Әркин әкрәм: өз тарихини язалмиған милләт бүгүни вә келәчики һәққидиму сөзлийәлмәйду
2013.01.07

Бу тема һәққидә зияритимизни қобул қилған доктор әркин әкрәм әпәнди тарих туйғусини йетилдүрүшниң бүгүнки уйғурлар үчүн толиму зөрүрлүкини тәкитлиди.
У “тарих бир милләт үчүн немишқа шунчә зөрүр?” дегән соалимиз һәққидә тохтилип мунуларни билдүрди:
“әгәрдә бир милләт өзиниң өтмүшини тарих арқилиқ оттуриға чиқиралмиса бу милләт өзиниң бүгүни вә келәчики һәққидиму еғиз ачалмайду. Чүнки һәрқандақ милләт өз тәрәққиятини өтмүшидин тәҗрибә-савақ вә ибрәт елиш арқилиқ мустәһкәм асасқа игә қилиду.”
Әркин әкрәм уйғур тарихиға даир мәнбәләрниң хитайдин башқа русийә, японийә вә явропа әллиридә тарқақ һәмдә чечилаңғу һаләттә туруватқанлиқини, уларниң техичә рәтлинип бир системиға чүшмигәнликини, болупму хитай архиплирида сақлиниватқан уйғурларға даир материялларни толуқ көрүш имканийити болмиғачқа, уйғур елиниң 19-әсирдики тарихи үзүк вә системисиз һаләттә туруватқанлиқини әскәртип өтти.
У, “уйғур тарихини тәтқиқ қилишта немә үчүн хитай тарихшунаслиқи билән хитай тарих идеологийисини чүшиниш интайин муһим дәймиз?” дегән соалимиз һәққидә тохтилип мунуларни билдүрди:
“хитай тарихида қурулған барлиқ сулалиләр өзлирини земинниң мәркизи нуқтиси дәп һесаблайду һәмдә тәңри ата қилған қут күчи әтраптики ушшақ сулалә вә милләтләрни хитай мәркизий һакимийитигә бағлиған дәп қарайду. Бу қарашниң идеологийилик асаси куңзи тәлимати биләнму бирдәкликни һасил қилиду. Шундақ болғачқа тарихтики хитай сулалилири мәйли бесивалған земинлар болсун яки бесивелишқа қурби йәтмигән җайлар болсун, һәммисини хитай мәркизи һакимийитиниң бир парчиси дәп қарайду. Хитай тарихиға қарайдиған болсақ, қайси падишаһ яки һөкүмдар хитай тупрақлирини кеңәйткән болса, у тарихтики намдар падишаһ дәп қаралған. Қайси падишаһ хитай тупрақлирини башқиларға тарттуруп қойған болса, у қабилийәтсиз һөкүмдар дәп тонулған. Хитай тарихчилириниң шәрқий түркистанға тутқан позитсийисиму мана мушу әнәнә асасида оттуриға чиққан. Манҗу императорлуқи 1758-1759-йили шәрқий түркистанни ишғал қилди, амма бу тупрақта өзиниң һөкүмранлиқ системисини тәлтөкүс орниталмиди. 1864-Йилидин 1877-йилиға қәдәр яқупбәг шәрқий түркистанда мустәқил дөләт бәрпа қилғанда, хитайлар йәнила өзиниң тарих әнәнисидики йәр йүзи системиси бойичә уни етирап қилишни халимиған, бәлки қолдин кәткән земинларни йәнила өз территорийисиниң бир парчиси дәп һесаблиған. Шуниң үчүн уйғурлар алди билән хитай тарих идеологийисини чүшиниши керәк.”
Әркин әкрәм әпәнди ахирида уйғурларниң йеқинқи вә һазирқи заман тарихини тәтқиқ қилишта тәйвәндә сақлиниватқан архип материяллириниң интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини қәйт қилип өтти. Униң көрситишичә, 1990-йилларда тәйвән демократийилишиш йолиға қарап маңғандин кейин, нурғун архипларни дуняға ечивәткән. Буниң билән уйғур сиясий тарихиға даир бир қисим муһим материялларму аста-аста ашкара болушқа башлиған. У өзиниң илмий тәтқиқати үчүн тәйвәндә турған мәзгиллиридә уйғурларға даир нурғун архип материяллирини өз көзи билән көргәнликини алаһидә тәкитлиди.