүргүн қилинғанлиқини, буларниң көпиниң йолда һаятидин айрилғанлиқини, сақ қалғанлириниң болса 1991 - йили совет иттипақи йимирилгәндин кейин өз юртиға қайтқанлиқини ейтти. У сөзидә дуняниң һечқандақ җайида зулумниң мәңгу болмайдиғанлиқини, езиливатқан милләтләрниң ахири бир күн әркинликкә еришидиғанлиқини ейтти.

Бу сәнәт кечиликидә йәнә татаристандин вә истанбулдин тәклип қилинған сәнәтчиләр татарчә нахша оқуп уссуллар ойниди. Йиғинда сөз қилғанлар, уйғур мәсилисиниму тилға алди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.