Доктор әркин әкрәмниң җу юңкаң бейҗиңда ачқан уйғурлар һәққидики йиғин тоғрисидики мулаһизиси

Җу юңкаң, ваң личуәнләр бейҗиңда ачқан уйғурлар һәққидики йиғин тоғрисида, түркийидә туруватқан доктор әркин әкрәм мулаһизә елан қилди.
Мухбиримиз вәли
2012.03.30
erkin-ekrem-doklat-305.jpg Др. Әркин әкрәм әпәнди доклат бәрмәктә. 2011-Йили декабир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

3 - Айниң 29 - күнидин буян, хитайниң шинхуа тори, тәңритағ тори, аманлиқ тори қатарлиқ учур вастилири бирликтә “җу юңкаң бейҗиңда шинҗаңдики ноқтилиқ қурулушларни илгири сүрүш йиғини” ачқанлиқини баш сәһипилиригә бесип уйғур аптоном районида һазир чоң дағдуға қиливатиду.

Буниңдин бурун, 3 - айниң 28 - күни америка дөләт мәҗлиси әзаси, җумһурийәтчи дана рабачер ташқи ишлар комитети ачқан йиғинида сөз қилип, хитайда аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқини қоғдиған адвокат гав җичең из - дерәксиз йоқалған иди, у һазир хитайниң шаярдики түрмисидә икәнлики ашкариланди, һазир бизниң бундақ бир кишиниң техичә һаят икәнликидн ибарәт бир учурға игә болғанлиқимизму, бизгә үмид беғишлиди, һазир йәнә кишилилик һоқуқини қолған кәлтүрмәкчи болған көп адәм хитайниң түрмисидә, йәнә из - дерәксиз йоқалған миңлиған адәм бар, биз буларни издишимиз керәк дәп тәкитлигән иди.

Түркийә истратегийә - чүшәнчә иниститотиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң қаришичә, америка дөләт мәҗлисидә ечилған йиғин америкиниң кишилик һоқуқ қиммәт қаришидин ваз кәчмәйдиғанлиқидин дерәк бериду, җу юңкаң, ваң личуәнләрниң бейҗиңда шәрқий түркистан һәққидә йиғин ачқанлиқида, уларниң шәрқи түркистан мәсилисидәк бундақ бир дуняниң диққитини қозғаватқан темидин пайдилинип, өзлирини көрситишкә теришиватқанлиқи ениқ.

Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, хитайда наһайити хәтәрлик бир район - шәрқи түркистан. Хитай һазир қандақ қилип америка афғанистандин әскәр чекиндүргәндин кейин шәрқий түркстанни тинч турғузушни ойлайду. Әмма хитай бу нишанға йетиш үчүн қаттиқ бастуруш усулини қолланғансери, қилмишлири дуняға ашкарилинип, дуняниң шәрқи түркистанға болған һесдашлиқи ешиватиду.

Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, хитайниң һазирқи ички сияситиму, ташқи сияситиму, өзиниң хәлқиниму, чәтәлләрниму рази қилалмайватиду. Шәрқи түркистанда болса хитай уйғурларға ишәнмәйдиған, уйғурлар хитайға ишәнмәйдиған һаләт шәкиллинип болди. Буни оңлаш асан әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.