Америка дөләт мәҗлиси әзаси крис смис “йәр шари алақә тори әркинлики қанун лайиһәси”ни оттуриға қойди

Америка дөләт мәҗлисиниң хитай комитети башлиқи, җумһурийәтчи смис әпәндиниң америка дөләт мәҗлисигә “йәр шари алақә тори әркинлики һәққидики қанун лайиһәси”ни сунди.
Мухбиримиз вәли
2011.12.09
chris-smith-gofa-305.png Сүрәттә кирс смис әпәнди сөз үстидә
house.gov

Франсийә хәлқара радио истансиси, германийә авази радио истансиси, йәр шари тор гезити қатарлиқ учур вастилири бүгүн, америка дөләт мәҗлиси әзаси, америка дөләт мәҗлисиниң хитай комитети башлиқи, җумһурийәтчи смис әпәндиниң америка дөләт мәҗлисигә “йәр шари алақә тори әркинлики һәққидики қанун лайиһәси”ни сунғанлиқи һәққидә хәвәр елан қилди.

Франсийә хәлқара радио истансисиниң бүгүнки хәвиридә баян қилинишичә, америка дөләт мәҗлиси әзаси, америка дөләт мәҗлиси хитай комитетиниң башлиқи җумһурийәтчи крис смис америка дөләт мәҗлисигә “йәр шари алақә тори әркинлики қанун лайиһәси”ни оттуриға қойди. Бу қанун лайиһәси америка пай базирида тиҗарәт башлиған һәр қандақ интернет тор - алақә ширкитидин, мустәбит һөкүмәтләрниң хәлқниң интернет тор - алақисини чәклишигә, болупму шәхсийләрниң тор - алақә учурлирини из - қоғлап биливелишиға вә уларни қоғлап тутушиға ярдәмләшкән яки ярдәмләшмигәнликини очуқ җакарлашни тәләп қилған. Шундақла йәнә, йәршари интернет тор - алақиси йолға қоюватқан ширкәтләргә, илғар техника вә мәһсулатлирини демократийини чәкләйдиған, хәлқниң пикир әркинликини бастуридиған дөләтләргә икиспорт қилиш вә бундақ дөләтләрниң техника хадимлирини тәрбийиләп бериш җәһәттә қаттиқ чәклимә қоюлған.

Хәвәрдә ейтилишичә, йиллардин буян хәлқарадики кишилик һоқуқ мәсилилиригә көңүл бөлүп келиватқан америка дөләт мәҗлиси әзаси крис смис әпәнди, америка дөләт мәҗлисигә бу қанун лайиһәни оттуриға қойғанда, хитайниң америкида тиҗарәт қиливатқан “бәйду”, “сике” дегән ширкәтлириниң, демократийини бастуруш җәһәттә һөкүмәткә ярдәмлишидиған кәсплирини вә ярдәмлишиватқан хадимлирини америка пай тиҗарити комитетиға мәлум қилиши лазимлиқини көрсәткән.

Германийә авази радио истансисиниң баян қилишичә, америка дөләт мәҗлиси әзаси, пишқәдәм җумһурийәтчи смис әпәнди америка дөләт мәҗлисигә “йәр шари алақә тори әркинлики қанун лайиһәси”ни оттуриға қоюштин бурун, бу йил 4 - айдиму, америка дөләт мәҗлисигә йәр шари алақә тори әркинликини қоғдаш тоғрисида тәклип оттуриға қойған. У әйни вақитта, америка ширкәтлириниң интернет алақә учурлирини сүзгүктин өткүзидиған һәрхил техника вә мәһсулатларни хитайға сетип бәрмәсликни, америка һөкүмитигә интернет алақә әркинлики мәсилилирини бир тәрәп қилидиған мәхсус орган тәсис қилишни тәшәббус қилған иди. У, әмди бу қетим йәнә, америкида тиҗарәт қиливатқан “бәйду” ни өз ичигә алған 17 хитай ширкитиниң һөкүмәткә ярдәмлишидиған кәсиплири вә хадимлирини мәлум қилиши лазимлиқини муәййән оттуриға қойди.

Хәвәрдә ейтилишичә, америка дөләт мәҗлиси түнүгүн ачқан кишилик һоқуқ буйичә испат бериш йиғининиң хатирисидин қариғанда, америка дөләт мәҗлиси хитай комитетиниң башлиқи, пишқәдәм җумһурийәтчи крис смис әпәнди наһайити сәмимий вә тәмкин тәләппуз билән, бәзи америка ширкәтлири интернет алақә торини контрол қилиш еқтидари бар техника мәһсулатлирини хитайға сетип бәргән. Һазир пүтүн йәр шарида интернет алақә тори наһайити тез тәрәққи қиливатиду. Интернет тәрәққи қилғансери, хитай хәлқниң пикир вә сайлам әркинликидин шунчә бәк қорқиватиду. Һазир америка ширкәтлириниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған мустәбитләргә янтаяқ болуш яки болмаслиқини таллайдиған вақит, дәп көрсәткән шундақла йәнә, америка ширкәтлири әмди, хәлқниң килишилик һоқуқини қоғдишиға ярдәмлишидиған, интернетни контрол қилмақчи болғанларни мәғлуб қилидиған техника мәһсулатлири билән тәминлиши керәк дәп көрсәткән.

Бүгүн хитайдики “тйәня” тор гезити америка дөләт мәҗлиси әзаси крис смис әпәндиниң “йәр шари алақә тори әркинлики қанун лайиһәси”ни оттуриға қойғанлиқи һәққидики хәвәрләрни көчүрүп башқандин кейин, бу гезиттә җиддий муназирә болди. Униңдики бир обзорда, америкиниң илғар интернет техникилириниң һәммиси һазир хитайниң қолида, хитай бу қорал билән дуняда аллқачан “иккинчи чоң” болувалди. Һазир һәр қандақ дөләт хитайни ағдуралмайду, десә, йәнә бир обзорда, симис әпәнди оттуриға қойған лайиһә әмди хитайниң әдипини бериду, дегән. Йәнә бир обзорда, мәсилә, хитайниң хәлқни бастуридиған қатиллириға америкиға әркин берип келиш, техника оғрилаш пурсити яритип бериватқан америка көчмәнләр идарисида, дегән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.