Уйғур алим әркин сидиқниң аләм техникиси саһәсидики йеңи кәшпияти мукапатқа еришти

Америка дөләтлик авиатсийә вә аләм бошлуқи идарисиниң калифорнийә штатиға җайлашқан бир тәтқиқат орниниң инженери доктур әркин сидиқ, аләм бошлуқидики телескопни йәр шари башқуруш мәркизидә туруп тәңшәштә ишлитидиған бир йеңи техника кәшип қилған болуп, алимниң мәзкур техника нәтиҗиси америка дөләтлик авиатсийә вә аләм бошлуқи идарисиниң алаһидә мукапатиға еришкән.
Мухбиримиз җүмә
2008.10.28
Erkin-Sidiq-dok-305 Др. Әркин сидиқ түркийидики университетларда доклат бериватқан көрүнүшләрдин бири.
RFA Photo / Erkin Tarim

Игилишимизчә, бу техника техи тунҗи қетим иҗат қилинған болуп, 28 - өктәбир америка дөләтлик авиатсийә вә аләм бошлуқи идарисиниң " кәшпият вә төһпә башқармиси" алимға, мукапат буюми вә мукапатқа еришкәнлик шәрәп гуваһнамисини тәқдим қилиш мурасими өткүзмәкчи.

Доктур әркин сидиқниң билдүрүшичә, у пәқәт һазир мукапат алған техникиси биләнла тохтап қалмиған болуп, у йеқинда йәнә өзи кәшип қилған икки хил йеңи техникини елан қилидикән.

Аләм бошлуқини тәкшүрүш саһәсигә нурғун қолайлиқларни кәлтүридиған бу хил техникиниң тунҗи қетим бир уйғур алими тәрипидин кәшип қилиниши, кишини толиму һаяҗанландуридиған болуп, мәзкур кәшпиятлар уйғурларниң инсанийәт аләм қатниши илмигә қошқан төһпилириниң намайәндиси сүпитидә тарих бетигә йезилғуси.

Юқиридики аваз улинишидин, доктур әркин сидиқ билән бу һәқтә өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
 


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.