Әркин абдулла бейҗиңда чоң һәҗимлик балилар нахша ‏ - усул кечилики өткүзди

Көзгә көрүнүватқан геттар маһири, нахшичи, яш композитор әркин абдулла, уйғурларғила тонушлуқ болған сәнәткар болупла қалмастин, у йәнә бара ‏ - бара хитай ичи һәм сиртидики сәһниләрдиму өз талантини, уйғур нахша ‏ - музикилириниң сеһри күчини намаян қилиш билән тонулуватқан чолпанлардин болуп қалди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.09.18
Uyghur-Dance-305.jpg Уйғур усули.
AFP Photo

 Бүгүн бейҗиң бавли сарийида бу яш сәтәткарниң орунлаштуруши билән чоң һәҗимлик балилар нахша ‏ - усул кечилики өткүзүлгән болуп, мәзкүр кечиликниң барлиқ кирими уйғур елиниң җәнубидики апәт районлириға ианә қилинидикән.

18 - Сентәбир пәйшәнбә күни бейҗиң бавли сарийида, уйғур геттар шаһзадиси әркин абдулла билән тәң қәшқәр балилириниң сәһнә игилишидики " рәңдар қәшқәр - памир игизлики балилар ривайити " намлиқ чоң һәҗимлик балилар нахша ‏ - усул кечиликиниң биринчи қетимлиқ оюни тамашибинлар билән йүз көрүшти. Бу кечилик 21 - сентәбиргичә төт күн давамлишидиған болуп,яш нахшичи әркин абдулла башчилиқидики, нурғун даңлиқ музикантлар һәмдә қәшқәрдин кәлгән 41 нәпәр өсмүр балиларниң қатнашчилиқидики алаһидә әһмийәтлик бир сәнәт кечилик һесаблиниду. Чүнки мәзкүр кечиликниң барлиқ кирими пүтүнләй җәнубий уйғур елидики апәт районлириға ианә қилинидикән.

Әркин абдулланиң қәшқәр балилири билән биргә оюштурған бу сәнәт кечиликигә қәшқәр дияри памир игизликидики 12 наһийидин уйғур, таҗик, қирғиз вә өзбәк милләтлиридин болған балилардин тәшкилләнгән өсмүрләр өмикидә, 5 яштин 14 яшқичә болған бир - биридин чирайлиқ һәм зерәк кичик артистларниң, чүчүк тили, муңлуқ авази билән бир қанчә хил тилларда ейтқан нахшилири, рәңдар, омақ, тәбиий усуллири тамашибинларни һәйран қалдурған һәм тәсирләндүргән.

Мәзкүр кечиликтики сәнәт номурлири асасән балилар нахшилирини, әркинниң қәдимқи балилар чөчәклири асасида ишлигән иҗадий нахшилири, әлнәғмиләр, йеңи музикиға селинған хәлқ нахшилирини асас қилған болуп, әркин абдулла нәқ мәйданда нахша һәм музика орунлиғандин башқа, балилар билән бирликтә хор, нахша ‏ - усул номурлириниму көрсәткән. Ғәрбий диярниң бу рәңдар юлтузлири нөвәттә хитайниң муһим телевизийә қаналлирида, хоңкоң сумруғ қаналлирида көрситилмәктә.

Хоңкоң сумруғ телевизийисиниң даңлиқ обзорчиси юән сишән әпәнди мәзкүр кечилик нәқ мәйданида туруп сумруғ телевизийә мухбириға, өзиниң бу гүзәл һәм сәбий балилардин интайин тәсирләнгәнликини билдүрүп, бу кечиликтин бир милләт балилириға болған мәдәнийәт ‏ - сәнәт тәрбийисиниң қанчилик муһимлиқини һәқиқий чүшәндим" дегән.

Мәзкүр кечиликниң уюштурғучи режисорлиридин болған шяв ши " бизниң бу бала артистларни тепип бир йәргә йиғмиғимиз интайин тәс болди, худди бу милләтниң сәнитиниң тамчиму ‏ - тамчә йиғилип бир мәдәнийәтни һасил қилғиниға охшашла, биз бу мәдәнийәт учқунлирини өчүрүп қоймаслиқимиз керәк уни давамлаштуруш үчүн бешидин йәни балилардин башлишимиз керәк " дәп билдүргән.

"Рәңдар қәшқәр - памир игизликидики балилар ривайити "сәнәт кечиликиниң ахбарат елан қилиш йиғинида, мәзкүр кечиликкә назарәт қилғучи уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми башлиқи ши шиңтйән мәзкүр кечиликтиму, хитай даирилириниң сиясий тәшвиқат үчүн пайдилиниш мәқситини ашкарилиған болуп у " ислаһат ечиветилгән 30 йилдин буян шинҗаң йәниму раваҗланди, җанланди, қәшқәр балилириниң бу оюни шинҗаңға интилидиған йәниму көплигән достларни җәлп қилишини үмид қилимиз " дегән.

Мәзкүр кечиликниң баш пиланлиғучиси шундақла қәшқәр вә памир балилиридин тәшкилләнгән бу балилар сәнәт өмикиниң қурғучиси болған әркин абдулла мухбирларға, бу шакичик чолпанларниң бир нәччә айлиқ җиддий мәшиқ җәрянида көрсәткән тиришчанлиқи һәм сәвирчанлиқиға һәйран қалғанлиқи, улардин толиму сөйүнгәнлики, бүгүнки оюнниң мувәппәқийәтлик чиқишида буларниң төһписиниң һәммидин зорлуқини билдүрүп, өзиниң бу балилардин, өз миллий мәдәнийити, нахша ‏ - музикисидин интайин пәхирлинидиғанлиқини ипадилигән.

Әркин абдулланиң билдүрүшичә, мәзкүр балилар нахша ‏ - усул өмики халис балилар мәдәнийәт гурупписи болуп, уларниң оюштурған кечиликиниң кирими пүтүнләй җәнубий уйғур елидики намрат һәм апәт районларниң балилар маарип вә мәдәнийәт ишлириға тәқдим қилинидикән.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.